Бермудаға орунлашқан уйғурларниң уйғур давасиға болған тәсири
Мухбиримиз ирадә
2009.06.26
2009.06.26

www.bermudasun.bm Дин елинди. Нәшир һоқуқи www.bermudasun.bm Ниң.
Ундақта бу мәтбуатларда 4 нәпәр уйғурға қандақ баһалар берилди, уларниң асасий позитсийиси немә болди?
Қәдирлик оқурмәнләр, һазир америкидики даңлиқ ахбарат вастилирида үзлүксиз һалда бермуда тақим арилиға йәрләштүрүлгән уйғурлар һәққидә обзорлар, анализлар чиқиватқан болуп, бу 4 уйғурниң ким икәнлики, немә дәп гүәнтанамоға берип қалғанлиқи, 7 йеллиқ түрмә һаяти вә уларниң бундин кейинки һаяти дуня җамаәтчиликиниң қизиқишини қозғаватқан мәсилә болуп қалди.
Гүәнтанамодин қоюп берилгән бу уйғурлар һәққидә дунядики пүтүн хәвәр агентлиқлири хәвәр бериш билән бирликтә нюйорк вақит гезити, вашингтон почтиси, иқтсиад вақти, бостон шари қатарлиқ нурғун гезитләрдиму арқа - арқидин мақалә, обзорлар елан қилинди. "Өзи кичик, әмма йүрәклик аралда әркинликкә еришиш", " немишқа уйғурлар бермудаға йәрләштүрүлди", " уйғурлар гүәнтанамодин кейин һаятниң пәйзини сүрмәктә", " 12 милйон долларлиқ уйғурниң әпсаниси" қатарлиқ обзор, мақалиләр, мана буларниң пәқәтла бир қанчиси.
Бостон шари гезитидә сәбин виллет тәрипидин йезилған "өзи кичик, әмма йүрәклик аралда әркинликкә еришиш" мавзулуқ мақалидә аптор дәсләптә 4 нәпәр уйғурниң гүәнтанамоға қандақ қамилип қалғанлиқи вә уларниң америка соти тәрипидин ақлиниш җәрянлири һәққидә қисқичә мәлумат берип өткәндин кейин мақалисини мундақ давам қилиду: " бермуда 4 нәпәр уйғурни меһман ишчи қатарида қобул қилишқа қарар қилғандин кейин, улар 6 - айниң 11 - күни әтигән саәт 3 тә қоюп берилди. Улар айрупилан билән күн чиққанда бермуданиң әркин тупрақлириға қәдәм басти. Улар тәбәссум қиливататти. Уларниң арисидин бири 'бу бир кичик арал болсиму, әмма улар толиму йүрәклик икән' деди. Әмди башқилар америкиниң йүрикини дәңсәп бақсун...."
Обзор йәнә мундақ дәп давам қилиду: "бүгүн улар бир дуканға өзлиригә иштан сетивалғили кирди. Дукан игиси уларға қарап қетипла қалған иди. Дукан игиси бир уларға, бир радиоға қарайтти. Радиода бу уйғурларниң бермудаға хас болған қисқа иштан кийиши һәққидә қизиқчилиқ қиливататти. Бу 4 нәпәр уйғур бу қизиқчилиққа күлүп кәткәндин кейен, бәлки уларда узун иштанму барду? деди. Буниң билән һәммәйлән күлүшүп кәттуқ. Дукан игисму күлүп туруп кариңлар болмисун уларниң гепи билән, 'бизниң арилимизға хош кәпсиләр,' деди."
Қәдирлик оқурмәнләр, хаффиңтон почтисида чиққан йәнә бир мақалидә, уйғурларниң мухбирға дегән сөзлиригә йәр бәргән болуп, улар гүәнтанамо түрмисидә хитайниң адәмлириниң өзлирини қандақ сорақ қилғанлиқини мундақ баян қилип бәргән: " хитайниң хадимлири кәлгәндә биз улар билән көрүшүшни халимиған вә уларниң суаллириға җаваб беришни халимиған идуқ. Улар бизгә тәһдит қилди, сорақ өйиниң темпратурисини төвәнлитип өйни интайин соғуқ қиливәтти. Ишқилип улар бизгә нурғун тәһдитләрни қилди, һәтта бизниң аилиримизгиму тәһдит қилди, техи бизгә: биз сени бәрибир әктимиз, яки сән бу йәрдин чиқалмай мәңгү түрмидә қалисән, мәңгү азадлиққа чиқалмайсән, дәп тәһдит қилди."
Мақалә апториниң йезишичә, хитайдин кәлгән 5 нәпәр сорақчи гүәнтанамодики уйғурларни 18 саәт бойичә соғуқ өйдә тамақсиз вә уйқусииз қойған. Уларни сорақ қилған һәтта бу уйғурларға тәһдит қилип, ' сәнләр бу йәрдә гәп қилмай турувалғиниң билән, биз силәрни қайтуруп әкәткәндә қандақ гәп қилдурушни билимиз' дегән.
Мақалиниң ахирида бу уйғурларниң хитайға қайтурулмай бир қисминиң бермудаға елип келингәнлики вә қалғанлириниму орунлаштуруш үчүн палав билән сөһбәтләрниң давам қиливатқанлиқи баян қилинған.
Қәдирлик оқурмәнләр, биз бермудаға орунлашқан бу уйғурлар тоғрилиқ чиқиватқан хәвәрләр вә униң уйғур давасиға болған тәсири һәққидә уйғур америка бирләшмисиниң баш катиби алимҗан сейитоф әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбәт хатирисиниң тәпсилатини аңлайсиләр.