Хитай биңтуәнниң өз ичидики муқимлиқни алаһидә тәкитлимәктә

Бу йил июлдин башлап биңтуәндә хитай коммунистик партийисиниң он иккинчи нөвәтлик партийә истили тәрбийә ейи һәрикитини башлиған иди. " Улуғ вәтәнни қизғин сөйүп гүзәл юрт макан бәрпа қилиш" дегән нам астида елип бериливатқан бу һәрикәттә уйғур елиниң муқимлиқини ишқа ашуруштин башқа биңтуәнниң өз ичидә муқимлиқни илгири сүрүшниң, биңтуәнниң узун муддәтлик мәвҗутлуқи һәм тәрәққиятниң капалити икәнлики техиму күчлүк тәкитләнмәктә. Көзәткүчиләр болса һәр җәһәттин тәң зорийиватқан, һәрбий һәм иқтисадий күчкә игә бу алаһидә органниң өз ичидики муқимсизлиқниң йәни хитай коммунистик партийисиниң уйғур елидә муқимлиқни ишқа ашуруштики әң зор күчи болған биңтуәнниң муқимлиқ мәсилисиниңму хитайға зор тәһдит икәнликини оттуриға қоймақта.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.07.16
urumqi-police-305 Сүрәттә үрүмчи вәқәсини бастурушқа қатнашқан йәрлик һәрби сақчилар
AFP Photo

Биңтуән хәвәрләр торида йеқиндин буян елан қилиниватқан сиясий хәвәрләрдин ашкарилинишичә бу йил - 30 июн күни уйғур аптоном районлуқ партком һөкүмәт башлиқлири, биңтуән партком секретари һәм сиясий комиссарлири, хитай мәркизи һөкүмити сиясий бюроси муавин баш секретари бав шавкүнни күтүвалди. У биңтуәнниң йерим әсирдин артуқ вақит ичидә шинҗаңниң муқимлиқни сақлашта қошқан төһписини мәдһийилиди. Шундақла бу хил ролини йәниму җари қилдурушниң муһимлиқини тәкитлиди.

Биңтуән партком секретари че җүн болса " муқимлиқ шинҗаңдики һәммидин муһим мәсилә.Һазирқи шараитта вәзийәт йәнила интайин мурәккәп, йәнила сәл қарашқа болмайду, биңтуән шинҗаңниң муқимлиқини сақлаштики муһим иситратегийилик орун, шуңа биңтуәндики һәр қайси чоң - кичик кадирлар каллисини силкиветип һазирқидәк мурәккәп вәзийәттә, биңтуәнниң өз ичидики мәсилиләрни җиддий һәл қилип өз муқимлиқиға капаләтлик қилғандин сирт, йәрликниң муқимлиқини қоғдашта мәркизи һөкүмәт партийә рәһбәрлики тапшурған һәр қандақ вәзипиләрни мустәһкәм ирадә билән орунлишимиз керәк" деди.

6 - Июл күни че җүн биңтуән кадирлириға мәхсус йиғин ечип юқириқи сөзлирини йәниму қаттиқ тәләппузда тәкитлиди: вә қошумчә " һазир биңтуән чоң ечиш, чоң қуруш, зор тәрәққий қилиштәк бир тарихий пәйттә, әмма бу үч чоң ишниң капалити муқимлиқни сақлаш " деди.

12 - Июл күни хитай дөләт ишлири кабинети биңтуәнгә мәхсус бир вәкилләр өмики әвәтип биңтуәнни җәмийәт муқимлиқиға төһпә қошти дәп 3милйон йүән билән мукапатлиди.

Мушуниңға охшаш, хитайниң уйғур елидә һөкүм сүрүватқан биңтуәнидә йеқиндин буян болуватқан нурғун йиғин һәм компартийә кадирлири учришишлирида уйғур елиниң муқимлиқини сақлаштин башқа, биңтуәнниң муқимлиқиға капаләтлик қилиш һәм уни зор күч билән илгири сүрүш көп тәкитләнмәктә.

Биңтуәндики бу хил баянлар бәзи көзәткүчиләрдә қизиқиш қозғиған болуп, илгири биңтуәндә мәлум мәзгил хизмәт қилған, нөвәттә америкида паалийәт елип бериватқан уйғур паалийәтчилиридин елшат әпәнди биңтуән вәзийити вә мәвҗутлуқи һәққидә мулаһизә йүргүзди.

Вашингитондики лавгәй фондиниң рәиси хәрй ву әпәнди болса " биңтуәнниң мәвҗутлуқи уйғур елигә һәм хәлқигә тәһдит болупла қалмай, әгәр ички зиддийәтләрни тоғра бир тәрәп қилалмиса, хитай өзигиму зор тәһдит яриталайдиған тәсир күчигә игә, шуңа хитай һөкүмити биңтуәнликләрниң өзигә қарши чиқишиниң алдини елиш үчүн, алди билән уларниң иқтисадини зор күч билән тәрәққи қилдуруватиду. Қаримаққа биңтуән бир иқтисади гәвдидәк, әмәлийәттә улар коммунистик партийә қачан буйруқ бәрсә, дәрһал урушқа чиқалайдиған мунтизим һәрбий күч "дәйду.

Биңтуәнниң мәвҗутлуқиниң өзи муқимсизлиқниң йилтизи,уйғур ели чегриси ичидә туруп уйғур аптоном райониға бойсунмайдиған, пүтүнләй һәрбий түзүм фонкисийиси бойичә тәшкилләнгән, уйғур елини қоршап йәрләшкән биңтуәндин ибарәт бу орун йоқалмай туруп уйғур елида муқимлиқ болмайду " дегән көз қарашлирини оттуриға қойди.

Биңтуән хәвәрлиригә қариғанда, " вәтәнни сөйүп, гүзәл юрт макан қуруш" намида биңтуән миқясида елип бериливатқан сиясий идийиви тәрбийә һәрикити 2012 - йили 10 - айға қәдәр елип берилидиған болуп, июлдин башлап давам қиливатқини болса, ушбу тема астида узун муддәт елип берилидиған сиясий идийиви һәрикәтниң биринчи бөлүки икән.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.