Вән йәнхәй, һөкүмәтниң бейҗиңдики уйғурларни паракәндә қилишни тохтитип, уларға ярдәм қолини созушни тәләп қилди
Мухбиримиз әркин
2009.01.19
2009.01.19
RFA Аңлиғучиси тәминлигән.
Йеқинда мәзкур тәтқиқат орниниң башлиқи вән йәнхәй әпәнди бейҗиң шәһәр башлиқи, бейҗиң шәһәрлик җ х идариси, сәһийә идариси вә шәһәрлик әйдиз кесәлликлириниң алдини елиш комитети, җинсий кесәлликләр - әйдиз кесәлликләр җәмийити, сәһийә министирлики қатарлиқ органларға хәт йезип, бейҗиң шәһиридә яшайдиған уйғур мусапирлар вә бу мусапирлар арисидики әйдиз бимарлириниң кишилик һоқуқи еғир дәпсәндә қилишқа учраватқанлиқини, бейҗиң шәһириниң уйғурларни йәкләш сияситигә түзитиш киргүзүшини тәләп қилған.
"Әйҗишиң" тәтқиқат орниниң башлиқи вән йәнхәй әпәнди бейҗиң шәһәр башлиқи вә бейҗиңдики мунасивәтлик органларға язған "уйғурларниң бейҗиңда туруши, иҗтимаий қурулуши вә сәһийә сақлиқни сақлаш мәсилилири тоғрисида" дегән мавзудики илтимасида бейҗиң шәһәрлик җ х идарисиниң уйғур мусапирлирини чәткә қеқиш сиясити йолға қойиватқанлиқини, уйғур мусапирлар вә уйғур әйдиз бимарлириниң кишилик һоқуқи еғир дәпсәндә қилишқа учраватқанлиқини тәнқидлигән болуп, даириләргә бейҗиңдики уйғур мусапирлириниң әһвалини яхшилаш тоғрисида 7 түрлүк тәклип бәргән.
Бу тәклипкләр төвәндики мәзмунларни өз ичигә алиду.
Уйғурларға қаритилған ғәйрий достанә һәрикәтләрни тохтитиш, уйғур хәлқиниң бейҗиң шәһиридә хатирҗәм тирикчилик қилишиға ярдәм бериш. Сиясәт түзүп вә мәбләғ аҗиритип, уйғур мәһәллилириниң маарипини раваҗландуруш, иш орни пурсити яритиш, сәһийә - давалаш мулазимитини йолға қоюш, әйдиз бимарлирини давалаш, зәһәр ташлитиш мулазими елип бериш, уйғур баллилирини мәктәпкә елиш, уйғур мәһәллилиридә иҗтимаий тәшкилатларниң тәрәққиятини қоллаш қатарлиқлар.
"Әйҗишиң" тәтқиқат орнидики вән йәнхәй әпәндиниң бейҗиң шәһәрлик һөкүмәт даирилиригә юқириқи хәтни йезишида төвәндики бир вәқәниң тәсири зор болған. У, 1 - айниң 11 - күни бейҗиң дашиңдики уйғурлар олтурақлашқан мәһәллигә әйдиз вируси юқтурувалған уйғурларни йоқлап берип, әйдиз кесили еғирлишип қалған бир аялни йолуқтурған, бимарни әтиси дохтурханиға апиришни ойлашқан болсиму, лекин бимар буниңға үлгүрмәй қаза қилған. Бу, " бир һәптә ичидә аңлиған йәнә бир уйғур аялниң әйдиз кесили билән өлүп кәткәнлик хәвири" болуп, бу вәқә уни "толиму өкүндүргән."
Вән йәнхәй ": биз бир һәптә ичидә 2 уйғур аялниң әйдиз кесилидин өлгәнлик әһвалини аңлидуқ. Уларниң ичидики бирәйләнни униң алдида өз көзүм билән көргәнтим. Әсли биз бу аялни һәптиниң бири дохтурханиға апармақчи болған. Лекин у шу күни йәни йәкшәнбә күни вапат бопту. Мән бу әһвалларни көрүп наһайити өкүндүм. Чүнки 38 яшлардики бу аялниң әһвали яшинип һалидин кәткән бир қери аялниң әһвалидин пәрқләнмәйтти. У илгири зәһәр чәккәнлик сәвәбидин қолға елинған, униң әйдиз кесили юқтурувалғанлиқи мәлум болуп, бир мәзгил даваланған икән. У қоюп берилгәндин кейин давалинип бақмиған. Уларни өзиниң кесилини чүшәнмәйду, кесилини қәйәрдә давалитишни билмәйду, дейишкә болиду. Улар һөкүмәтниң әйдиз кесәлләр сияситидин хәвәрсиз яки һечким уларға бу тоғрисида сөзләп бәргән әмәс. Уларниң ичидики йәнә бир бимар болса дохтурханиға ишәнмәйтти," дәйду.
