уйғур зиялийлири буниң билән уйғурларниң һәқ-һоқуқ мәнпәәтлириниң йәниму еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиниватқанлиқини көрсәтмәктә. улар "хитай һөкүмитиниң бу уйғур диярида давам қиливатқан байлиқ ечиш сиясити мәйли хитайниң асасий қануни, мәйли миллий территорийилик аптономийә қануни вә яки йәрлик милләтләр һоқуқиға даир хәлқаралиқ қанунларниң һәммисигә хилап" дәп тәнқид қилмақта.
хитайниң шинҗаң учур тори 30-авғуст хәвиридә, 19 өлкә вә шәһәрниң бу икки йилдики нишанлиқ ярдәм қурулуш пиланиниң әмәлийлишиши 90% тин ашти дәп көрситилди. бир лявниң өлкисини мисалға алғанда , мәзкур хитай өлкисиниң уйғур елидики мәбләғ салған иш түрлири 107 болуп, буниң 86 си тамамлинип болған, йәнә 13 түр бу йил ахириғичә ишқа кириштүрүлидикән.
2012-йили бир йил ичидә, 19 өлкиниң уйғур елидики саһәләр бойичә йеңи ечиш түри 1296 гә йитидикән. гәрчә хитай һөкүмити бу аталмиш нишанлиқ ярдәм бериш түрлириниң 70% ини йәрлик хәлқниң турмушини яхшилашқа ишлитилгәнликини тәшвиқ қиливатқан болсиму, уйғурларниң инкасидин мәлумки, байлиқниң игиси йәрлик хәлқ болған уйғурлар бу хил байлиқ ечиштин вә униңдин кәлгән мәнпәәттин давамлиқ йирақ қалдурулғандин башқа, өзигә тәәллуқ болған йәр, байлиқ, һәтта яшаш муһитидинму айрилип қалмақта икән.
уйғурлар хитайниң районда елип бериватқан байлиқ ечиш, кархана қуруш ишлириниң пүтүнләй қанунға хилап икәнликини тәнқид қилмақта. ундақта хитай һөкүмитиниң уйғур елидики байлиқ ечиш сиясәт тәдбирлирини хитайниң асасий қануни вә аптономийә қануниға тәтбиқлап бақайли.
хитай җумһурийитиниң асасий қануни 118-маддисида "миллий аптоном җайларниң аптономийә органлири дөләт пиланиниң йетәкчиликидә йәрлик иқтисади қурулуш ишлирини өз алдиға орунлаштуриду вә башқуриду . дөләт миллий аптоном җайларда байлиқ ечиш вә кархана қурушта , миллий аптоном җайниң мәнпәитигә етибар бериши керәк" дейилгән.
әмди хитайниң миллий территорийилик аптономийә қануниниң 6-баб 65-маддисида "дөләт миллий аптономийилик җайларда байлиқ ачқанда , қурулуш қилғанда , у җайниң мәнпәитини ойлишип уни шу җайниң иқтисади қурулушиға пайдилиқ қилип орунлаштуруши , шу җайдики аз санлиқ милләтләрниң ишләпчиқириш , турмушиға етибар бериши керәк. дөләт тәдбир қоллинип , тәбиий байлиқ чиқидиған миллий аптономийилик җайларға муәййән мәнпәәт толуқлимиси бериду " дәп бәлгиләнгән.
дуня уйғур қурултийиниң баш катипи, америкидики нурмәмәт мусабай әпәнди хитайниң уйғур елини бесивалғандин буян елип бериватқан байлиқ булаң талаңчилиқи хитайниң өзиниң қанунини дәпсәндә қилғанлиқи, шундақла бу уйғурларни , қануний һәқ-һоқуқлири, байлиқидинла әмәс , яшаш имканийитидинму айрип қоймақта" дәп көрсәтти.
америкидики уйғур паалийәтчиләрдин мәмәт тохти әпәнди болса, хитайниң уйғур диярида уйғурларниң разилиқисиз елип барған һәр қандақ һәрикитиниң хитай қол қойған хәлқаралиқ келишимләргиму хилап дәп шәрһлиди.