Буниңдин 22 йил илгири йүз бәргән барин инқилабиниң һәқиқий җәряни
Ихтияри мухбиримиз арслан
2012.04.05
2012.04.05

Бу һәрикәт уйғурларниң азадлиққа интилиш ирадисини техиму күчәйтти вә шуниңдин буян уйғур диярида хитай һакимийитигә қарши һәр хил шәкилдә қаршилиқ көрситиш һәрикәтлири давам қилип кәлди.
1990 - Йилларда әйни вақиттики аптоном районлуқ партком секритари суң хәнляң барин инқилабиға алақидар бир китаб нәшр қилдуруп, компартийә әзалириға мәхпий тартқан. Бу һөҗҗәтлик мақалиләр топлиминиң муқависиға ички қисимдики материял, сиртқа тарқитилмисун дәп йезилған. Төвәндә биз бу китабта йезилған барин вәқәсиниң омуми җәряни вә ақивити һәққидә тохтилип өтимиз.
Бу китабта барин инқилаби тоғрисида суң хәнляң мундақ мәлумат бериду: барин йезисида йүз бәргән бу вәқә әксилинқилабий қораллиқ топилаң болуп, бир бөлүм әксийәтчи кишиләр тәрипидин тәшкиллик, пиланлиқ, мәқсәтлик һалда қозғитилған. Мәқсити компартийини ағдуруп орниға шәрқий түркистан ислам җумһурийити қуруш. Мушу мәқсәт йолида улар бу йезида 1989 - йилидин башлап әза қобул қилип, шәрқий түркистан ислам партийисини рәсми қурған. Шәрқий түркистан ислам партийисиниң дәсләпки ядролуқ ( рәһбәрлик) күчи 8 тапанча, 10 кишидин ибарәт. 1990 - Йилиниң бешида шәрқий түркистан ислам партийиси җамал муһәммәдниң өйидә 1 қетим “партийә йиғини” ечип хизмәтләрни мәхсус муһакимә қилип орунлаштурған. 1990 - Йил 2 - айниң бешида сай мәсчиттә 2 - қетим йиғин ачқан. 3 - Айниң 15 - күни мәхтә қушмақниң өйидә 3 - қетим йиғин ечип қорал - ярақ, оқ - дора тәйярлаш мәсилиси билән интизам мәсилисини музакирә қилған. “мәхпийәтликни қаттиқ сақлаш керәк. Ким мәхпийәтликни ашкарилап қойса уни пүтүн аилисидикиләр билән қошуп өлтүриветиш керәк......” дәп бәлгилигән. 3 - Айниң 25 - күни сай мәсчиттә 4 - қетим йиғин ечип қораллиқ һәрикәтниң конкрет тәшкили вә иш тәқсиматини муһакимә қилип, шәхсләр бойичә ениқ вәзипә тәқсим қилинған. Тәшкилат башлиқи зәйдин йүсүп бу йиғинда “.... Навада мән өлүп кетип қалсам, абдуғәни турсун давамлиқ қоманданлиқ қилиду” дәп алаһидә тәвсийә баян қилған.
