Қаттиқ бастурулуватқан уйғурлар
Мухбиримиз йалқун хәвири
2008.08.04
2008.08.04

AFP Photo
Бу мақалә вә хәвәрләрдә хитай һөкүмити олимпик мусабиқисини өткүзүшкә лайиқ болмиған диктатор дөләт дәп қарилип, у йәрдә яшаватқан инсанларниң әң адди яшаш һоқуқиниңму дәхли тәрүзгә учрап дәпсәндә қилиниватқанлиқи вә хитайдики олимпик мусабиқисигә қатнашмақчи болған тәнһәрикәтчиләрниң дәриҗидин ташқи қаттиқ бесимлар билән мәшиқ қилишқа селинип хитай коммунистлириниң абройини көтүридиған тәшвиқат машинилириға айлинип қеливатқанлиқи қаттиқ тәнқид қилинған.
Бу мақалиләр арисида йәнә уйғурлар тоғрисида мәхсус тохталған мақалиләрму бар болуп, шиветсийәдики нопузлуқ гезитләрдин "күндилик йеңилиқлар ", "шиветсийә күндилик хәвәрлири" қатарлиқ гезитләрдә елан қилинған "террор овчилиқи - олимпиктин бурун нәтиҗә бәрди", " қаттиқ бастурулуватқан уйғурлар " қатарлиқ чоң һәҗимлик мақалиләр буниң мисалидур. Бу мақалиләрниң апторлири уйғурлар һәққидә әң көп мақалә язған мухбирлар болуп, буларниң һәр иккилиси техи йеқиндила уйғур елиниң җәнуб - шималиға берип у йәрдики һәқиқий әһвалларни өз көзи билән көрүп келип бу мақалиләрни язған.
"Қаттиқ бастурулуватқан уйғурлар" намлиқ мақалиниң аптори марикос харалдссон мақалисини мундақ башлайду: " барлиқ дуканлар, меһманханилар, ашханилар мәҗбурий тақиветилгән, кочилардики кавапчилар, мевә - чивичиләр, яймичилар уруп қоғливетилгән. Қәшқәрниң бош қалған кочилирини пүтүнләй қоралланған сақчилар вә салдатлар игилигән. Коча бойлап һәр он метир йәргә вә коча доқмушлириға бәш - алтидин хитай салдатлири турғузулған. Мушу бир қанчә күнниң ичидә қәшқәрдә нәччә миңлиған кишиләр қолға елинған. Чүнки бу күн хитай һөкүмити үчүн ейтқанда хушаллиқ бир күн болуп, улар бу қәдимий шәһәр қәшқәрдә олимпик мәшилини күтивелиш үчүн тәйярлиқ қиливататти. Бирақ олимпик мәшили қәшқәргә йитип кәлгән шу күни уйғурлар өйлиридә қаттиқ қамал қилинған болуп, кочиларда пәқәт тәнтәнә қиливатқан хитай пуқралири билән уйғурчә кийимләрни кийип наһайити қаттиқ контрол астида туруватқан бирқисим уйғурларни көргили болатти."
Аптор қәшқәрдә уйғурларни зиярәт қилишни ойлиған болсиму, әмма үнүмлүк болмиған. Чүнки, апторниң бир такси шопуридин игилишичә, хитай һөкүмити уйғурларниң чәтәлликләр билән учришиши вә сөзлишишни қаттиқ чәклигән болуп, әгәр байқилип қалса сақчилар тәрипидин қаттиқ җазаланған.
Аптор мақалисидә йәнә, уйғурларниң сталин билән мавзидоңниң оюниға кәткән қисмәтлик тарихи, барин инқилаби, ғулҗа яшлар намайиши вә уйғурларниң лидери рабийә қадир ханимниң қисмити, уйғурлар һазир дуч келиватқан сияси вә иқтисади җәһәттики кәмситишләр, уйғур елигә тохтимай келиватқан хитай аққунлири мәсилиси, уйғур елидики байлиқларниң булаң - талаң қилиниши, учур васитилириниң қаттиқ контрол қилиниши билән дунядин айриветилгән бу йетим милләтниң тәқдири һәққидиму әтраплиқ мәлумат бәргән. Аптор мақалисидә қәшқәрдики бир уйғур такси шопуриниң наһайити еһтият билән "рабийә қадир биз уйғурларниң лидери, уни һәммә уйғурлар билиду һәм яхши көриду," дегән сөзини қистурма қилған.
Аптор мақалисиниң ахирида мундақ бир баянни бериду: "мән ахири мән билән параңлишишни халайдиған бир уйғурни учраттим. У йенимға өзликидин келип мән билән дост болушни халайдиғанлиқини билдүрди. Һәтта у мини тамаққа тәклип қилди. Униң дейишичә, бу йәрдә уйғурлар билән хитайлар наһайити яхши, хушал - хорам яшаветипту, уйғурларниң иқтисади әһвалиму яхши икән, хитай һөкүмити уйғурларни өз мәдәнийити буйичә яшашқа йол қойидикән. Хитай сақчилири бу йәрдә һәр қандақ қалаймиқанчилиқни дәрһал бастуруп, яхши муһит яритишқа қадир икән."
"Мән ахири әнвәр исимлик бу уйғурниң ким икәнликини қияс қилдим," - дәйду аптор мақалисини давамлаштуруп, " - у маңа кечидә биргә болуш үчүн уйғур қизлирини тонуштурди, униң тәсвирлишичә, уйғур қизлириниң бәдини наһайити чирайлиқмиш. Ениқки, у бир хутун бедики, хитайниң ишпийони иди."
Мақалә гезитниң 5 бетигә берилгән һәм бирқанчә парчә чоң рәсим қистурма қилинған болуп, гезитниң биринчи бети уйғурлар һәққидики бу мақалигә толуқ аҗритилған. Мақалиниң ахириға уйғурларниң тарихи, җуғрапийилик орни, йәр мәйдани, нопуси вә башқа әһваллар һәққидә тәпсилий пакитлиқ материяллар берилгән.