Бирләшкән дөләтләр омумий йиғини аяғлашти әмма сүрийә мәсилисидә әмәлий бир қарар чиқмиди

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 67-нөвәтлик омумий йиғини 1-өктәбир күни аяғлашти. 120 Дин артуқ дөләтниң рәһбәрлири қатнашқан мәзкур йиғин дуня вәзийитидә җиддий давалғушлар йүз бериватқан бир мәзгилдә тоғра кәлгән иди.
Мухбиримиз ирадә
2012.10.03
suriye-namayish-305.png Сүрийәдики 4-май күни өткүзүлгән намайиштин бир көрүнүш
AFP

Йиғинға қатнашқан дөләтләр дуняда тенчлиқни қандақ бәрпа қилиш вә әң муһими сүрийидики кризисни һәл қилиш тоғрисида муназирә қилишқан болсиму, әмма йиғин ахирида йәнила бир әмәлий қарар елан қилинмиди.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 67-нөвәтлик омумий йиғини 25-сентәбир күни башланған болуп, йиғинға қатнашқан һәрқайси әл рәһбәрлири бир һәптидин буян айрим-айрим сөз қилди. Йиғинда сөз қилған рәһбәрләр һәммиси сүрийә кризиси, иранниң ядро паалийәтлири вә пәрқлиқ дин һәм милләтләр ара тинчлиқни бәрпа қилиш қатарлиқ һазирқи вақит характерлик мәсилиләрдә өз мәйданлирини оттуриға қоюп өтти. Биз алдинқи нөвәтлик программимизда йиғинниң дәсләпки күнлиридә сөз алған б д т баш секретари бан кимун, америка президенти барак обама вә иран президенти әхмәди неҗат вә исраилийә баш министири бенҗамин нетаняхуниң сөзлиридин силәргә қисқичә мәлумат бәргән идуқ.

Омумий йиғинниң күн тәртипигә бинаән йиғинниң кейинки күнлиридә сөзгә чиққан әнглийә, хитай, сүрийә қатарлиқ дөләтләр рәһбәрлириниң сөзлири дуня мәтбуатлириниң диққитини тартти. Әнглийә баш министири давид камерон б д т омумий йиғинида қилған нутқида сүрийә мәсилисидики позитсийиси наһайити кәскин болди. У нутқида “русийә вә хитайниң қоли сүрийилик балиларниң қени билән боялди” деди. У русийә билән хитайниң сүрийигә қарши җаза тәдбири елишқа тосқунлуқ қилиш арқилиқ әмәлийәттә сүрийилик балиларниң қийин-қистаққа елиниши вә һәтта өлүмигә сәвәб болуватқанлиқини билдүрди шуниңдәк у б д т ниң сүрийә мәсилисидә бир қарарға келәлмәсликиниң б д т ниң етибариға қаттиқ дағ чүшүргәнликини тәкитлиди. У мундақ деди:
“бу балиларниң қени б д т ниң етибариға наһайити чоң дағ чүшүрди. Болупму бу вәһшийликкә сәвәб болған яки мундақчә ейтқанда әсәд һакимийитиниң терорлуқини қоллаватқанларниң етибарини чүшүрди. Б д т келишиминиң 21-әсирдиму күчкә игә болуши үчүн биз чоқум бундақ мәсилиләрни һәл қилишта пикир бирлики һасил қилишимиз керәк.”

Әнглийә баш министири давид камеронниң хитай вә русийини нишан қилип туруп наһайити кәскин тәләппузда қилған сөзигә қаримай хитай вәкилиниң нутқи “башқа дөләтләрниң ички ишлириға арилашмаслиқ” тин ибарәт бир нуқтини мәркәз қилди. Б д т омумий йиғиниға хитайға вакалитән ташқи ишлар министири яң җейчи сөзлигән болуп, у нутқида илгирикигә охшашла әң алди билән дуня дөләтлирини соғуқ уруш мәзгилидики психика билән һәрикәт қилиштин ваз кечишкә чақирди вә “хитай башқа дөләтләрниң ички ишлириға арилашмайду, шуниң билән бир вақитта башқа дөләтләрниң хитайниң ишиға арилишишиға йол қоймайду” деди.

У йәнә, хитайниң иқтисадни яхшилашни муһим орунға қойидиғанлиқи, буниң охшаш вақитта дуня иқтисадини илгири сүрүшкиму пайдилиқ икәнликини билдүрүп “әмма буниң үчүн дуня дөләтлири чоқум өз-ара һөрмәт, өз-өз ара ишиниш, өз-ара мәнпәәт йәткүзүштәк принсип ичидә һәрикәт қилиши керәк” дейиш билән биргә, хитайниң тәрәққиятиниң тинчлиқпәрвәр бир тәрәққият икәнликини алаһидә тәкитләп өтти.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий йиғини башланған биринчи күнидин етибарән сүрийә мәсилисиниң биринчи муһим мәсилә қатарида һәр күни вә һәммә дөләт тәрипидин тилға елиниши, хитай вә русийиниң исминиң биваситә һәм васитилик һалда тәнқид обйекти болушиға қаримай хитай вәкили сүрийә мәсилиси һәққидә тохталғанда йәнила һәр икки тәрәпни қорални ташлап, мәсилини кофи аннанниң 6 түрлүк тинчлиқ пилани бойичә һәл қилишқа чақирди.

Йиғинниң ахирқи күни, йәни 1-өктәбир күни сөзгә чиққан сүрийә ташқи ишлар министири валид муәлләм сүрийә президенти бәшәр әсәдни тәхттин чүшүшкә чақириватқан дөләтләрни сүрийиниң ички ишиға арилишиш билән әйиблиди. У сөзидә асаслиқ нишанни америка, франсийә, түркийә, сәуди әрәбистан қатарлиқ дөләтләргә қаритип, бу дөләтләрни сүрийидики террорчиларни қоллаш билән әйиблиди. Хәвәрләрдин қариғанда, сүрийә ташқи ишлар министири валид муәлләм нутқи җәрянида “террорчилар”, “терроризм” дегән сөзни 24 қетим тилға алған.

Бир һәптә давам қилған йиғин җәрянида гәрчә һәммә дөләтләр сүрийидики кризисини һәл қилишни бир еғиздин тилға елип өткән болсиму, әмма йиғин ахирида йәнила қолға алғудәк бир нәтиҗә чиқмиди. Бу һәқтә елан қилинған мулаһизиләрдин қариғанда, сүрийә ташқи ишлар министири муәлләмниң йиғиндики сөзи сүрийиниң бу мәсилидики позитсийисиниң өзгәрмәйдиғанлиқини көрситип беридиған болуп, бу қетимлиқ йиғиндиму бир нәтиҗиниң чиқмаслиқи кризисниң һәл қилиниш үмидини техиму суслаштурған. Һазир әсәд һөкүмитиниң өктичиләргә қарши химийилик қоралларни ишқа селиш хәвпи туғулған болуп, бан кимун йиғин аяғлашқандин кейин сүрийә ташқи ишлар министири билән айрим учришип, бу һәқтә уни агаһландурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.