Б д т тинчлиқ сақлаш қисимлири қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи хатириләнди
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.05.30
2008.05.30
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчиқ сақлаш қисимлири бундин 60 йил муқәддәм, йәни 1948 - йили майда қурулған болуп, 2001 - йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати омуми йиғини тәрипидин 29 - май күни дуняниң һәр қайси җайлирида тинчлиқ сақлаш вәзиписи өтигән һәмдә бу җәрянда һаятини қурбан қилған оғул - қиз әскәрләргә һөрмәт билдүрүш күни қилип бекиткәндин буян бу күн бирләшкән дөләтләр тәшкилатида һәр йили тәбриклинип кәлмәктә.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати елан қилған ахбаратларға қариғанда, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тинчлиқ сақлиғучи әскәрлириниң сани 110миң нәпәрдин артуқ болуп, улар һазир дунядики низа қаплиған районларда вәзипә өтмәктә икән.
Хәвәрдә көрситилишичә, 29 - май бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлириға мәсул муавин баш катип җиан мариә гуеһннониң башчилиқида, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш штаби алдиға өткәнки 60 йил җәрянида тинчлиқ сақлаш вәзиписи үчүн җенидин айрилған 2400 нәпәр тинчлиқ сақлиғучи учун гүл чәмбирәк қоюш мурасими өткүзүлгән.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлири 60 йилдин буян уруш оти ичидә қалған районларға берип тинчлиқ сақлап, ичи - ташқи уруш сәвәбидин хәтәр астида қалған милләт яки хәлқни қоғдаш вәзиписини өтәп дуня җамаәтчиликиниң тинчлиқи үчүн нурғун төһпиләрни қошқан.
Тинчлиқ сақлаш қисимлири информатсийә бөлүмидики хадим доуглас кофман әпәнди, мәзкур тәшкилатниң 60 йилдин бери дуняниң нурғун районлирида һәр хил тинчлиқ сақлаш вәзипилирини өтигәнликини, буниң бәзидә икки дөләт арисидики урушларға арилишиш шәкилдә, бәзидә мәлум бир дөләттә йүз бәргән ички уруш отида қалған икки тәрәп арисида келиштүрүш ролини өтәп кәлгәнликини билдүрди вә қандақла болушидин қәтий нәзәр тинчлиқ сақлашни тинчлиқ орнитишниң орниға дәссәткили болмайдиғанлиқини қошумчә қилди.
У тинчлиқ сақлаш үстидә тохтилип мундақ деди: "тинчлиқ орнитилған болса бизгиму көп хизмәт қалмайду, әмма у чағда биз тоқунушиватқан тәрәпләр арисида зораванлиқларниң қайта йүз бәрмәсликини капаләткә игә қилишни илгири сүримиз".
У йәнә, тинчлиқ сақлаш қисимлириниң бәзи вәзипилириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш низамнамисиниң 7 - тармиқи буйичә еғир типтики қораллар билән қораллинип елип берилидиғанлиқини , әмма бәзи вәзипиләрниң тоқунушқан икки тәрәп арисидики мунасивәтни көзитип туруштин ибарәт икәнликини билдүрди.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлирини тоқунуш ичидики мәлум бир районға йөткәш һоқуқи йәнила бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишиниң қолида болуп, әскәр йөткәш қарари мәзкур кеңәшкә даимий әза бәш дөләтниң ортақ қошулуши асасида вуҗутқа чиқиду.
Бу һәқтә тохталған истратегийә мутәхәссиси түркийә һаҗи төпә университетниң оқутқучиси әркин әкрәм әпәндиниң оттуриға қоюшичә, шундақ болғанлиқтин кеңәшкә әза бәзи дөләтләр, дөләт мәнпәәти сәвәбидин бәзи көңүлдикидәк қарарларниң елинишиға тосқунлуқ қилидикән.
Әркин әкрәм бирләшкән дөләтләр тәшкилатида оңушлуқ елинмай қалған бу хилдики қарар һәққидә тохтилип судан мәсилисини мисал қилди.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисими елан қилған ахбаратқа қариғанда, һазир дуняниң һәр қайси җайлирида вәзипә өтәватқан хадимлар 119 дөләттин кәлгән болуп, әң көп хадим әвәтидиған дөләтләр, пакистан, бенгал, һиндистан , нигерийә вә непал қатарлиқ дөләтләрни өз ичигә алидикән.
Ахбаратта көрситилишичә, һазир бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлириниң йиллиқ чиқими 6.5 Милярд америка доллири болуп, иқтисади ярдәмниң көп қисимини америка қошма штатлири вә японийә өз үстигә алған икән.
Гәрчә бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлири өткән 60 йил җәрянида дуняниң һәр қайси районлирида тинчлиқ сақлашқа аит һәр түрлүк вәзипиләрни өтәп кәлгән болсиму, әмма бу җәрянда бәзи сәвәнликләрму мәйданға кәлгән болуп, әнглийә балиларни қутқузуш җәмийитиниң йеқинда бу һәқтә ашкарилиған доклати буларниң ичидики әң йеңиси болуп, мәлум болушичә, тинчлиқ сақлаш қисимлиридики бәзи хадимлар қорамиға йәтмигән балиларға җинсий паракәндичилик салған.
Америка авази радиосида нәқил қилинишичә, тинчлиқ сақлаш қисимлири муавин баш катипи җәан мариә гуеһнно, бундақ хәвәрләрниң кишини толиму биарам қилидиғанлиқини, әмма бундақ доклатларниң ролиниң интайин зор икәнликини билдүргән вә һәр йили 200 миң әтрапидики тинчлиқ сақлаш хадимлирини вәзипә өтәшкә тәшкилләш мүшкүлати җиқ бир хизмәт икәнликиниму қошумчә қилған.