Австралийиниң аделайд шәһиридә барин инқилабиниң 21 йиллиқи мунасивити билән сөһбәт йиғини өткүзүлди
2011.04.05

Австралийә шәрқи түркистан җәмийитиниң уюштуруши билән аделайдтики уйғурлар 5-апрел күни барин йезисида партлиған мәрһум зәйдин йүсүп рәһбәрликидики “барин инқилаби” дәп аталған, хитайниң зулумиға қарши қораллиқ инқилабниң 21 йиллиқини җәмийәт мәркизидә сөһбәт йиғини өткүзүп хатирилиди.
Бу йиғинда алди билән диний зат абдусалам алим һәрбир мусулманниң вәтинини қоғдаш, вәтининиң азадлиқи үчүн җиһад қилиш мәҗбурийитиниң барлиқини қурани кәримидин мисаллар илип чүшәндүрди. Андин җәмийәт рәиси абдулғопур мөмин әпәнди, дуняниң һәр қайси җайлирида, болупму австралийидә яшаватқан уйғурларниң вәтән сөйгүсини техиму ашуруп, барин инқилабида қурбан болған шеһитләр роһидин өгинип вәтининиң азадлиқи, хәлқиниң әркинлики йолида тинчлиқ билән илип бериливатқан барлиқ сиясий паалийәтләргә толуқ қатнишишини, қолидин кәлгән барлиқ имканийәтләр билән ярдәм қилишини вә қоллишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Җәмийәт катипи нурмуһәммәт түркистани йиғин қатнашқучилириға барин инқилаби һәққидә омуми мәлумат бәрди, ахирида абдусалам қарим йиғин қатнашчилири билән қурбанлар роһиға атап дуа қилди.