Бирләшмә қисим бәш кечә бомбардиман қилғандин кейинму, казафий йәнила қозғилаңчиларға қаратқан қирғинчилиқни тохтатмиди
2011.03.24
Б д т ниң қарари бойичә, ливийидә қозғилаң көтүргән хәлқни казафийниң һуҗумидин сақлаш үчүн, бирләшмә қисим казафийниң һәрбий базилириға һавадин һуҗум қиливатқили бүгүн алтә күн болди. Америкиниң а б с хәвәрлиридә баян қилинишичә, түнүгүн кечидә, франсийиниң “мираҗ” бәлгилик бир бомбардиманчи айропилани мисрата шәһириниң һава бошлуқида, казафийниң бир уруш айропиланини соқуп чүшүргәндин кейин, казафийниң деңиз буйидин 250 километир йирақлиқтики һава армийә базисиға берип бомбардиман қилип қайтип кәлгән.
С н н ниң баян қилишичә, бирләшмә қисим ливийидики қозғилаңчиларни қоғдаш үчүн, казафийниң һәрбий базилириға уда бәш кечә һуҗум қилғандин кейинму, казафий қисимлири қуруқлуқтин, оттура деңиз бойлиридики қозғилаңчиларниң қолидики шәһәрләргә қозғаватқан һуҗумини тохтатмиди. Бүгүн бирләшмә қисим казафий қисимлириға һавадинла әмәс, деңиздинму һуҗум қозғиди.
Әл җәзирә телевизийисиниң баян қилишичә, казафий бүгүн, бирләшмә қисим һуҗум қилишқа пиланлаватқан триполи шәһиридики балбал әзизия мәһәллисидә туруп, өзиниң қисимлирини ахирқи ғәлибини қолға кәлтүргүчә җәң қилишқа чақирди. Гәрчә түнүгүн мисратада, қозғилаңчиларға танка, зәмбирәкләр билән һуҗум қиливатқан казафий қисимлири кечидә тосаттинла җим болуп қалған болсиму, әмма бүгүн йәнила, қозғилаңчиларниң базиси болған бәнғази шәһири билән җәнубтики әҗдабия шәһириниң сиртида, қозғилаңчилар билән җиддий җәң қиливатиду.
Қатар учур васитилириниң баян қилишичә, ливийидики қозғилаңчилар тәшкиллигән дөләт комитети дегән тәшкилат бүгүн парижда баянат елан қилип, махмут җәбрилни ливийә вақитлиқ һөкүмитиниң рәисликигә бәлгилигәнликини вә униңға һәр қайси министир вә комитетларниң башлиқлирини тәйинләш үчүн һоқуқ бәргәнликини җакарлиди.
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, ливийә қозғилаңчилири тәшкиллигән дөләт комитетиниң вәкили мәнсур сайфал насир бүгүн парижда, бу тәшкилатиниң мәқсити ливийидә диндин халий һөкүмәт қуруш дәп җакарлиди вә казафий пат йеқинда гумран болиду, ливийидә хәлқ үчүн тосалғу түгәйду дәп қәйт қилди. Қозғилаңчиларниң йәнә бир вәкили ели зәйдән, қозғилаңчилар өзини қоғдаш үчүн, һазир қорал керәк дәп җакарлиди.
Телеграф гезитиниң баян қилишичә, нато дөләтлиридин әнглийә, түркийә, испанийә, гритсийә, италийә, канададин ибарәт 6 дөләтниң парахотлири бүгүн, б д т ниң ливийә тоғрисидики қарариға асасән, һава мудапиә күчини асасән йоқатқан казафийниң әмди, деңиздин қорал йөткишини чәкләш үчүн деңизларда чарлаш елип беришқа башлиди. Руминийә 200 әскәр билән бир мудапиә парахоти чиқирип бу һәрикәткә қатнашти. Бу һәрикәткә голландийә F-16, гритсийә мираҗ, канада F-18 бәлгилик бомбардиманчи айропилан чиқарди.
Америка авазиниң баян қилишичә, америка президенти обаманиң сөзи билән ейтқанда, б д т ниң қарарини иҗра қилиш үчүн, америка һазир ливийидә қоллинилидиған һәрбий һәрикәткә қоманданлиқ қилиш һоқуқини натоға өткүзүп бериш алдида турмақта, әмма һазир бу бир вақит мәсилиси, бу мәсилини һазир нато музакирә қиливатиду. Буниңда, бу қошун көтүргән байрақниң әрәб әллириниң қоллишиға игә болуши бир муһим мәсилә.