Барин инқилаби - мустәқиллиқ күриши
язғучи шәмсидин абдуреһимниң “шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ күриши” дегән китабида барин инқилаби тоғрисида тохтилип мундақ йезилған:
1990 - Йили 5 - априлда қәшқәр шәһириниң ақту наһийиси барин йезисида шәрқий түркистан ислам партийиси рәһбири зәйдин йүсүп қоманданлиқида чоң қораллиқ қозғилаң көтүрүлди. Униңға қатнашқан уйғурларниң сани 700 дин артуқ иди. 5 - Април күни улар йезилиқ һөкүмәт бинаси вә қорусини игиләп, бастурушқа кәлгән хитай әскәрлири билән қаттиқ җәң қилди. Дәсләпки қәдәмдә хитайлардин 500 дәк қораллиқ һәрбий - сақчи қаршилиққа учрап мәғлуб болушқа аз қалғанда, 6 - април сәһәр саәт 4 йеримда 400 дин артуқ заманиви қоралланған хитай һәрбий қошуни һуҗумға өтти. Арқидин йәнә 10 нәччә миң мунтизим хитай армийиси кәлтүрүлди. Һава армийиси, биңтүән топчи қисимлири, танка қатарлиқ еғир қораллар билән қоралланған һәрбий қисимлар болуп җәми 18 миң һәрбий вә сақчи қисимлири қозғилаңни бастурушқа қатнашти. Лекин дүшмәнниң күчи наһайити зор болуп, ярдәмсиз қалған қозғилаңчилиримиздин җәңниң иккинчи күни йәни 6 - април күнила 48 киши шеһид болди, 193 киши яриланди. 30 Қозғилаңчи тутқун қилинди. 10 - Април әтигән саәт 3 йеримғичә болған қаршилиқ җәңлиридә йәнә 59 инқилабчи шеһид болған. 7 Киши еғир ярилинип әсиргә чүшти. Чекиниватқанлардин 200 нәччиси тутулған. Җәмий 5 күнлүк җәң һәрикәтлири җәрянида 107 киши шеһидлик шәрбитини ичти. Уларниң арисида қомандан зәйдин йүсүп, исһақ һошур, муһәммәт турди, муһәммәт турсун қатарлиқ инқилабчиларму бар.
Суң хәнляңниң мақалисидә билдүрүшичә, барин инқилабиға қатнашқан уйғурларниң сани 500 икән, буниңдин 107 кишини етип ташлиған, җәмий 289 кишини тутқун қилған. 500 Кишилик барин инқилабчилириға қарши хитай һакимийити бу урушқа топлам 22454 қораллиқ әскәр қатнаштуруп, уруш 4 - айниң 5 - күнидин 10 - күни саәт 3:00 кичә давам қилған йәни у қетимқи уруш 5 кечә - күндүз давам қилған. Бу урушқа хитай қораллиқ сақчи қисим баш шитабиниң муавин қумандани ваң винли билән җамаәт хәвпсизлик министирлиқи 1 - идарисиниң башлиқи тән суңчун дегән хитайлар қәшқәргә келип, әскәрлиригә қоманданлиқ қилған.
язғучи шәмсидин абдуреһим “шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ күриши” дегән китабта барин инқилабиға қоманданлиқ қилған зәйдин йүсүпниң барин йезилиқ һөкүмәткә хитап қилип язған бир парчә хети тоғрисида тохталған, у хәттә зәйдин йүсүп йезилиқ һөкүмәткә хитаб қилип мундақ язған:
Һәр қандақ һөкүмәт адәм өлтүргәнләрни атиду. Йезимизда 250 аялниң балиси чүшүриветилди. (1989 - Йили бир йиллиқ сан) бундақ қилиш қатиллиқ һесаблинамду - һесабланмамду? немә үчүн етилмайду?.... Ичкиридин үрүмчигә һәр 15 минутта бир пойиз келип туридикән, кәлгәнләрниң һәммиси хитай, биз уйғурларға пиланлиқ туғутни йолға қоюшниң орниға хитайларни кәлтүрмисә болмамду...? биз күрәш қилип хитайларни шәрқий түркистандин қоғлап чиқиришимиз керәк.... Пиланлиқ туғут әмәлдин қалдурулсун. Шәрқий түркистанға хитай көчүрүш тохтитилсун. Хәлқимиз үстидики баҗ - селиқ мәҗбурийәт йәңгиллитилсун. Хитай милләтчилики түгитилсун, изишкә, ютувелишқа, хорлуққа қарши туримиз.
Улар бу тәләпләрни сунған кейин йезилиқ һөкүмәткә бесип кирип рәсми һәрикәтни башлиған.
“шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ күриши” дегән китабта йәнә барин инқилабиға қатнашқан уйғурларниң хитай сот мәһкимилири тәрипидин сотқа тартилғанлиқи тоғрисида тохтилип мундақ йезилған: 1990 - йили 30 - авғустта хитай коммунист һакимийитиниң сот әмәлдарлири, барин инқилабчилиридин сулайман сопи, қурбан муһәммәт, ғопур әвәлләргә өлүм җазаси бәрди. Әмәт муһәммәт, турғун хоҗа, әхәт һәсәнләргә өлүм җазасини 2 йил кечиктүрүш, җамал муһәммәт қатарлиқ 5 кишигә муддәтсиз қамақ җазаси бәрди. Җәмий 103 кишигә җаза һөкүм қилди. 36 Кишини назарәт қилип өзгәртишкә тапшурди. Залим хитай таҗавузчилири, барин инқилабиға ярдәм бәргән вә һесдашлиқ қилған дегән төһмәтләр билән қәшқәр вилайитидики 10 наһийә - шәһәрдин 2000 уйғурни йолсиз қамаққа алди. Барин йезисини харабилиққа айландурувәтти. Хитай җаллатлири һәтта бөшүктики боваққа оқ яғдурди. Бу вәқәдин кейин хитай ишғалчилири һәрбий қисим, сақчи - жандарма вә биңтүән 1 - , 2 - , 3 - , 4 - , 5 - , 6 - девизийә әскәрлирини сәпәрвәр қилип қәшқәр, қизилсу, хотән вә ақсу вилайәтлири тәвәлирини узаққичә муһасиригә алди.
Барин инқилабиниң әһмийити, алаһидилики вә униң нәтиҗилири
“шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ күриши” дегән китабта йәнә барин инқилабиниң әһмийити вә алаһидилики тоғрисида тохтилип мундақ язған:
Барин инқилаби тәшкиллик вә мунтизим, үзүл - кесил елип берилған бир инқилаб. У шәрқий түркистан хәлқиниң азадлиққа болған үмидварлиқини күчәйтти. Барин муҗаһидлири шәрқий түркистан хәлқиниң, ишғалчи хитайниң ишғалийитини қобул қилмайдиғанлиқини вә зулумға баш әгмәйдиғанлиқини көсәтти. Бу инқилаб хәлқарадиму зор тәсир қозғиди. Вәтән сиртидики 1934 - йилдин таки 1980 - йилиғичә болған арилиқта чәтәлләргә кетишкә мәҗбур болған муһаҗирлар 1992 - йили декабирда түркийиниң истанбул шәһиригә җәм болуп, “шәрқий түркистан миллий қурултийи” ни қурушқа түрткә болди вә униңдин башқа йәнә шәрқий түркистан ислам партийисиниң қайтидин қурулуп вәтән ичи вә сиртида күчийиши, мусулман шәрқий түркистан хәлқиниң хитай таҗавузчилириға қарши инқилаби һәрикәт сепиниң кеңийишигә, һәқниң җәзмән ғәлибә қилишиға болған ишәнчиниң күчийишигә васитә болди. Шәрқий түркистан хәлқиниң таҗавузчи хитайларни җәзмән қоғлап чиқирип азадлиқни қолға кәлтүрүп хәлқимизниң дуня вә ахирәттики бәхт - саадитини қолға кәлтүрүш үчүн адаққичә күрәш қилидиғанлиқини намайән қилди.
Биз йәнә барин инқилаби тоғрисида вәқәгә четишлиқ дәп қарилип 3 йил түрмигә қамалған вә һазир истанбулда яшаватқан уйғур пешқәдәмлиридин абдуләзиз әпәндиниң пикир - қарашлирини алдуқ. Абдуләзиз әпәнди, барин инқилабиға қатнашқан қәһриманларниң өлүмдин қорқмастин күчлүк дүшмәнгә қарши мәйданға чиқип, уйғур хәлқиниң һечқачан зулумға баш әгмәйдиғанлиқини, мустәмликини қобул қилмайдиғанлиқини хитайға тонутуп қойғанлиқини ипадилиди.