Шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитидә мәрһум чингиз айтиматовни хатирләш мурасими өткүзүлди
Мухбиримиз арслан хәвири
2008.06.30
2008.06.30

RFA Photo / Arslan
Мурасимға истанбул шәһриниң муавин валийси мурат әпәнди, қирғизистанниң истанбулдики консулханисиниң муавин әлчиси әмәт җанат әпәнди , шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң муавин башлиқи һидайәтуллаһ оғузхан, шәрқий түркистан һәмкарлиқ җәмийити вәкили абдуқадир әпәнди, ирақ түркмәнләр җәмийитиниң башлиқи шундақла истанбулда яшаватқан уйғур , қазақлардин болуп җәмий 100 дин артуқ киши иштирак қилди.
Мурасимда алди билән қуран кәрим тилавәт қилинип мәрһум чингиз айтматофниң роһиға дуа қилинди. Мурасимға шәрқий түркистан вәхпиниң вәкили профессор доктур султан мәһмут қәшқәрли әпәнди риясәтчилик қилди. Мурасимда шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң башлиқи әһмәт түркоз әпәнди ечилиш нутиқи сөзлигәндин кейин истанбул шәһриниң муавин валийси мурат әпәнди мәрһум чиңгиз айтиматувниң һаятидики иш - излири тоғрисида сөз қилди, қирғизистанниң истанбулда турушлуқ муавин әлчиси әмәт җанат әпәнди сөз қилип , шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити тәрипидин бу, чиңгиз айтиматовни хатирләш мурасимини уюштурғанлиқиға тәшәккүр ейтидиғанлиқини билдүрди.
Мурасимда йәнә мармара универистетиниң оқутқучиси дочат доктур орхан сөйләмәс "айтиматувниң романлириға бир нәзәр" дегән темида, түрк дуняси тил - әдәбият вәхпиниң башлиқи, журналист сәрвет қабақли әпәнди "айтматофниң әң ахирқи қетим түркийини зиярәт қилиши" дегән темида сөз қилди.
Биз мурасим ахирлашқанда шәрқий түркистан вәхпиниң вәкили профессор доктур султан мәһмут қәшқәрли билән бу мурасим һәққидә сөһбәт елип бардуқ.