Америка-бирма һәрбий диалоги хитайни биарам қилмақта

Йеқинда америка президенти барак обаманиң асияға қаратқан дөләт зиярити шундақла бу җәрянда бирмида тохтап, бирма янгон университетида нутуқ сөзләп бирма хәлқини демократийилишишкә чақириши, бирма һәрбий һакимийити билән қоюқ мунасивәт орнатқан хитайни қаттиқ биарам қилған.
Ихтиярий мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2012.12.11
obama-angsang-su-ki-305.jpg Америка президенти барак обама берма зияритидә демократик лидери аң сан су кий билән нутуқ сөзлиди. 2012-Йили 19-ноябир, берма.
AFP

Берма хитай үчүн интайин муһим истратегийилик орунға игә болуп, бейҗиңниң йүксәк дәриҗидә көңүл бөлүватқини алди билән, хитай-бирма оттурисидики 2192 километир келидиған ортақ чегра бәлвиғидин ибарәт. Бу районда йүз бәргән һәрқандақ бир қалаймиқанчилиқ хитайниң бирма билән қошна болған йүннән қатарлиқ өлкилириниң муқимлиқиға тәсир йәткүзгәндин башқа, бу район иқтисади тәрәққиятиғиму зор тәсир йәткүзиду. 2009-Йили бу районда йүз бәргән қораллиқ тоқунуш хитай -вйетнам урушидин кейин йүз бәргән әң зор тоқунушларниң бири болуп,бу тоқунуш хитай чеграсида зор көләмлик мусапирлар мәсилисини кәлтүрүп чиқарған иди.

Берма йәнә хитайниң һинди окянға болған тәсир даирисини кеңәйтишидики каридор болуп, хитай берма арқилиқ һинди окянға қол созалайду. Хитайниң йәнә бирмида бәрпа қилған борвайлири, нефит туруба линийилири бар, хитай булар арқилиқ берминиң йәр асти нефит байлиқлирини, башқа җәнубий асия вә шәрқий җәнуби асия дөләтлиригә шундақла хитайниң һәрқайси санаәтләшкән чоң шәһәрлиригә тошуйду.

Хитай 2010-йилидин етибарән берминиң истратегийилик орнини қайта мустәһкәмләшкә тиришқан болуп, 2010-йили бир йил ичидә бермиға 10 милярд доллар мәбләғ салған шундақла бермини 7 милярд доллар қәрз пул билән тәминлигән. Нөвәттә бейҗиң берминиң әң чоң қәрз пул билән тәминлигүчиси. 2011-Йили бир ичидә хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири вә һәрбий әмәлдарлири бермини уда 3 қетим зиярәт қилған.

Хитай өзиниң йилдин -йилға ешип бериватқан енергийигә болған еһтияҗини қамдаш үчүн берминиң нефит,тәбиий газ, су електр енергийиси вә канчилиқ ишлириға көз тикмәктә. Мәлум болушичә, хитайниң мәбләғ селиш баһаниси билән бирмиға чоңқурлап кириши, бермини худди хитайниң бир аптоном өлкисигә охшитип қойған вә бермида хитайға қарши гуруһларниң пәйда болушиға йол ачқан.

Барак обаманиң берма зиярити һәққидә тохталған хитай мулаһизичиси җесин ма мундақ дәйду:
-Гәрчә, хитай һөкүмити берма диктатор һәрбий һөкүмити билән интайин йеқин мунасивәттә болсиму, әмма хәлқ райидин қариғанда, улар хитайниң нефит, тәбиий газ вә кан ечиш баһанисидә бермиға сиңип киришини халимайду. Ундин башқа, йеқиндин буян бермида демократийилишиш долқуни көтүрүлүватқан болуп, бу келәчәктә бермида бир демократик системиниң бәрпа болидиғанлиқиниң бешарити. Шуңа обама бермини зиярәт қилғанда хәлқ кочиларға чиқип обамани интайин қизғин қарши алди. Бу һәқиқәтән берма хәлқиниң демократик еқимға еһтияҗлиқ болғанлиқиниң бәлгиси. Бундин илгири берма хәлқи хитай рәһбәрлиридин ху җинтав вә вин җябавларни бундақ қизғин қарши елип бақмиған иди.

