Германийидә йәнә бир уйғур җасус сотланди
2011.10.10

Германийидә нәшрдин чиқидиған “сүрәтләр” намлиқ гезитниң 7-өктәбирдики санида уйғурлар арисиға соқундурулған решат исимлик хитай җасусиниң 6-өктәбир күни сотқа тартилғанлиқ хәвири елан қилинди. Хәвәргә 45 яшлиқ уйғур җасус ришатниң сүрити қошуп берилгән болуп, сүрәттә униң көз қисми тосуп қоюлған болсиму, чирайини пәрқ әткили болатти. Сүрәтниң астиға “ишпийонлуқ билән шуғулланған җавабкар ришат” дәп йезилған иди.
“хитай уйғурларни мюнхенда җасуслуққа салмақта” намлиқ бу хәвәргә асасланғанда, хитайға сетилған уйғур җасус решат сорақ җәрянида өзиниң еғир бесим астида қалғанлиқини ейтқан. Өзиниң җасуслуқ ишлирида рәһбәрлик қилғучи җйәнҗүн исимлик хитай җасусиға 2005-йилидин 2009-йилиғичә мюнхендики уйғурлар тоғрулуқ мәлумат йәткүзүп турған. Хитайға қилған бу җасуслуқ хизмәтлириниң һәққи үчүн 1130 явро пул алған. Хәвәрдә баян қилинишичә, 12-өктәбир күни униң үстидин һөкүм чиқирилидикән.
Мәлум болғинидәк, 11-сентәбир күни өзини “шөһрәт” дәп ативалған, әсли исми ләнсиң болған бир шевә үстидин мюнхенда сот ечилған иди. Ләнсиң исимлик уйғурчини яхши билидиған бу хитай җасусиму мюнхендики уйғурлар арисиға киргүзүлгән болуп, униң вәзиписиму уйғур җасуси ришатниң вәзиписигә охшап кәткән. Йәни бу җасусларниң һәр иккисила мюнхендики уйғур тәшкилатлири вә уйғур җамаитигә мунасивәтлик мәлуматларни хитайға йәткүзгән. Ички хәвәрләргә қариғанда, ләнсиң исимлик бу хитай җасуси үстидин һөкүм чиқирилип болған.
Германийә һөкүмитиниң хитай тәрәптин мюнхендики уйғурлар арисиға киргүзүлгән төт нәпәр хитай җасусини тутқанлиқи тоғрисидики хәвәрләр илгири елан қилинған иди. Бу вәқә бүгүңә қәдәр пүтүн дунядики уйғур җамаитиниң күчлүк диққитини тартип кәлмәктә. Бу төт җасусниң бири, өзини “шөһрәт” ативалған ләнсиң исимлик шевә болуп чиқти. Иккинчиси, 6-өктәбир күни сотқа тартилған решат болуп чиқти. Ундақта қалған икки җасус ким? ләнсиң үстидин қандақ һөкүм чиқирилди? қалған җасуслар үстидин йәнә қандақ һөкүм чиқирилиши мумкин? бу тоғрулуқ мюнхенда яшаватқан уйғур зиялийси турсун әпәнди билән елип барған сөһбәт хатирисини диққитиңларға сунимиз.