Уйғурлар америка дөләт мәҗлиси әзаси бил делихант әпәндигә тәшәккүр билдүрди

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим башчилиқида, дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмисиниң бир қисим вәкиллири шуниңдәк америкидики уйғур зиялийлири бирликтә, америка дөләт мәҗлиси әзаси бил делихант әпәнди билән көрүшүп, униң уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүп көрсәткән хизмәтлиригә алаһидә рәһмәт ейтти.
Мухбиримиз әқидә
2010.12.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
bill-delahunt-305 Рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлиси әзаси бил делихант биллән биллә. 2010 - Йили декабир
RFA

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 7 ‏- декабир күни, норвегийиниң осло шәһиридә өткүзүлидиған нобел тинчлиқ мукапати мурасимиға қатнишиш үчүн йолға чиқиштин бурун вашингтонда, уйғурларниң америка сиясәтчилири арисида тонулушиға, уйғур мәсилисиниң америкиниң сиясий күн тәртипигә киришигә наһайити чоң һәссә қошқан, америка дөләт мәҗлиси әзаси бил делихант әпәндиниң дәм елишқа чиқиши мунасивити билән, униң буниңдин кейинки һаят вә паалийәтлиригә мувәппәқийәт тиләш, болупму униң уйғур хәлқигә көрсәткән хизмитигә рәһмәт ейтиш үчүн, дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмиси уюштурған тәқдирләш мурасимиға қатнашти.

Мурасимға дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмиси вәкиллири, америкидики уйғур зиялий вә сиясий паалийәтчиләр шуниңдәк америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фондиниң рәиси карл геришмән әпәнди вә мәзкур фондиниң муавин рәиси лоиса ханим қатнашти. Мурасимда рабийә ханим бил делихант әпәндигә, уйғур допписи вә тон кийдүрүп, дуня уйғур қурултийи намидин алаһидә ясалған шәрәп гуваһнамиси тәқдим қилди.

Бил делихант әпәнди, 1997 ‏- йили демократ партийисидин америка дөләт мәҗлиси әзаси болуп сайлинип, дөләт мәҗлисигә киргән вә шуниңдин буян һазирға қәдәр арқа ‏- арқидин 6 қетим дөләт мәҗлиси әзалиқиға сайланған, у бу җәрянда дөләт мәҗлисидә наһайити муһим комитетларда вәзипә алғандин сирт бир қисим комитетларға риясәтчилик қилған вә бир нәччә йил америка дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр шөбә комитетиниң рәиси болған. Мәзкур комитет америка ташқи ишлар министирлиқи, хәлқара тәшкилатлар, америкиниң башқа дөләтләргә қилидиған ярдими һәмдә америкиниң демократийини күчләндүрүш тәшкилатлириниң паалийәтлири үстидин назарәт қилиш вәзиписини үстигә алған.

2009 ‏- Йили, бил делихант әпәнди америка дөләт мәҗлиси, явропа ишлири комитетиниң вәзиписини үстигә елип, америкиниң явропа иттипақидики дөләтләр билән болған мунасивәтлирини көзитиш хизмитини ишлигән.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси өмәр қанат әпәнди, бил делихант әпәндиниң, уйғур мәсилисигә қизиқишиға түрткә болған сәвәбләрни тонуштурди.

Өмәр қанат йәнә, бил делихант әпәндиниң 5 ‏- июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини, америка дөләт әрбаблириға вә америка хәлқигә тонуштурушта актип рол ойниғанлиқини билдүрүп, 2009 ‏- йили 10 ‏- июл күни, америка дөләт мәҗлисидә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим вә дана рарабахер қатарлиқ америка дөләт мәҗлисиниң җумһурийәтчи партийисиниң әзалири билән бирликтә мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип, хитай һөкүмитиниң 5 ‏-июл қирғинчилиқини қаттиқ әйиблигәндин сирт, америка һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирған вә бу һәқтә америка дөләт мәҗлисигә қанун лайиһиси сунған.

Дилихант әпәнди өзи үчүн һазирланған тәқдирләш мурасимидики сөзидә, гүәнтанамодики 22 нәпәр уйғурниң 3 дөләткә орунлаштурулушида тиришчанлиқ көрсәткәнликини ейтқан болуп, уйғур сиясий паалийәтчиси рошән аббас ханимниң ейтишичә, делихант әпәнди дәм елишқа чиққандин кейинму гүәнтаномо түрмисидә тутуп турулуватқан 5 нәпәр уйғурға изчил ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән.

Өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, делихант әпәнди мурасимда йәнә, " мән дөләт әрбаби болғанлиқим үчүн, уйғурларға ярдәм көрситиштә нурғунлиған чәклимиләргә учриған идим, әмди техиму очуқ ‏- ашкара вә әркин һалда уйғурларни қоллаймән " дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.