Бейҗиң даирилириниң 18 - қурултай һарписидики интернет контроллуқи инкас қозғиди

Бейҗиң даирилири 18 - қурултай һарписида йиғин ечип, “торда партийә, һөкүмәт рәһбәрлири үстидин өсәк сөз тарқатқучиларға зәрбә бериш һәрикити” елип баридиғанлиқини җакарлиди.Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәм ғәрб дөләтлири хитайни интернет контроллуқи билән әйибләватқан мәзгилдә, бейҗиң даирилири чиқарған бу қарар хәлқара мәтбуатларда һәм хитай тор бекәтлиридә җиддий инкас қозғиди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.07.27
xitay-saqchi-internet-305.png Бир хитай сақчиси компютерда итернет мунбәрлирини тәкшүрмәктә
AFP


Хитайда 18 - қурултайниң ечилиш һарписида бейҗиң даирилириниң, интернеткә болған қамални күчәйтип, “ өсәк сөз тарқатқанларға зәрбә бериш” намида, пүтүн күчи билән хәлқ арисидики наразилиқ пикирлирини бастурушқа урунуши, хитай вәзийитини көзитип келиватқан хәлқара мәтбуатларниң бирнәччә күндин буянқи диққәт нуқтисиға айланди.

Хоңкуң минбав гезитиниң хәвәр қилишичә, бейҗиң шәһәрлик сақчи идарисиниң башлиқи бо җеңхуа 24 - июл күни өлкә дәриҗиликтин юқири кадирларға ечилған йиғинда сөз қилип, 18 - қурултай мәзгилидә, интернет тори арқилиқ партийә, һөкүмәт рәһбәрлири үстидин өсәк сөз тарқатқучиларға қаттиқ зәрбә берилидиғанлиқини билдүргән.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, 21 - июл бейҗиңда йүз бәргән ямғур апитидин кейин бейҗиң шәһәр башлиқи апәттин кейинки қутқузуш сәпәрвәрлик йиғинида қилған сөзидиму, бейҗиң шәһиридә апәттин қутқузуш хизмитиниң муһим нуқтиси, амма арисидики өсәк сөзләрниң тарқилишини контрол қилип, җәмийәт муқимлиқини сақлап, 18 - қурултай мәзгилидә йүз бериш еһтимали болған аммиви характерлик иҗтимаи наразилиқ һәрикәтлириниң алдини елиш икәнликини алаһидә тәкитлигән.

Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, бир нәччә күндин буян бейҗиңда һәрқайси торханиларда интернет сақчилири илгирики күнләрдикидин һәссиләп көпәйтилгән. Бейҗиң сақчи даирилири 239 орунда тор бекәтлирини назарәт қилиш понкити қурған. 26 - Июл күнигә қәдәр интернеттә сәзгүр учур йоллиған 5007 киши сақчилар тәрипидин қолға елинған. Сәзгүр учурларни йолланғанлиқи сәвәблик идарә - җәмийәт һәм ширкәтләргә қарашлиқ 7549 тор бекитигә җәриманә қоюлуп, қаттиқ агаһландурулған. Ундин башқа хитайдики әң чоң аммиви тор бекәтлиридин бәйду, шинлаң қатарлиқ тор бекәтлириму тор бетидә уқтуруш чиқирип, юқириқи интернет ширкәтлириниң бейҗиң шәһәрлик һөкүмәт тәсис қилған ахбарат ишханисиниң бир туташ башқурушида болидиғанлиқини билдүрүп, тор абунтлириниң интернеттә елан қилған йолланмилириниң ақивитигә шәхсниң өзи мәсул болуши керәкликини алаһидә уқтурған.

Бейҗиң баһари журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитайдики интернет контроллуқи һәққидә тохталди.

Ху пиң әпәнди сөзидә, йеқиндин буян хитайда барғанчә еғирлишиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, болупму хитай һөкүмитиниң интернет қамалини барғанчә күчәйтип, пуқралириниң пикир әркинликини боғуш қилмиши хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң үзлүксиз тәнқидигә учрап келиватқан бир мәзгилдә, бейҗиң даирилириниң хитайда ечилиш алдида турған 18 - қурултай мәзгилидә муқимлиққа капаләтлик қилишни баһанә қилип, хитай қанунида өзи бәлгилигән “җуңго пуқралириниң һөкүмәт органлири һәм дөләт кадирлириниң хизмитини назарәт қилип, уларға пикир бериш, хизмитидики сәвәнликләрни тәнқидләш һоқуқиға игә” дегән қануний бәлгилимиләрни дәпсәндә қиливатқанлиқини әйиблиди.

Бүгүн 27 - июл күни америка дөләт мәҗлисиниң том лантис кишилик һоқуқ комитетиму пүткүл йәр шаридики ахбарат әркинлики һәққидә испат бериш йиғини ачқан болуп, йиғинда хитай, иран қатарлиқ дөләтләрдики учур контроллуқи йәнә бир қетим оттуриға қоюлуп, бу дөләтләрдә пуқраларниң пикир әркинлики боғулуватқанлиқи әйибләнди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.