Бейҗиң ичкири өлкиләрдә тирикчилик қилидиған уйғурларниң муһим паалийәт мәркәзлириниң бири болуп, вейгуңсүн бейҗиңда уйғурлар топлишип олтурақлашқан җай иди. Лекин кейинки 10 йилда хитай һөкүмити вейгуңсүндики уйғурларни қоғливәтти. Буниң билән уйғурлар гәнҗяку, венчүәнси, ғәрбий вогзал шундақла һазирқи һәр қайси кичик мәһәллиләргә көчкән иди. Вән йәнхәй әпәнди бейҗиңдики уйғур әйдиз бимарлириниң конкрет санини ениқлашниң қийинлиқини, бәзидә буниң нәччә йүзгә йетидиғанлиқини, лекин бу ақма нопусниң көчүш әһвалиға қарап өзгирип туридиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду :" уларниң сани наһайити көп болса керәк. Нәччә йүз болуши мумкин. Һазирқи вақитниң өзидә қанчилик икәнликини таза билип кәткили болмайду. ялғуз бейҗиң әмәс, җуңгониң һәр қайси чоң шәһәрлиридә ақма нопус көпәйгән чағларда әйдиз бимарлириниң сани наһайити юқири пәллигә йетиду."
Вән йәнхәй әпәнди хетидә, бейҗиң шәһәрлик сақчи органлириниң меһманханиларни уйғурларға ятақ бәрмәслик, йәрлик пуқраларни уйғурларға өй иҗарә бәрмәслик тоғрисида агаһландурғанлиқини тәнқидлигән болуп, " мән қәтий йосунда бейҗиң шәһәрлик һөкүмәт вә җ х идариси уйғур мәһәллилиридики бихәтәрлик мәсилилирини, аммиви сәһийә мәсилилирини вә сияси мәсилиләрни бир тәрәп қилғанда алди билән уйғур хәлқиниң көчүш, олтурақлишиш һоқуқиға һөрмәт қилиши, бәлки мәсилә сақланған сәвәблик уларни халиғанчә қоғливәтмәслики, халиғанчә тутуп солимаслиқи керәк, дәп қараймән," дегән.
Җ х органлириниң уйғурларға олтурақнамә беҗирип бәрмәйдиғанлиқини тәкитлигән вән йәнхәй әпәнди, уларниң халиғанчә тутқун қилидиғанлиқини яки қоғливетидиғанлиқини, уйғур балиларниң мәктәпкә елинмайдиғанлиқини, уларниң әйдиз бимарлирини һәқсиз давалаш сияситидин хәвәрсиз қалдурулғанлиқини әскәртип, "уйғурлар пайтәхтниң сиясий муқимлиқи үчүн тәһдит дәп қаралған" лиқини тәнқидләйду. Вән йәнхәй әпәнди болса уйғур мәһәллилиридики мәсилиләрни һәл қилишниң тоғра йоли уларниң һоқуқиға һөрмәт қилиш дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
У" бу мәсилиләрни һәл қилиштики муһим нуқта уйғур хәлқиниң һоқуқиға һөрмәт қилиштур. Йәни улар җуңго пуқраси болидикән, уларниң әркин көчүш вә әркин олтурақлишиш һоқуқи болуши керәк. Йәнә бир җәһәттә һөкүмәт уларниң тәрәққиятиға ярдәм қилиши лазим. Уларниң иш тепишиға, давалинишиға ярдәмдә болуши керәк. Һөкүмәт уларниң балилирини башқа балиларға охшаш мәктәпкә елиши лазим. Лекин һөкүмитимизниң бу мәсилиләрдә позитсийиси уларға ярдәм бериш тәрәпдари әмәс. Қариғанда уларни чәткә қеқиш позитсийисидә турғандәк қилиду", дәйду.
Вән йәнхәй әпәнди йәнә, хитай пуқралиридики уйғурларға бир тәрәплимилик қараш әһвали яки уларни чәткә қеқиш роһи һалитигә даир мәсилиләрни анализ қилип, авам хәлқтики уйғурларға бир тәрәплимилик қарайдиған әһваллар наһайити мурәккәп, лекин һөкүмәт бу түрдики әһвалларни күчәйтидиған позитсийидә болмаслиқи керәк, дәп көрсәтти.
Вән йәнхәй " адәттики пуқраларниң уйғурларға болған тонушидики бир тәрәплимилик наһайити мурәккәп. Мәсилән, бәзи кишиләр чоң шәһәрләрдә кичик балиларни оғурлуққа салидиған әһваллар бар. Лекин җәмийәттики бәзи җинайи һадисиләр һәргиз бир милләтниң тәбиитидики нәрсә әмәс. Бәлки бу җәмийәт тәрипидин йәклинишниң мәһсули. Бу әһвалда ақиланә бир һөкүмәт пуқралардики бир тәрәплимилик қарашни улғайтмаслиқи яки бир тәрәплимилик қарашларға әгәшмәй уни түгитишкә ярдәмдә болуши лазим. Бу милләтниң яки бу топниң өзини тәрәққи қилдурушиға ярдәм бериш һөкүмәтниң мәҗбурийити" дәп көрсәтти.
Вән йәнхәй әпәнди икки милләт арисидики чүшәнмәсликләрниң йәнә бир сәвәби мәдәнийәт җәһәттики пәрқләргә тақилидиғанлиқини, һөкүмәт әсли охшимиған мәдәнийәтни чәткә қақмай, улар арисидики чүшинишни илгири сүрүши керәк дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. Униң ейтишиға қариғанда, бейҗиң шәһәр башлиқи вә мунасивәтлик органлар униң мәктупини тапшуруп алған болуши мумкин. Лекин даириләр һазирға қәдәр униңға җаваб бәрмигән.