Чәтәлдә оқуватқан бир уйғур қизиниң өз юртида бешиға кәлгәнлири
Мухбиримиз әркин тарим
2009.09.24
2009.09.24

www.msnbc.msn.com Дин елинди. Сүрәт AP агентлиғиниң.
Уларниң ейтишичә, түркийидин барған уйғур оқуғучилар үрүмчи айродурумиға киргәндила сораққа тартилғили башлап, ата - анисиниң өйигә барғандин кейинму сақчи идариси вә бихәтәрлик органлири тәрипидин сораққа тартилидикән.
Исмини ашкарилашни халимиған һазир түркийидә мәлум бир университетта оқуватқан бир уйғур қиз, бу йил 5 - июл вәқәсидин бурун өз юртиға ата - анисини көргили барғанда бешиға һәр түрлүк ишслар кәлгән . У, өз юртида бесим көргәндин кейин барғанлиқиға пушайман болуп қайтип кәлгән.
У бизгә чәтәлгә чиқип 5 йилдин кейин өз юртиға қайтип бир инсан үчүн әркинликниң қанчилик муһим икәнликини йәнә бир қетим чүшинип йәткәнликини, өз хәлқиниң һазирқи һалиға қаттиқ ечинғанлиқини ейтип, өз кәчүрмүшлирини сөзләп бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.