Хитайниң енергийигә еһтияҗи бермидики йәрлик аммини маканлиридин айриған
2013.01.09
Йеқинда түркийидә елан қилинған “бир тамчә нефит нәччә миң тамчә қандин қиммәтлик” намлиқ мақалә шуларниң җүмлисидиндур.
Түркийә мәтбуатлириға қариғанда, берминиң араканда йүз миңлиған кишиниң юрт маканлиридин һәйдилишигә, нәччә миңлиған кишиниң өлтүрүлүшигә, пәқәт хитайниң енергийә бихәтәрлики сәвәбчи болмақта икән.
Берминиң аракан өлкиси мәркизи ситтв (ақяб) ниң 120 километир җәнубидики порт шәһири кияукпю деңиз қирғақлирида, 2004-йилидин башлап корийә нефит ширкити даиву нефит қидириш елип берип 1.2 Трлиюн күп метирлиқ тәбиий газ записи тапқан. Буниңдин кейин хитай, малайшия, һиндистан қатарлиқ дөләтләрниң нефит ширкәтлири берма һөкүмитидин рухсәт елип нефит вә тәбиий газ қидириш елип барған. Хитай һөкүмити бу райондики нефит вә тәбиий газ қидириш пиланиға талип болған вә көп миқдарда мәбләғ салғандин башқа, берма милитарист һөкүмити ледири сән шив билән содилишип, шив газ пиланини әмәлийләштүрүшкә башлиған. Бу пилан толуп әмәлийләшкәндә, күндә 500 милйон күп метир тәбиий газ ишләпчиқиралайдиған болуп, хитай һөкүмити бу газни пүтүнләй сетивалидикән. Хитай һөкүмити қарашлиқ нефит ширкити, йәнә шу районда 2.1 Милярд туң келидиған нефит записи тапқан болуп, бу нефит аписиғиму талип болған.
Хитай һөкүмити 2010-йилидин башлап, аркандин хитайниң йүннәнниң күнмиң шәһиригә тутишидиған икки туруба линийиси ясашқа башлиған болуп, биридә тәбиий газ, йәнә биридә нефит тошулидикән. Тәбиий газ туруба линийисиниң узунлуқи 2520 километир болуп, 793 километирлиқ қисми берма чеграси ичидә, 1727 километирлиқ қисми хитай чеграси ичидә икән. Нефит туруба линийисиниң узунлуқи 2402 километир болуп, 771 километирлиқ қисми берма чеграси ичидә, 1631 километирлиқ қисми хитай чеграси ичидә икән. Бу икки туруба линийиси 2013-йилида рәсмий ишқа киришидиған болуп, йилда хитайға 12 милярд күп метир тәбиий газ, 22 милйон тонна хам нефит тошуш пиланланған. Хитай һөкүмити бу пиланға 7.2 Милярд америка доллири хам чот айриған болуп, ишләпчиқирилған тәбиий газ вә хам нефитниң 49.1 Пирсәнтигә берма, 50.9 Пирсәнтигә хитай игидарчилиқ қилидикән.
Хитай һөкүмити араканниң ақяб шәһиридә қурған порт вә енергийә базиси арқилиқ, аракан нефитигә игә болупла қалмай, 30 йилғичә африқа вә оттура шәрқтин хитайға тошулуватқан хам нефит вә тәбиий газларни бу туруба линийиси арқилиқ хитайға тошуялайдикән. Бу туруба линийиси малакка боғузиға рәқиб болуп, хитайниң сингапор вә малайшияға болған беқиндилиқини азайтиштәк истратегийилик әһмийәткә игә. Бу сәвәбтин берма һөкүмити туруба линийиси өтидиған районлардики йеза аһалиси көчүшкә мәҗбурланған. Бу йезилар һәрбий районға айландурған болуп, туруба линийисиниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн 13500 әскәр аҗратқан.
Өткән йили 7-айларда бермидики буддист раһибларниң аракандики мусулманларға һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, нәччә йүз миң араканлиқ юрт-маканлирини ташлап кетишкә мәҗбур болған вә нәччә миң араканлиқ бу тоқунушта өлтүрүлгәниди.