Мәниви байлиқ бәхт - саадәт
Мухбиримиз өмәрҗан тохти хәвири
2008.06.23
2008.06.23
Кесип ейтиш керәкки, мәнивийити сағлам, әқил - һоши җайида болған һәр қандақ адәм өзигә җапа - мушәққәт издимәйду, өз бәхтсизликигә рази болмайду. Бирақ у аһ уруп, бу чот соқуп издәватқан, интиливатқан бәхт зади қәйәрдә? һәқиқий бәхт зади немидә? бәхтниң өлчими барму?
Тарихта талайлиған кишиләр бәхт издәп яшиди. Униң үчүн тохтавсиз күрәш қилип кәлди. Бирақ һәқиқий бәхтниң немә икәнликини билмигән нурғун кишиләр бәхт әсла мәвҗуд болмиған җайлардин бәхт издәп худди баявандин гөһәр издигән кишидәк һалсириған, салпайған һалда қуруқ қол қайтишти. Дәрвәқә кишиләр узақ әсирләрдин буян, маддий мәишәткә чөккәнсери, нәпсий хаһишлириға берилгәнсери йеңи киризисларға петип қелиштин башқа һечқандақ нәтиҗигә еришәлмиди. Ундақта бәхт зади нәдә? у немидә?
Сираҗиддин әзизий билән сөһбәт
Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ вәтәнпәрвәр алим сираҗиддин әзизий кишиләрниң бәхт издәш йолидики йөнилишлири һәққидә тохтулуп мундақ деди:" бир мунчә кишиләр бай - баяшат болушни бәхт һесаблишиду. Бирақ биз турмуш сәвийиси пәвқуладдә юқири көтүрүлгән, маддий турмуш вастилири қолай болған, йемәк - ичмәктин ғәм - әндишиси болмиған, туралғулири, қатнаш васитилири һәтта йеза игиликкә қәдәр йүксәк дәриҗидә машинилашқан, заманивилашқан, омумән баяшатчилиққа толған тәрәққи тапқан әлләргә қарайдиған болсақ, шу әл пуқралиридин нурғунлиғанлири һәр вақит турмушниң мәнисизлики, қәлб азадиликидин мәһрум икәнликлиридин қақшайду. Бәхтлик болуш үчүн башқа йолларни издәп йүриду. Лекин йәнила өзлири бизарлиқ һес қиливатқан буруқтурма, бир хил қелиптики турмуштин қутулалмайду. Чүнки инсан тән вә роһтин пүтүлгән яралма. У физиологийилик җәһәттин аш нанға муһтаҗ болғандәк, роһий җәһәттинму мәниви озуққа муһтаҗ болиду.Җисманий ечирқаш тәнни зәипләштүрүп, инсанни нормал җисманий мәшғулат имканийитидин мәһрум қилса, мәниви ечирқаш инсанни сағлам тәпәккур қилиштин мәһрум қилиду. Бу мәһрумлуқ һәр бир инсан үчүн бир паҗиәдур. Паҗиә болғандиму һәр қандақ бир паҗиәни бесип чүшидиған, өз ичидин түгишиш паҗиәсидур."
Бәхт маддий мәишәттә әмәс
Сираҗиддин әзизий йәнә мундақ деди:" нурғун инсанлар маддий еһтияҗини алдинқи орунға қоювелип, маддий йүксәкликниң юқири пәллисигә интилиду. Улар өзлири арзу қилған ашу маддий парағәтләрдә бир қисим нәрсиләргә еришкәндәк қилған билән, йәнә бир қисим қиммәтлик нәрсилиридин мәһрум қеливатқанлиқини аста - аста һес қилишмақта.Демәк мал дуняниң көп болуши, қорсақниң тоқ, кийимниң пүтүн болушила бәхттин дерәк бәрмәйду. Бу бәхтниң әмәлгә ешишидики асасий амил техиму әмәс. Әксичә мал - дуняниң көп болуши бир мунчә кишиләрдә тола чағларда ғәм - қайғуниңму көп болушиға сәвәб болуп, ахирәттила әмәс, дунядиму бу кишигә нисбәтән бир апәт болуп қелиши мумкин."
Бәхт бала - чақидиму әмәс
Сираҗиддин әзизий йәнә мундақ деди:"балилар һаятлиқтики гөһәрләр. Худди әҗдадлар" балилиқ өй базар, балисиз өй мазар"дегәндәк, балиларсиз турмушни ойлаш қийин. Бирақ буниңлиқ биләнла бәхт балиларда дейәлмәймиз. Чүнки ата - анисиға вападарлиқ билән яхши, һәқлиқ йосунда җаваб қайтуруш орниға, уларни тузкорларчә қақшатқан балиларму аз әмәс."Бәхт пән - техникидиму әмәс
Сираҗиддин әзизий йәнә мундақ деди:" бизгә йирақни йеқин, мүшкүлни асан қилип берип турмушимизға һесабсиз қолайлиқларни бәхш әткән пән - техникиму бизни бәхтлик қилишқа қадир әмәс. Әнгилийиниң һазирқи заман пәйласупи бранд россел " инсанлар тәбиәт билән күрәштә пән - техникиға тайинип ғәлибә қилди. Бирақ өзи ( йәни роһи) билән болған күрәштә ғәлибә қилалмиди. Бу күрәштә пән - техника әсқатмиди" дәп язиду."Бәхт мәнивийәттә, өзимиздә
Сираҗидин һаҗимниң ейтишичә, бәхт дегән мәнивийәткә тәәллуқ уқум. Шуңа уни көз билән көрүп, тараза билән өлчигили болмайду. Уни байлиқ канлиридин яки орда хәзинилиридин тапқили болмайду. Уни пулға сетип алғили болмайду. Шуңа пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдистә:" һәқиқий байлиқ маддий байлиқ әмәс, роһий байлиқтур" дәп көрсәткән. Бәхт шундақ нәрсики, инсан уни турмушниң һәммә тәрәплиридә һес қилип тәңдашсиз ләззәткә наил болалайду. У қәлбниң арами, виҗданниң раһити, көңүлниң рошәнликидур. Униңға еришкән кишиниң йүрикиниң әң чоңқур қатламлиридин тирниқиниң училириғичә азадилик болиду. Бәхт инсан қәлбидин охчуп туридуки, у сирттин импорт қилинмайду. Уни аллаһтин башқа һечким ата қилалмайду.Һәқиқий бәхткә еришкән кишиләр башлириға һәр қандақ бала йи - қаза, дишварчилиқ кәлсиму писәнт қилмайду. Турмуш уларни мушәққәтлири билән күтүвалсиму, улар һаятлиққа мәрданә һалда күлүмсирәйду.