Әркин алиптекин далай ламаниң туғулған күнини хатириләш паалийитидә уйғур вәзийити һәққидә тохталди

Тибәтләрниң роһаний даһийси далай ламаниң 73 яшқа киргәнликини хатириләш мунасивити билән, хитайниң мустәмликисидә иңраватқан милләтләрниң бүгүнки әһвали тонуштурулған бир паалийәт өткүзүлди.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2012.07.09
erkin-alptekin-gollandiye-soz-qilmaqta-305.jpg Далай ламаниң 73 яшқа киргәнликини хатириләш мунасивити билән уюштурулған паалийәттә әркин алиптекин әпәнди нутуқ сөзлиди. 2012-Йили 6-июл, голландийә.
RFA/Pidaiy

2012‏-Йили 6‏-июл голландийиниң амистердам шәһәрлик “протун” тиятирханисида, шу йәр вақти кәч саәт 7 йеримдин 10 йеримғичә давам қилған бу паалийәткә тибәт, уйғур, моңғул вә йәрликләрдин болуп 300 дин артуқ адәм қатнашти. Паалийәттә моңғул, уйғур вә тибәтләрниң дуч келиватқан тәқдирдаш қисмәтлири аңлитилди вә бу үч милләтниң пәрқлиқ мәдәнийәтлири намаян қилинған нахша, музика вә усуллири орунлинип иштиракчи тамашибинларни һаяҗанға салди. Болупму моңғулларниң җәңгиварлиқ әкс әткән музикилири тамашибинларни ләрзигә салди.Далай ламаниң 73 яшқа киргәнликини хатириләш мунасивити билән уюштурулған паалийәттә әркин алиптекин әпәнди иштиракчилар билән хатирә рәсимгә чүшти. 2012-Йили 6-июл, голландийә.

Паалийәткә алаһидә тәклип билән германийидин келип қатнашқан әркин алиптекин әпәнди инглизчә нутуқ сөзләп, уйғурларниң нөвәттә дуч келиватқан миллий вә диний кимлик ассимилятсийилири, шәрқий түркистанниң йәр асти-үсти байлиқлириниң талан-тараҗ қилиниши, хитай көчмәнлириниң апәтлик көләңгилирини ихчам вә чүшинишлик баян қилип, иштиракчиларға аңлатти.

Паалийәт арилиқидики дәм елиш пурситидә “голландийә уйғур бирлики тәшкилати” әзалири, әркин алиптекин әпәнди билән хатирә рәсимгә чүшти. Әркин алиптекин әпәнди зияритимизни қобул қилип, йиғинға келиштики мәқсәтлири һәққидә чүшәнчә бәрди. Уйғур иштиракчилириму паалийәттики тәсиратлирини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.