Хитайниң компартийә байрими һарписида бейҗиң вәзийити җиддийләшти
2011.06.24

Хитай компартийисиниң байрими һарписида башқа юртлардин бейҗиңға кәлгән әрздарларниң бир қәдәр көпәйгәнлики вә буниң даириләрни җиддийләштүргәнлики мәлум.
Радиомиз бейҗиң шәһиридин игилигән инкаслардин мәлум болушичә, әрздарлар йеқиндин буян бейҗиң кочилирида тәшвиқ вәрәқилири тарқитиш, чәтәл әлчиханилири алдиға әрзнамә тахтилирини көтүрүшүп келип, хитай һөкүмити үстидин мухбирларға әрз қилиш, шоар товлаш, бейҗиң аһалиси топлишип олтурақлашқан мәһәллиләргә келип, парихор әмәлдарлар үстидин шикайәт қилиш, етилдақ етиш қатарлиқ паалийәтләрдә болған.
Бейҗиң шәһәр аһалисидиму йеқинқи йиллардин буян, башқа өлкиләрдин бейҗиңға әрз үчүн кәлгән әрздарларға нисбәтән, һесдашлиқ қилидиғанлар һәм әрздарларни қоллап уларға ярдәм қилғучилар барғанчә көпәймәктә икән.
Өзиниң әрз үчүн әмдила бейҗиң шәһиригә йетип кәлгәнликини билдүргән җав ханим, бу қетим бейҗиңда көргән әрздарларниң илгирики һәрқандақ вақиттикидин җиқлиқини, әрзийәт идариси әтрапидики қораллиқ сақчиларниңму илгирики чағлардикидин нәччә һәссә көпәйтилгәнликини баян қилди.
Җав ханим мундақ деди: мән бу қетим бейҗиңда көргән әрздарлар илгири мән бейҗиңға әрз үчүн кәлгән һәрқандақ чағдикидин көп икән. Чүнки бу қетим әрзийәт идарисиниң алдиға йиғилған әрздарлар пүтүн бир кочиға патмай қелипту. Мениңчә әрздарларниң бу мәзгилдә бейҗиңға бундақ көп топлиниши, худди маңа охшаш җуңго коммунист партийисиниң 90-йиллиқи мәзгилидә техиму көп чәтәл мәтбуатлириниң диққитини тартиш һәм шу арқилиқ өз ишини һәл қилиш үчүн болса керәк.
Бейҗиң шәһиридин радиомиз зияритини қобул қилған җу фамилилик бир әрздар өзлири хитай мәркизи һөкүмитиниң әрзийәт идарисигә әрз үчүн барғинида, бир топ хитай әмәлдарлириниң әрзийәт идарисигә кирип кәткәнликини көргән әрздарларниң, әмәлдарларниң арқисидин“парихор әмәлдарлардин өгинәйли, парихор әмәлдарларға һөрмәт билдүрәйли!” дәп шоар товлиғанлиқини, һәм арқидинла нурғунлиған сақчиларниң әрздарларни қошувелип, уларни сақчи аптомобиллириға бесип әкәткәнликини билдүрди.
Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, йеқинқи бирнәччә айдин буян бейҗиңға кәлгән әрздарларниң барғанчә көпийиши, ички моңғул, гуаңдуң, хубей қатарлиқ җайларда йүз бәргән бир қатар наразилиқ намайишлири қатарлиқлар хитай мәркизи һөкүмити җайлашқан бейҗиң шәһириниң вәзийитини җиддийләштүрүвәткән асаси сәвәбләр икән.
“бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири хупиң әпәндиниң қаришичә, хитай вәзийитидики җиддийлик бу йил әтияз пәслидин башланған болуп, хитай компартийисиниң 90-йиллиқи мәзгилидики бейҗиң вәзийитини әң җиддий һаләткә йәтти, дәп қарашқа болидикән.
Ху пиң әпәнди өз қаришини баян қилип мундақ деди: бу йил хитайниң хәлқарадики кишилик һоқуқ хатириси әң начарлашқан һәм хитай вәзийити нисбәтән җиддийләшкән бир йил болди. Алайлуқ бу йил әтияз мәзгилидә хитайда башланған “ясимән гүли намайиши”, 5-айниң ахири ички моңғулда йүз бәргән моңғулларниң миллий кәмситишкә қарши намайиши, гуаңдуң вә хубей өлкилиридә йүз бәргән яқа юртлуқ ишләмчиләрниң наразилиқ намайишлири, шундақла хитай һөкүмитиңниң әй вейвей қатарлиқ кишилик һоқуқ актиплирини тутқун қилиш вәқәсигә нисбәтән чәтәлләрдики хитай демократлири һәм хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хитайни әйиблиши қатарлиқлар бейҗиң һөкүмитигә зор бесим елип келиватиду. Болупму, хитай компартийисиниң 90-йиллиқ һарписи йетип келишкә аз қалған күнләрдә, хитай мәркизи һөкүмити пайтәхт бейҗиңда зор көләмлик наразилиқ намайиши йүз берип, коммунист партийә һөкүмитиниң йүзиниң йәниму чүшүп кетишидин әнсиримәктә. Шуңа бейҗиң даирилири зор миқдарда сақчиларни аҗритип бейҗиң шәһириниң муқим вәзийитигә капаләтлик қилишқа тиришмақта.
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, нөвәттә үрүмчи вәзийитиму наһайити җиддий һаләттә икән. Өткән һәптә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилири җайларға уқтуруш чүшүрүп, хитай коммунистик партийисиниң 90 йиллиқи мәзгилидә районниң муқимлиқиға капаләтлик қилишни тәләп қилған.
Уйғур вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай коммунист һөкүмитиниң партийә байрими “5-июл үрүмчи вәқәси” ниң икки йиллиқи хатирә мәзгилигә тоғра кәлгән болуп, бу хитай һөкүмәт даирилирини әң әнсиритидиған мәсилиләрниң бири икән.