"төвән капаләтлик аилиләргә етибар бериш" намидики өйләрдә еғир дәриҗидә саламәтлик вә бихәтәрлик мәсилиси мәвҗут

бизгә кәлгән учурларға қариғанда, хитай һөкүмәт даирилири "5-июл вәқәси" дин кейин "төвән капаләтлик аилиләргә етибар бериш" намида үрүмчи шәһәр сиртиға өй селип бир қисим уйғурларни көчүргән.

ﺋﯜﺭﯛﻣﭽﯩﺪﻩ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭﻻﺭ ﺗﻮﭘﻠﯘﺷﯘﭖ ﺋﻮﻟﺘﯘﺭﺍﻗﻠﺎﺷﻘﺎﻥ ﺭﺍﻳﯘﻧﺪﺍ ﭼﯧﻘﯩﻠﯩﯟﺍﺗﻘﺎﻥ ﺑﯩﻨﺎﺩﯨﻦ ﺑﯩﺮ ﻛﯚﺭﯛﻧﯜﺵ
ﺋﯜﺭﯛﻣﭽﯩﺪﻩ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭﻻﺭ ﺗﻮﭘﻠﯘﺷﯘﭖ ﺋﻮﻟﺘﯘﺭﺍﻗﻠﺎﺷﻘﺎﻥ ﺭﺍﻳﯘﻧﺪﺍ ﭼﯧﻘﯩﻠﯩﯟﺍﺗﻘﺎﻥ ﺑﯩﻨﺎﺩﯨﻦ ﺑﯩﺮ ﻛﯚﺭﯛﻧﯜﺵ (AFP Photo)

0:00 / 0:00

бу өйләр "бикарлиқ" дегән чирайлиқ нам билән пәрдазланған болғачқа, нурғун уйғурлар беришқа қизиққан. һалбуки, бу өйләрниң һәммиси дегүдәк кичик яки муһити начар вә йирақ районларға селинған болғачқа, булар аһалиләрниң күндилик турмушиға қийинчилиқ туғдурупла қалмай, саламәтлик вә бихәтәрликигиму көп тәһдитләрни пәйда қилған.

шу хилдики өйләрдә бир йилдин көп олтурған бир уйғур яшниң билдүрүшичә, у өйләрдә хатирҗәм яшаш имканийити интайин төвән болсиму, олтуруватқанлар асасән намрат болғачқа, йәнила чишини чишләп турушқа мәҗбур болмақта икән.

һазир чәтәлдә яшаватқан бу уйғур яш шу хилдики өйләрдә туруш җәрянида бешидин кәчүргәнләр ишларни вә хитай һөкүмитиниң бу сияситидин һес қилғанлирини сөзләп бәрди.

тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.