Биңтуән 663 нәпәр сақчи вә гундипай қобул қилидиғанлиқи һәққидә елан чиқарди
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.04.28
2008.04.28
Хәвәрдә, бу, биңтуәнниң хизмәтчи қобул қилиш җәһәттә бөсүш характерлик бир қәдәм басқанлиқи, дейилгән вә биңтуәнниң йәрлик милләтләрдин 63 нәпәр сақчи вә гундипай елишиға толуқ капаләтлик қилиши лазимлиқи тәкитләнгән. Бу иш 5 - айниң 1 - күнидин 11 - күнигичә давам қилидикән.
Биңтуән әһвалини яхши билидиған, һазир америкида туруватқан илшат әпәндиниң қаришичә, биңтуән 'җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң асасий қануни'да орни бикитилмигән бир қанунсиз тәшкилат. Бу қанунсиз тәшкилат буниңдин бурун өзини йәрликтин айрип туратти, һазир уларниң бундақ пәрқни бузуп ташлап, өзигә йәрликтинму сақчи, гундипай қобул қилмақчи болғанлиқи, биңтуән түрмилиригә қанунсиз ташланған уйғур мәһбусларниң сани көпийип кәткәнликиниң вә һазир хәлқарада тез әвҗ еливатқан тибәт, уйғур һәрикитигә тақабил турушниң еһтияҗи болуши мумкин.
Илшат әпәнди пүтүн уйғурлардин хитайниң уйғурларни бастуруш үчүн қандақ йеңи тәдбир қоллинишқа тәйярланғанлиқини һушярлиқ билән көзитип, униңға үнүмлүк тақабил турушни тәләп қилди.
Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиниң тәһлил қилишичә, биңтуәнниң йәрлик милләтләрдинму сақчи вә гундипайларни көпәйтмәкчи болғанлиқи коммунист партийә мәркизи һөкүмитиниң буйруқи буйичә болған иш, шундақла бу, хитай һөкүмитиниң өзиниң уйғурларни бастурғанлиқини хәлқарадин йошуруш үчүн қоллиниватқан тәдбири.