И х х вәқпи башлиқи бүләнт йилдирим башчилиқидики һәйәт шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитини зиярәт қилди
2011.05.30

Түркийиниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған и х х йәни инсаний ярдәм вәқпи башлиқи бүләнт йилдирим башчилиқидики һәйәтни дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк башчилиқидики тәшкилат рәһбәрлири вә қәйсәридики уйғурлар қизғин күтүвалди.
Алди билән сейит түмтүрк әпәнди һәйәткә шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң бағчисидики асия хәритисиниң алдида уйғурлар һәққидә қисқичә мәлумат бәргәндин кейин, уйғурларға қандақ ярдәм қилиш һәққидә мәхсус сөһбәт елип барған.
Түркийә инсаний ярдәм вәқпи башлиқи бүләнт йилдирим әпәнди алди билән қәйсәридики уйғурларни көргәнлики үчүн интайин хурсән болғанлиқини ейтқандин кейин, түркийиниң әң чоң аммиви тәшкилати болуш сүпити билән хитайниң уйғур мусулманлириға елип бериватқан бесим сияситини йеқиндин көзитиватқанлиқини, уйғурлар учраватқан зулумниң пәләстин, боснийә вә кәшмирдики мусулманлар дучар болған зулумдин 10 һәссә көп икәнликини ейтти.
У сөзидә йәнә 5-июл үрүмчи вәқәсидә хитайни қаттиқ әйиблигәнликини, шәрқий түркистан давасини дуня җамаәтчиликигә йәнә бир қетим аңлитиш үчүн 2010-йили 3-айниң 20-күнидин 21-күнигичә истанбулда “әркин шәрқий түркистан” темисида хәлқаралиқ йиғин чақирғанлиқини, буниңдин кейинму мәзлум шәрқий түркистан хәлқиниң әркинликкә еришиши үчүн ярдәм қилишни давам қилидиғанлиқини ейтти.
Инсаний ярдәм вәқпи башлиқи бүләнт йилдирим әпәнди башчилиқидики 25 кишидин тәркиб тапқан һәйәт уйғурларға қандақ ярдәм қилиш һәққидә шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башқуруш һәйити әзалири билән музакирә елип барған. Биз бу музакирә һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.