Мутәхәссисләр: хитайниң уйғур сиясити б д т ниң аз санлиқ милләтләр һоқуқи әһдинамисиға хилап

Б д т 1992 - йили декабирда “аз санлиқ милләтләр, етник, тил вә диний аз санлиқларға мәнсуп кишиләрниң һоқуқи әһдинамиси” мақуллап, аз санлиқ милләтләрни қоғдашни һәр қайси дөләт вә һөкүмәтләр әмәл қилишқа тегишлик бир мәҗбурийәткә айландурған иди. Д у қ йеқинда 9 маддилиқ мәзкур әһдинамә мақулланғанлиқиниң 20 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң мәзкур әһдинамигә әмәл қилмайватқанлиқини илгири сүргән. Мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, бейҗиң һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан сиясити хитай имза қойған мәзкур әһдинамигә хилап.
Мухбиримиз әркин
2012.12.24
rabiye-qadir-BDT-soz-qilmaqta-305.jpg Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 4-нөвәтлик аз санлиқ милләтләр мунбири йиғинида рабийә қадир ханим сөз қилди. 2011-Йили 30-ноябир, шветсарийә.
RFA/Erkin Tarim


Б д т ниң “аз санлиқ милләтләр, етник, тил, диний аз санлиқлар һоқуқи әһдинамиси” хәлқара җәмийәтниң мәхсус аз санлиқ милләтләрни қоғдаш тоғрисидики муһим һөҗҗити. Мәзкур һөҗҗәтниң 1 - маддисиниң 1 - тармиқида дөләтләрниң мәҗбурийити тәкитлинип, дөләтниң аз санлиқ милләтләр, етник тил вә диний аз санлиқларни қоғдаш, уларниң өз кимликини қоғдишиға шәрт - шараит яритип бериш мәҗбурийити барлиқи оттуриға қоюлған. 2 - Маддиниң 1 - вә 2 - тармиқи уларниң һоқуқи билән мунасивәтлик болуп, миллий яки етник, тил вә диний аз санлиқларға мәнсуп кишиләр өз мәдәнийитидин бәһриман болуш, диний етиқадини ашкара ипадиләш, ибадәт қилиш, өз тилини хусуси вә аммиви сорунларда һечқандақ иғвагәрчилик вә кәмситишкә учримай, әркин ишлитишкә һоқуқлуқ, дәп көрситилгән.

Аз санлиқ милләтләргә мәнсуп кишиләрниң мәдәнийәт, диний, иҗтимаий, иқтисади вә аммиви һаятиға актип иштирак қилиш һоқуқи барлиқи илгири сүрүлгән. Мәзкур һөҗҗәт б д т ниң 1966 - йили мақулланған “пуқралиқ вә сияси һәқләр әһдинамиси” билән “мәдәнийәт, иҗтимаий, иқтисади һәқләр әһдинамиси” ниң муһим толуқланма нусхииси.

Д у қ мәзкур әһдинамә мақулланғанлиқиниң 20 йиллиқи мунасивити билән елан қилған баянатида хитайниң мәзкур әһдинамигә әмәл қилмайватқанлиқини тәнқидләп, униң уйғурларниң диний етиқадини чәкләватқанлиқи, кишиләрни қануни рәсмийәтсиз өлүм җазасиға буйруватқанлиқи, қанунни қайрип қоюп өлтүрүватқанлиқи, диний курсларни бастуруп, уйғур мәдәнийитигә бузғунчилиқ қилватқанлиқи қатарлиқларни тәкитлигән. Д у қ ниң илгири сүрүшичә, б д т ниң аз санлиқ милләтләрни қоғдаш һәққидики мәзкур әһдинамиси дөләтләрниң аз санлиқ милләтләргә капаләтлик қилишида изчил рол ойнайдиған муһим өлчәм.

Уйғурларниң чәтәлдики мәзкур кишилик һоқуқ оргени 1992 - йили 18 - декабир мақулланған әһдинаминиң 20 йиллиқини тәбрикләп, униң дәвр бөлгүч бир һөҗҗәт икәнликини билдүргән. Лекин америкида олтурушлуқ мустәқил тәтқиқатчиси мәмәт тохти әпәнди мәзкур һөҗҗәт вә уйғурларниң һоқуқи һәққидә тохтилип, икки нуқтини айдиңлаштурувелиш керәкликини илгири сүрди.

Хитай б д т ниң аз санлиқ милләтләр, етник, тил вә диний аз санлиқлар һоқуқи әһдинамисигә қол қойған дөләт болсиму, бирақ у аз санлиқ милләтләр һоқуқиға изчил бузғунчилиқ қилиш билән әйиблинип кәлди. Америка дөләт мәҗлиси, дөләт ишлар министирлиқи, хәлқара кишилик һоқуқ җәмийәтлириниң вә д у қ қатарлиқ уйғур тәшкилатлириниң бу һәқтики доклатлирида илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити уйғурларниң дин, мәдәнийәт, тил, маарипиға бузғунчилиқ қилған, сөз вә ипадә әркинликини боғуп, тинч сияси вә диний паалийәтләр билән зораванлиқ вәқәлирини пәрқләндүрмәй охшаш бастуруп кәлгән.

Д у қ өзиниң 18 - декабир елан қилған баянатида билдүрүшичә, америка вә башқа дөләт һөкүмәтлири, явропа иттипақи, б д т хитайни хәлқара мәсулийитини ада қилип, уйғурларниң һоқуқиға һөрмәт қилишқа чақирип кәлгән болсиму, бирақ хитай бу чақириққа һечқандақ җаваб қайтурмиған.

Д у қ рәиси рабийә қадир ханим мәзкур әһдинамә һәққидә тохтилип, : әһдинамә мақулланғанлиқиниң 20 йиллиқ хатириси хошаллинарлиқ бир күн болушқа тегишлик болсиму, бирақ бу, уйғур хәлқиғә һоқуқтин бәһриман болалмайватқанлиқини йәнә бир қетим хатирилитип қойди, дегән. Мәмәт тохти әпәндиниң илгири сүрүшичә, нөвәттики муһим мәсилә хитайниң хәлқара әдинамиләргә қол қоюш мәсилиси әмәс. Униңға қандақ әмәл қилиш мәсилисидур.

Хитай 1998 - йили б д т ниң “пуқралиқ һоқуқи вә сияси һәқләр әһдинамиси” билән “мәдәнийәт, иҗтимаий вә иқтисади һәқләр әһдинамиси”гә қол қойған болсиму, бирақ хитай хәлқ қурултийи “пуқралиқ һоқуқи вә сияси һәқләр әһдинамиси” ни һазирға қәдәр тәстиқлимиған. Д у қ, хәлқара җамаәтчиликни хитайниң уйғур кишилик һоқуқ бузғунчилиқиға диққәт қилип, уйғурлар билән сөзлишишини алға сүрүшкә тиришчанлиқ көрситишини, хитайниң “пуқралиқ һоқуқи вә сияси һәқләр әһдинамиси”ни тезрақ тәстиқлишиға һәйдәкчилик қилишини тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.