Бейҗиңдики `мәһмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқини хатириләш` йиғиниға мухбирлар киргүзүлмигән

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати 2008 - йилини мәһмут қәшқири йили дәп елан қилғандин кейин, дуняниң һәр қайси җайлирида мәхмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи һәр хил паалийәтләр билән хатириләнмәктә.
Мухбиримиз әркин тарим
2008.11.24
Mexmut-qeshqiri-yighini-305.jpg Сүрәт, 2008 - йили 10 - айниң 17 - күни түркийиниң шималидики қарадеңиз бойиға җайлашқан ризә вилайитидә мәһмут қәшқириниң туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқи мунасивити билән хәлқаралиқ мәхмут қәшқири илмий муһакимә йиғини ечиливатқан ризә университетиниң лозунка есилған бинаси.
RFA Photo / Erkin Tarim

11 Айдин буян һәр ай дегүдәк бир йәрдә мәһмут қәшқирини әсләш паалийәтлири өткүзүлмәктә. Түркийә җумһурийити тил тәтқиқат идарисиниң иқтисадий ярдими билән ечилған `туғулғанлиқиниң 1000 - йилида мәһмут қәшқири вә түркий тиллар дивани` мавзулуқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини бүгүн бейҗиң мәркизи милләтләр университетида рәсмий башланған.

11 - Айниң 24 - күнидин 28 - күнигичә давам қилидиған бу илмий муһакимә йиғиниға һәр қайси дөләтләрдин кәлгән 200 әтрапида мутәхәссис қатнашмақта, түркийидин дөләт рәиси мәһкимиси баш секретари проф. Др. Мустафа исән башчилиқида 27 киши қатнашмақта икән. Түрк тил тәтқиқат идариси башлиқи проф. Др. Шүкрү халуқ ақалинниң дейишичә, йиғин ахирлашқандин кейин түркийидин барған мутәхәссисләрниң бир қисми мәһмут қәшқириниң опалдики қәбрисиниң бешида мәһмут қәшқирини хатириләш мурасимиға қатнишидикән.

Бу илмий муһакимә йиғининиң бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң залидики ечилиш мурасимиға һечқандақ мухбирниң киришигә рухсәт қилинмиған. Түрк мухбирлар мәркизи милләтләр университети мәсуллиридин немишқа киргили қоймайсиләр дәп сориған вақтида `бу бир илмий муһакимә йиғини болғачқа, мухбирларниң киришигә рухсәт қилинмайду` дәп җаваб бәргән.

Йиғин залиниң алдиға түркчә вә хитайчә қилип 'туғулғанлиқиниң 1000 - йилида мәһмут қәшқири хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини` дәп лозунка есилған болуп, түркийә анатолия хәвәр агентлиқиниң бейҗиңда турушлуқ мухбири бәргән мәлуматқа қариғанда, бу йиғинниң ечилиш мурасимиға түркийиниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси оқтай өзүйә билән түрк тил тәтқиқат идариси башлиқи проф. Др. Шүкрү халуқ ақалин қатнашқан. Түркийә дөләт рәиси мәһкимиси баш секретари мустафа исән әпәнди болса қәшқәр опалда өткүзилидиған мурасимға қатнишиш үчүн пәйшәнбә күни йәни 27 - чесла бейҗиңға йетип келидикән.

Түркийә тил тәтқиқат идарисиниң сабиқ башлиқи проф. Др. Әхмәт биҗан әрҗиласун әпәнди дуняниң һечқандақ бир йеридә илмий муһакимә йиғиниға мухбир киргили қоймайдиған ишниң йоқлуқини аңлитип мундақ деди: " мухбирларни киргили қоймайдиған иш дуняниң һечқандақ йеридә йоқ. Мухбирлар пүтүн паалийәтләрни хәвәр қилиду. Илмий муһакимә йиғинлириму бир хәвәр темисидур. Биз түркийидә, мухбирлар илмий муһакимә йиғинлири һәққидә хәвәр язмиди дәп рәнҗиймиз. Билим хәлққә мухбирлар арқилиқ улишиду."
 
Проф. Др. Әхмәт биҗан әрҗиласун түркийиниң алий рәһбәрлири қатнашқан бундақ бир йиғинға мухбирларни киргүзмигән болса, түркийә дөлитиниң буниңға наразилиқ билдүрүши керәкликини аңлитип мундақ деди: " мәнчә,түркийә буниңға наразилиқ билдүрүши керәк. Мәдәний, иқтисадий мунасивитимизни тәрәққи қилдурайли, әмма түркийиниң алий рәһбәрлири қатнашқан бир йиғинға түрк мухбирларни киргили қоймиған болса, у рәһбәр хитайларға наразилиқини билдүрүши керәк. Бу йәрдә уйғурлар һәққидә бир йиғин ачсақ, хитай әлчилики дәрһал наразилиқ билдүрүп тосушқа тиришиду, әмма түркийә бундақ әһвалларда пәқәт позитсийә билдүрмәйду. Бундақ кетивәрсә болмайду."
 
Бу хәвәргә түркийә анатолийә хәвәр агентлиқи вә һөрийәт гезитиму тор бәтлиридә йәр бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.