Далай лама канадада зиярәттә болди
Мухбиримиз камил турсун
2010.10.25
2010.10.25
Сүрәтни шихоң тәминлигән.
Алдинқи җүмә күни торонтоға йетип кәлгән далай лама, шу күни торонтода "инсанийәтниң дуня тинчлиқи мусаписи" дегән темида 30 миң кишигә нутуқ сөзлиди. У нутқида тинчлиқниң асмандин чүшмәйдиғанлиқини, униң барлиқ тинчлиқпәрвәр кишиләрниң күрәшлири арқилиқла мәйданға келидиғанлиқини әскәртти.
У нутқида йәнә, тибәт мәктәплиридә хитай тилида дәрс өтүшкә қарши алдинқи һәптидә бейҗиң вә тибәтниң башқа районлиридики оқуғучиларниң елип барған наразилиқ намайишлири һәққидә тохтилип: " хитай һөкүмити,тибәтликләрниң өз ана тилида маарип тәрбийиси елиш һоқуқиға һөрмәт қилиши вә тибәтниң тили һәм мәдәнийитини қоғдиши керәк. Көп милләтлик мәдәнийәтни қандақ раваҗландуруш мәсилисидә, хитай һөкүмитиниң һиндистандин өгинишкә тегишлик наһайити көп нәрсиләр бар" деди.
Далай лама нутқида йәнә, хитай һөкүмитидин сиясәттә очуқ - ашкара болуп, пуқраларниң барғансери күчийиватқан әркинлик вә демократийә садалириға қулақ селишни вә нөвәттә йүргүзүватқан сиясәтлирини йеңибаштин көздин кәчүрүшни тәләп қилди.
Далай лама хитайдики сияси өктичи лю шавбоға бу йиллиқ нобил тинчлиқ мукапати берилиши һәққидә тохталғинида: " бу мукапат хитайниң демократийилишиши вә хитайда әркин бир җәмийәтниң вуҗудқа чиқиши үчүн шүбһисизки, ярдими болиду " деди. У хитайда сияси ислаһат елип беришниң зөрүрлүки һәққидә сөз қилғанда: "назарәт болмиған бир һакимийәт наһайити асанла чириклишиду. Бүгүн хитай коммунист партийиси һакимийити чириклик патқиқиға патти" деди. Далай лама шәнбә күни торонтодики хитай җәмийәтлириниң вәкиллири билән сөһбәт елип барғанда, тибәт сүргүндики һөкүмитиниң баш министириниң 2001 - йилидин бери сайлам арқилиқ вуҗудқа кәлгәнликини, буниң билән тибәттә 500 йилдин бери давамлишип кәлгән далай ламаниң рәһбәрлик тарихиға хатимә берилгәнликини тилға елип: " мән 2010 - йилидин бери йерим пенсийә һалитидә яшаватимән. Тибәт сүргүндики һөкүмитиниң һәр 6 айда бир қетим өткүзүлидиған, бу қетимқи йиғинидин кейин толуқ пенсийигә чиқимән" деди.
Далай лама дин билән сиясәт һәққидә тохталғанда: "мән дин билән сиясәттин ибарәт икки системини чоқум бир - биридин айриш керәкликини оттуриға қоюп кәлдим. Бу мениң изчил тәкитләп кәлгән қаришим. Мениңчә йәнә, хитай даирилириму һакимийәт билән партийини чоқум бир - биридин айриши, болупму қанун партийиниң контроллиқида болмаслиқи, ахбарат вастилири чоқум мустәқил болуши керәк " деди.
Далай лама пенсийигә чиққандин кейин бейҗиң һөкүмити билән болидиған тибәт мәсилиси һәққидики сөһбәтләргә кимниң йетәкчилик қилидиғанлиқи тоғрисидики соалға җаваб бәргәндә, тибәт мәсилисиниң далай ламаниң шәхси мәсилиси әмәс, бәлки барлиқ тибәт хәлқиниң ортақ мәсилиси икәнликини билдүрди. У кейинки әвлад далай ламаниң таллиниш мәсилиси һәққидә тохталғанда, далай ламалиқ системиниң давамлишиш - давамлашмаслиқиға тибәт хәлқиниң қарар беридиғанлиқини, әгәр тибәт хәлқи бу системини давамлаштурушни тиллиса, әнәниви өрп - адәтләр бойичә, келәрки қетимлиқ далай ламаниң таллинидиғанлиқини, бу мәсилигә башқилар әмәс, бәлки тибәт хәлқиниң қарар беридиғанлиқини әскәртти.
Далай ламаниң торонтодики паалийәтлири җәрянида, бәзи хитай җәмийәтлири униңға қарши намайиш елип барди. Уларниң баянатида, далай лама хәлқарадики хитайға қарши күчләрниң хитайни парчилашқа урунидиған вакаләтчиси, биз униң вәтән сатқунлуқ сөз - нутуқлириға қарши туримиз, дейилгән.
Торонтодики далай лама билән хитай җәмийәтлири оттурисидики сөһбәтни тәшкиллигүчиләрниң бири болған йән миң далай ламаниң дуняниң тинчлиқ әлчиси икәнликини вә бу намайишниң арқа көрүнүши барлиқини әскәртип: "мениңчә, намайиш өткүзүш нормал әһвал, әмма намайишниң мәзмуни адәмни ойландуриду вә әпсусландуриду. Улар далай ламани хитайни парчилашқа урунған бөлгүнчи дәп әйибләйду. Әмма биз көргән вә аңлиған далай лама тибәтниң мустәқиллиқини әмәс, бәлки хитай һөкүмитидин тибәткә алий аптономийә беришни изчил түрдә тәләп қилип кәлмәктә. Шуңа улар бу намайишни хитай һөкүмитиниң һавалиси вә мәдәт бериши билән уюштурулған,дейишкә болиду "дәйду.
Канада мәтбуатлиридики мәлуматларға қариғанда, далай лама һөкүмити билән бейҗиң оттурисида, 1979 - йили 2 - айдин 2008 - йилиниң ахириғичә 33 қетим учришиш вә 9 қетим рәсмий сөһбәт елип берилған.
Бу йил 75 яшқа киргән далай лама, 1959 - йили тибәттин қечип чиққандин бери, һиндистанда яшап кәлмәктә. Хитай даирилири уни хитай дөлитини парчилашқа урунған бөлгүнчи дәп әйибләйду. Бу далай ламаниң 5 - қетим канадани зиярәт қилиши болуп, у 2006 - йили канаданиң пәхрий пуқралиқ шәрәп салаһийитигә еришкәниди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.