Ху пиң: бошиләйни җазалаш, хитай һөкүмитиниң абройини қоғдаш еһтияҗидин болуватиду

Чәтәлләрдики хитай анализчилиридин бейҗиң баһари журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди бо шиләй вәқәси һәққидә тохтилип, мәнпәтдар гуруһлардин тәшкилләнгән хитай коммунист һөкүмитиниң бо шиләйни җазалашни қарар қилиши, әмәлийәттә ваң лиҗүн тәрипидин ашкарилинип кәткән сәтчиликләрни йепип, хәлқарада вә хитай хәлқи арисида нәзәрдин чүшүп кәткән коммунист һөкүмәтниң абройини қоғдаш еһтияҗидин болуватқанлиқини илгири сүрди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.10.05
bo-xilai-305.png Бо шиләй
AFP


Йеқиндин буян мәтбуатларда барғанчә көпийиватқан бо шиләйниң қандақ бир тәрәп қилиниши һәм бо шиләй вәқәси сәвәблик, хитайда сияси җәһәттин ислаһат елип бериш мумкинчилики барму дегән муназириләргә ниспәтән,сиясий анализчи ху пиң әпәнди өзиниң бу һәқтики қарашлирини оттуриға қойди.

1. Бо шиләй вәқәсиниң ашкарилинип кетиши, коммунист һөкүмәтни мәсилини һәл қилишқа мәҗбурлиди

Ху пиң әпәнди ваң лиҗүн, бо шиләй вәқәсиниң хитай өзини иқтисадий җәһәттин йүксәлдуқ дәп қариған бу 30 йил ичидә хитай һөкүмитини әң оңайсиз һаләттә қалдурған мәсилиләрниң бири икәнликини тәкитләп мундақ деди.

- Бу йил 2 - айда йүз бәргән чуңчиң сақчи идарисиниң башлиқи ваң лиҗүнниң америка консулханисиға қечип киривелиши һәмдә хитайниң йеңи нөвәтлик рәһбәрлик қатлимиға кириш еһтимали бар дәп қаралған бо шиләйниң қилмишлирини дуняға ашкариливетиши, хитай һөкүмити үчүн әҗәллик зәрбиләрниң бири болди. Хитай мәркизи һөкүмитиниң хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлиридин бири болған бо шиләйни җазалаш қарарини елиши, бу һөкүмәтниң қандақтур сияси җәһәттин ислаһат елип берип, хитайда қанунниң муқәддәсликини намайән қилиш, хитай хәлқини рази қилиш үчүн болмастин, әң муһими бу сәтчиликләрниң дуняға ашкарилинип кетип, бу ишларни йошуруп қелишқа амали болмиғанлиқидин болуватиду.

2. Бо шиләйниң җазалиниши барлиқ парихор әмәлдарларниң җазалиниш еһтималини көрсәтмәйду

Ху пиң әпәнди бо шиләйгә артилған парихорлуқ җинайәтлириниң әмәлийәттә хитай әмәлдарлиридики омумумлашқан әһвал икәнликини тәкитләп, нөвәттә хитай әмәлдарлириниң мәсилиниң кеңийип пүткүл хитай коммунист һөкүмити ичидики әмәлдарларға тутушуп кетишидин әнсирәш ичидә туруватқанлиқини билдүрди.

- Мениңчә, хитай һөкүмити нөвәттә мәсилини кеңәйтивәтмәй һәл қилишқа тиришиватиду. Шуңа бо шиләйгә пәқәтла парихорлуқ, чириклик җинайитинила артип, уни җазалиялмаслиқи мумкин. Чүнки хитайда һазир йүргүзүлүватқан коммунистик партийә дөләтни башқуруватқан түзүмниң өзила хитай әмәлдарлириға хиянәт қилиш, парихорлуқ қилиш үчүн чәксиз имканийәтләрни яритип бәрмәктә. Әгәр бу қетим бо шиләйгә четилип, җу йүңкаң қатарлиқ әмәлдарларму җазаланса, у һалда хитай коммунист һөкүмитиниң юқири қатлам әмәлдарлириниң һәммисила хизмитидин елип ташлиниши керәк. Әмма хитай һөкүмити бу тәвәккүлчиликни қилмаслиқи мумкин. Мениңчә, җу йүңкаң,ваң лечүән қатарлиқ парихорлуқ һәм чириклик қилмишлири аллиқачан испатлири арқилиқ аммиви тор бекәтлиридә елан қилинған бир қисим юқири дәриҗилик әмәлдарларға ниспәтән хитай һөкүмити дәм елишқа чиқириш, хизмитини йөткиветиш тәдбирлири елиши мумкин.

3. Йеқин арида хитайда сияси җәһәттин ислаһат елип берилмаслиқи мумкин

Ху пиң әпәнди ғәрб мәтбуатлирида бир қисим көзәткүчиләр оттуриға қойған “бо шиләй вәқәси вә 18 - қурултайдин кейин хитайда сиясий ислаһат елип берилиши мумкин”дегән қарашниң хитайниң нөвәттики әмәлийитигә мас кәлмәйдиғанлиқини билдүрүп, хитайда кишиләр арза қилғандәк дәвр бөлгүч зор сиясий өзгиришниң болмайдиғанлиқини илгири сүрди.

- Чәтәлләрдики бир қисим хитай демократлири һәм ғәрб дөләтлиридики хитай вәзийитини көзәткүчи сиясий анализчилар бо шиләй вәқәсини бир тәрәп қилиш вә хитайда йеңи рәһбәрлик гуруһи һакимийәтни өткүзүвалидиған 18 - қурултайдин кейин, хитайда сиясий ислаһат елип берилиши мумкинму дегән мәсилини муназирә қилмақта. Әмма бу мәсилидә мән у қәдәр үмидвар әмәсмән. Чүнки хитайдики һакимийәт түзүмидә мәнпәәти бир - биригә өмүчүк торидәк гирәлишип кәткән әмәлдарлар гуруһи дөләтни башқурмақта. Мана шундақ болғини үчүн коммунистик һөкүмити бу түзүмгә ислаһат елип беришни халимайду. Шуңа имканийити болсила әмәлдарлардики чириклик, парихорлуқ қилмишлирини ашкарилимайду һәтта уларни қоғдап қелишқа тиришиду. Бо шиләйниң қилмишлири 2 - айда ваң лиҗүн тәрипидин ашкариливетилгәндин кейинму, бо шиләйгә чарә көрүштә хуҗинтав, вен җябав қатарлиқларниң еһтиятчан муамилидә болуши мушу нуқтини испатлимақта. Йәнә бир җәһәттин, хитай коммунист һөкүмити өзигә ишәнчи болмиғини үчүн, әркин риқабәт арқилиқ елип берилидиған демократик сайлам түзүминиң хитайда йолға қоюлушини техиму халимайду. Униңдин башқа һазирқи хитай пуқралириниң характеригиму узун йиллардин буян давамлишиватқан һөкүмәткә бойсунуш, тинч яшаш еңи сиңип кәткән. Шуңа йеқин бир мәзгилдә һазирқи коммунист һөкүмитини сиясий ислаһат елип берришқа мәҗбурлиғудәк зор көләмлик пуқралар наразилиқ һәрикәтлириму йүз бәрмәслики мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.