Белгийидә яшаватқан уйғурлар вә уларниң олтурум мәсилиси
2012.10.30

Белгийиниң пайтәхти брюсселда явропа парламенти вә башқа бәзи хәлқаралиқ тәшкилатларниң баш органлири тәсис қилинған.
1990-Йиллардин тартип уйғурлар белгийигә келип олтурақлишишқа башлиған. Белгийидә олтурақлашқан уйғурларниң мутләқ көп қисми орта асиядики қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан қатарлиқ дөләтләрдин кәлгәнләр болуп, аз санда уйғур елидин кәлгән уйғурларму йәрләшкән. Мәлуматларға қариғанда, һазир белгийидә яшаватқан уйғурларниң сани икки миңға йәткән болуп, уларниң ичидә 90 яштин ашқан яшанғанларму һәмдә белгийидә туғулған балиларму бар икән. Белгийидики уйғурларниң көп қисмини тәшкил қилидиған орта асия уйғурлири 1960-йилларниң башлирида уйғурлар вәтинидин сабиқ советлар иттипақиға көчкән биринчи әвлад уйғур муһаҗирлириниң әвладлири болуп, уларни һазир иккинчи әвлад көчмәнләр дейишкә болидикән. Бу һәқтә һазир белгийә зияритидә болуватқан дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим мундақ деди:
Мәлумки, 1991-йили сабиқ советлар иттипақи парчиланғандин кейин, йеңидин мустәқиллиққа еришкән орта асия дөләтлиридә яшаватқан уйғурлар арисидиму вәтән дәваси күчийишкә башлиған. Әмма шу йиллардики сиясий вә иқтисади кризис һәмдә хитай һөкүмитиниң “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” арқилиқ елип бериватқан түрлүк бесимлири түпәйлидин бир қисим орта асия уйғурлири явропа әллиригә көчмән болуп келишкә башлиған.
Сабиқ советлар иттипақи дәвридә орта асия уйғурлириму башқа милләтләргә охшашла рус тили вә мәдәнийитиниң күчлүк тәсиригә учриған, болупму яш әвладлар коммунизм идийиси вә рус милләтчиликиниң қурбаниға айлинип, ана тилини йоқитиш, миллий өрп-адәтләрни унтуш вә диний етиқад җәһәттин суслишиштәк бир қатар қисмәтләргә дуч кәлгән. Әмма белгийигә келип олтурақлашқан уйғурлар башқа дөләтләрдики муһаҗир уйғурларға охшашла йеңи шараитта өзлириниң миллий кимлики мәсилисидә қайта ойлинишқа башлиған һәмдә бир қатар тиришчанлиқлар арқилиқ мәлум нәтиҗиләргә еришкән.
Йеқинқи әһваллардин қариғанда, белгийидә олтурақлашқан уйғурларниң олтурумға еришиш мәсилиси йилдин-йилға қийинлашқан, болупму орта асиядин кәлгән уйғурлар бу җәһәттә көп қийинчилиқларға йолуқмақта икән. Белгийә уйғур уюшмиси белгийә парламентидики уйғурлар мәсилисигә һесдашлиқ қилғучи парламент әзалири билән көп қетим учришип, уйғурлар мәсилисини тәпсилий тонуштурған. Шуниң билән бир вақитта йәнә, белгийидики қериндаш түрк тәшкилатлири билән һәмкарлиқ орнитип, уйғур җамаәтчиликиниң күндилик турмушидики бир қисим қийинчилиқлирини һәл қилишқа тиришчанлиқ көрсәткән.
10-Айниң 27-күнидин етибарән белгийидә зиярәттә болуватқан рабийә қадир ханим бу қетимқи мәхсус сәпиридә белгийә көчмәнләр идариси, белгийә парламенти һәмдә явропа парламентидики мунасивәтлик кишиләр билән учришидиғанлиқини билдүрди. У бу учришишлар җәрянида белгийидә яшаватқан уйғурларниң олтурумға еришиш мәсилиси вә уйғурлар дуч келиватқан башқа түрлүк мәсилиләр һәққидә сөзлишидиғанлиқини баян қилди.
Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиз.