Бо шиләй делосиға йәнә бир сиясий бюро даимий әзаси четилидиғанлиқи ашкариланди
2012.04.30
“бошүн” тор гезитиниң баян қилишичә, бо шиләй делосиға һазир йәнә бир сиясий бюро даимий әзаси четилидиғанлиқи ашкариланди. Хәвәрдә ейтилишичә, бо шиләй делосиға четилғанлиқи үчүн қолға елинған далйән шәһиридики “җеңюән” өй қурулуши һәссидарлиқ ширкитиниң баш пайчики фу йәнбин, өзиниң “җеңюән” өй қурулуши һәссидарлиқ ширкитиниң йәр-земин тиҗаритигә хитай коммунист партийә мәркизи комитет сиясий бюросиниң даимий әзаси ли чаңчүн йол ечип бәргән дәп иқрар қилған.
Бо шиләй далйән шәһириниң башлиқи болуп туруватқанда, хоңкоңда чиқидиған “венхуй” гезитиниң далйәндә турушлуқ мухбири болған җяң вейпиңниң испатлишичә, “җеңюән” өй қурулуши һәссидарлиқ ширкитиниң йәрни әрзан елип қиммәт сетип тез бейиши үчүн, хитай мәркизи комитет сиясий бюросиниң даимий әзаси ли чаңчүн 10 йилғичә биваситә йол ечип берип турған.
Канадада чиқидиған “вәтән хәвәрлири” тор гезитиниң ашкарилишичә, һазир хитайда йүз милйон йүәнлик бай һесаблинидиған фу йәнбин, алди билән бо шиләй аилиси билән бейҗиң университетидики мәктәпдашлиқ мунасивитини изһар қилиш арқилиқ тонушувалған. Шуниңдин кейин у, “җеңюән” өй қурулуши һәссидарлиқ ширкитини қурған. Әйни вақиттики далйән шәһәрлик қурулуш комитетиниң башлиқи ли чаңҗи -мәркизи комитетта идеологийигә мәсул әң чоң әмәлдари ли чаңчүнниң акиси, бу ширкәтниң муавин баш пайчики болған. Шуниңдин кейин бу ширкәт бо шиләй аилисидин ибарәт “чоң дәрәх” ниң һимайиси астида тиҗарәт қилишқа башлиған.
Әйни вақитта далйәндә чиқидиған “йеңичә тиҗарәт” гезити бу ширкәтни сода, илим вә куңзичилиқни тәң йолға қойидиған пән-илим ширкити дәп махтап көккә көтүргән. Бу ширкәт бир милйон бәш йүз миң квадрат метирлиқ туралғу, сода вә һәрхил кәсипни бир гәвдә қилған вә төт милйон йүәнлик маарип фондиси бар заманиви мәһәллә қурушни пиланлиғанда, сиясий бюро даимий әзаси ли чаңчүн, бу ширкәткә 10 йилғичә йәрни әрзан сетип бериш һәққидә буйруқ чүшүргән. Нәтиҗидә бу ширкәт йәрни әрзан елип қиммәт сетип, наһайити тез бейип, бо шиләй аилисиниң “пул халтиси”ға айланған.
Хәвәрдә ейтилишичә, юқирида нами тилға елинған ли чаңчүн, дәл “бошүн” тор гезити 2010-йили 10-айда баян қилип өткәндәк, сичүәндә “қизил нахша ейтиш, қара гуруһларға зәрбә бериш” һәрикитини қозғиған бо шиләйни, хитайда йеңи тәрәққият модели иҗад қилди дәп махтап, мәркизи комитет сиясий бюросиниң даимий әзалиқиға тәвсийә қилған җу юңкаң, ву баңгодин башқа, хитай мәркизи комитет сиясий бюросиниң йәнә бир даимий әзаси иди. Һазир ли чаңчүнниң бо шиләй делосиға аллиқачан четилғанлиқи техиму ениқ болди.
Америкидики учур ширкәтлириниң ортақ журнили болған “форбес” журнилида, дуняви иқтисади мәсилиләрни тәтқиқ қилидиған паул родерик григори әпәнди 4-айниң 29-күни елан қилған обзорида, һазир хитайни өзгәртиватқан төт чоң вәқәниң бири - бо шиләй делоси вә бу делониң тәпсилати һазир барғансери ениқ болуватқанлиқи дәп көрсәткән иди.
Паул родерик григори әпәнди бу обзорда, бултур 12-айда хитайниң гуаңдуң өлкисидики вукән мәһәллисидә, йәрлик хәлқ коммунист партийиниң чирикләшкән хиянәтчи әмәлдарлирини қоғлап чиқарған, хитай сақчилири алдида мәғлуп болмиған аммиви һәрикәтниң үлгилик ролиниму; бу йил 2-айда дуня банкиси билән хитай дөләт кабинети бирликтә тәйярлиған тәтқиқат доклатида, әгәр хитай буниңдин кейин йәккә игиликни қоюветиш арқилиқ иқтисади җәһәттә давамлиқ юқири өрләшни давамлаштурмиса, коммунист партийиниң һакимийити орнини сақлап қалалмайду, дәп оттуриға қойған илмий мәслиһәтниму; хитайда мушу бирнәччә күн ичидә йүз бәргән әма адвокат чен гуаңчең вәқәсиниму, хитайниң юқири қатлимидики һоқуқ уруши партлашқа сәвәбчи болған бо шиләй вәқәсигә охшаш хитайни өзгәртиватқан вәқәләр дәп көрсәткән иди.