Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омуми йиғини двамлашмақта
Мухбиримиз ирадә
2009.09.24
2009.09.24
AFP Photo
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий йиғинида тунҗи қетим сөз қилған америка президенти барак обаманиң нутқи алаһидә диққәт тартти, пүтүн дуня мәтбуатлири обаманиң сөзлиригә кәң орун бәрди. У сөзидә дуняға тәһдит қиливатқан ортақ хәвпләр билән күрәш қилишта пүтүн дөләтләрниң мәсулийити барлиқини тәкитләп, дөләтләрни өз- ара һәмкарлиққа чақирди. У, "америка дөлити болуш сүпитимиз билән хәлқара җәмийәт билән бирликтә һәрикәт қилимиз. Әмма башқа дөләтләрниңму буниңға күч чиқиришини үмид қилимиз," деди.
Обама пүтүн дуня хәлқи үчүн гүзәл бир келәчәк яритиш үчүн қилишқа тегишлик ишларни 4 нуқтиға йиғинчақлап туруп сөзлиди. Булар ядро қораллиридин ваз кечиш, тинчлиқ һәм хәвпжликни тәкитләш, муһитни қоғдаш вә һәммә дөләтләргә ортақ бейиш пурсити бериш.
Обама сөзидә йәнә, бурун америкиниң дуня мәсилилиридә өз бешимчилиқ қилди дәп әйибләйдиғанларниң әмди һәммә мәсилини америка бир тәрәп қилиду, дәп қол қоштуруп қарап туралмаслиқини вә бирликтә һәрикәт қилидиған вақтиниң йетип кәлгәнликини тәкитлиди.
Америка президенти барак обама бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омумий йиғинида қилған сөзидә йәнә дуняниң тинчлиқи мәсилиси үстидиму тохталди: "радикал күчләр дуняда террор пәйда қилмақта. Ирқий қирғинчилиқ, уруш җинайәтлири, ериватқан икки қутуп музлири вә зулум көрүватқан хәлқләр, йоқсуллар, кесәлликләр... Пүтүн бу мәсилиләр бизниң ортақ һалда һәл қилишимизни күтүп турмақта. Биз қанчилик күчлүк болсақ болайли, бирақ, юқириқидәк мәсилиләрни ялғуз һәл қилалайдиған күчкә игә әмәс. Йиғин залида олтурғанлар һәммимиз пәрқлиқ дөләтләрдин кәлдуқ. Әмма һәммимизни ортақ бир келәчәк күтүп турмақта."
Обама сөзидә бундин кейин дуня мәсилилирини һәл қилишта бирләшкән дөләтләр тәшкилати техиму әмәлий вә техиму актип рол ойнайдиған йеңи бир дәврниң башлинидиғанлиқини ейтти.
Ливан прездинти муаммәр каддафиму 40 йиллиқ һакимийити җәрянида тунҗи қетим бу омумий йиғинға қатнашти вә сөз қилди вә йиғиндики диққәт тартқан кишиләрдин бири бопқалди. Униң сөзлириму мәтбуатларда кәң орун алди. Каддафи сөзидә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәвпсизлик кеңишиниң бәш даимий әзасини қаттиқ тәнқидлиди. У америка, русийә, хитай, әнгилийә вә фирансийә қатарлиқ дөләтләрдин тәркиб тапқан мәзкур 5 даимий әза дөләтни өз көмичигә чоғ тартиш билән әйиплиди һәм мәзкур 5 әза дөләтниң һоқуқини өз мәнпәәти үчүн ишләткәнликини илгири сүрди.
Хитайму бу 5 даимий әзаниң бирси болғанлиқи үчүн уйғур вә тибәтләрниң инсан һәқ - һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқи һәққидә хитайни әйибләйдиған қарарларниң чиқишиму бу сәвәблик тосалғуға учрап кәлгәнлики һәммимизгә мәлум болса керәк.
Каддафи сөзидә, бу 5 даимий әзаниң қолидики рәт қилиш һоқуқиниң елип ташлиниши керәкликини ейтип, рәт қилиш һоқуқиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң шәртнамисигә хилап икәнликини, кичик- чоң барчә дөләтләрниң тәң баравәр болуши керәкликини ипадилиди. Ливан президенти муаммәр каддафи сөзидә йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 1945 - йилидин бери чиққан урушларниң алдини елиштиму көрүнәрлик рол ойниялмиғанлиқини илгири сүрди.
"Хуҗинтавниң сөзлириниң гүлдүри бар ямғури йоқ"Хитай дөләт башлиқи хуҗитавму йиғинда сөз қилип, дуняниң тинчлиқи үчүн күч чиқиридиғанлиқи вә дуня климат өзгириши мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн һәрикәт қилидиғанлиқиға даир вәдә бәрди.
Б б с ниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, хәлқарадики муһим мәтубатлар хуҗинтавниң йиғинда қилған сөзлиригә "гүлдүри бар ямғури йоқ" дәп тәбир бәргән. Улар хитайниң давамлиқ климатни яхшилайдиғанлиқиға даир чоң вәдиләрни берип кәлгәнликини әмма әмәлий иш қилишқа кәлгәндә болса вәдилирини унтуп қалидиғанлиқини баян қилған.
Йиғинниң күн тәртиплиригә бинаән президент обама билән хитай дөләт башлиқи хуҗинтавму бир ариға кәлгән. Хәвәрләрдә дейилишичә, обама ху җинтав билән елип барған учришишда әркин сода мәсилисини тәкитлигән. Әмма хуҗинтав болса икки дөләт мунасивитидики сәзгүр мәсилиләрни бир тәрәп қилишни тәкитлигән. Хуҗинтав америка билән һәқиқи үнүмлүк вә актип бир мунасивәт орнитишни арзу қилидиғанлиқини ипадә қилған.
Мәлум болушичә, икки тәрәп сөһбәттә иран вә шималий корийиниң ядро мәсилисиниму музакирә қилған. Хитай тәрәп учришишта йәнә икки дөләт арисида соғуқчилиқ пәйда қилған аптомобил балонлири мәсилисиниму оттуриға қоюп америкиниң баҗни еливетишини тәләп қилған.
Көзәткүчиләр бу йиғинниң интайин муһим икәнликини, климат өзгириш мәсилиси вә дуня тинчлиқиниң илгири сүрүлүш қәдәмлириниң бесилишида муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрүшмәктә. Әмма улар йәнә буниң үчүн әза дөләтләрниң чоқум чиққан қарарларға әмәл қилиши вә бу йосунда иш қилиши керәкликиниму алаһидә тәкитләшмәктә.