Бир дохтурниң 5 ‏- июл вәқәсидики яридарлар һәққидә ейтқанлири

"5 ‏- Июл вәқәси" йүз бәргинигә 8 ай болди. Радио аңлиғучилиримиз вәқәниң тәпсилати һәққидә охшимиған саһә, охшимиған нуқтилардин учурларни йәткүзмәктә.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.03.04
Yarilanghan-Uyghur-Urumqi-weqesi-305.jpg Сүрәт, үрүмчидә 5 ‏- ийул вәқәси мәзгилидә, 6 - вә 7 - ийул күнлири хитай лүкчәклири тәрипидин уруп йариландурулған намәлум бир уйғурниң сүрити.
Сүрәтни аңлиғучилиримиз әвәткән.

Йеқинда чәтәлгә чиққан, илгири үрүмчидики бир чоң дохтурханида хизмәт қилған бир дохтур, бүгүн радиомизниң зияритини қобул қилип, "5 ‏- июл вәқәси" вә униңдин кейинки зәнҗирсиман вәқәләрдә яриланған кишиләрниң дохтурханиға тошулуш вә күтүлүш әһвали һәққидә мәлумат бәрди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу дохтур билән өткүзгән сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.