Президент бушниң рабийә қадир ханимни қобул қилғанлиқи түркийидики уйғурларни хушаллиққа чөмдүрди
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.07.30
2008.07.30

Photo UAA
Бу учришишта, рабийә қадир ханимниң хитай һөкүмитиниң бейҗиң олимпик йиғини һарписида уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити, кишилик һуқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә җурҗ бушқа мәлумат бәргәнлики һәмдә президент буштин хитай дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшкәндә уйғурлар мәсилисини оттуриға қоюшини тәләп қилғанлиқи түркийидики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири мәсуллирини вә башқа уйғурларни хушаллиққа чөмдүрди.
Президент бушниң бейҗиң олимпик йиғиниға 10 күн қалғанда уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә қадир ханимни хитай демократлири билән ақсарайда қобул қилғанлиқи неминиң ипадиси? шәрқий түркистан аммивий тәшкилат мәсуллири, уйғурлар вә уйғур зиялилириниң бу һәқтә ойлиғанлири немә? бу һәқтә мәлумат елиш үчүн түркийидики уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтә елип барған сөһбәтлиримизниң тәпсилатини аңлайсиләр.