Хитай мулаһизичиси җесон ма йәнә мулаһизә йүргүзүп мундақ дәйду:
‏-Кейинки 10 йилда хитай җәнубий асия вә шәрқий җәнуби асия районлирида бирдин-бир зор күч сүпитидә оттуриға чиқишқа башлиди. Хитайниң бу районларға болған тәсир даирисини барғанчә зорайтишиға әгишип, бу районлардики кичик дөләтләр буниңдин өзлирини әндишә ичидә һес қилишқа башлиди. Хитай бу районлардики йәр асти байлиқлириға көз қизартқандин башқа,җәнубий деңиздики араллар мәсилисидиму зомигәрлик қилишқа башлиди. Шу сәвәбтин хитайниң әтрапидики җәнубий асия вә шәрқий җәнуби асия дөләтлири хитайниң бу райондики бирдин-бир күч болуп қелишини халимайдиған болди. Дәл мушундақ бир пәйттә, америка президенти барак обаманиң бу районларға аяқ бесиши, бу район хәлқлирини үмидләндүрди вә хушал қилди.

Обаманиң берма зияритидин кейинла, америка тинч окян армийисиниң командири франкис версиниски билән викрам сиң шундақла җәнубий вә шәрқий җәнуби асия дөләт мудапиә министир ярдәмчилиридин тәркиб тапқан бир һәйәт бермиға йетип келип, берма рәһбәрлири билән әскири диалог башлиған. Бу һәқтә чәтәл мәтбуатлирида мулаһизә йүргүзгән мулаһизичиләр мундақ дәп қаримақта:
-Гәрчә, хитай америкиниң асия тинч окян истратегийисигә, болупму бермиға аяқ бесишиға тәмкин муамилә қиливатқандәк көрүнсиму, әмма бу вәзийәтни йеқиндин көзитиватқанлиқи мәлум.

Мулаһизичиләр йәнә мундақ дәп қарашмақта:
‏-Хитай өзиниң енергийә еһтияҗини бималал қамдап келиватқан бу кичик дөләттә, өзидин башқа 2-бир дөләтни көрүшни халимайду. Болупму америка армийисиниң берма билән диалог өткүзүши асияниң ночиси болувалған хитайниң ахирқи нуқтиға келип қалғанлиқиниң бешарити.

Йәнә бәзи мулаһизичиләр, әлвәттә хитай дунядики 2-чоң иқтисади гәвдә болуш сүпити билән қошнилириниң иқтисади тәрәққияти вә муқимлиқиға арилишиши шундақла уларниң мәнпәәтлирини чиқиш қилиш мәҗбурийити бар. Әгәр хитай бу мәсилиләрни қошнилирини мәмнун қилған асаста һәл қилмай туруп, бу кичик дөләтләрдин өз еһтияҗлирини тәләп қилишқа қадир әмәс. Нөвәттики мәсилә америка армийисиниң бермида хитай һәл қилалмиған мәсилиләрни һәл қилиш үчүн диалогға өтүши болуп, хитай өз чегра районида америка армийисини көрүштин қаттиқ биарам болмақта.

Йәнә бәзи мулаһизичиләр, бундин кейин берма, хитайниң өзидин пайдилинип күчлүк болуш арзусини көпүккә айландуруп қоюши мумкин дәп қаримақта.

Нөвәттә бермидики охшимиған етник гуруппилар оттурисидики тоқунушлар вә сиясий җинайәтчиләр мәсилиси берма иқтисадини үзлүксиз арқиға чекиндүргәндин башқа, хитайниң үзлүксиз сиңип кириши нәтиҗисидә хитайниң арқа һойлисиға охшап қалғанлиқи мәлум.

Юқиридики улиништин бу программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.