Далай лама хитайни тибәттә мәдәнийәт қирғинчилиқи йүргүзүватиду дәп әйиблимәктә

Далай лама сәйшәнбә күни японийиини зиярәт қиливатқанда, хитай һөкүмити японийигә өктәмлик қилған иди, бүгүн далай лама моңғулийини зиярәт қилишқа башлиғанда, хитай йәнә моңғулийигә өктәмлик қилишқа башлиди.
Мухбиримиз вәли
2011.11.08
dalay-lama-305.jpg Далай лама истепа бериштин бурун сөздә. 2011-Йили 19-март.
AFP

Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, бүгүн моңғулийиниң уланбатор шәһиридә моңғул аһалийлири тибәтләрниң диний даһийси далай ламани қизғин қарши алди. Моңғулийә мәмликәтлик будда дини мәркизиниң мәсули, гандан махаяна ибадәтханисиниң баш риясәтчиси данберла ниң баян қилишичә, далай лама моңғулийидики будда дини җамаитиниң тәлипигә бинаән тәклип қилинған. Моңғулийидә лама дининиң етиқадчилири наһайити көп, униң бу қетимқи моңғулийә зиярити сап диний паалийәт.

Уланбатор университети хәлқара мунасивәтләр бөлүминиң иш беҗиргүчиси ганнаниң баян қилишичә, далай ламани моңғулийидә қизғин қарши алмайдиған бирму моңғул болмиса керәк. Далай лама һазир барғанлики җайда чәксиз қизғин қарши елинған, һәммә адәм далай ламаниң башламчилиқида ном оқуған. Һазир йәнә моңғулийиниң һәр қайси җайлиридин далай ламаға салам бериш үчүн келиватқан, далай ламадин ном аңлаш үчүн будда ибадәтханилириға келип топланған адәм интайин көп.

Түнүгүн далай лама японийәдә диний паалийәт өткүзүп, хитайни һазир тибәттә мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватиду, дәп әйиблигәндә, хитай һөкүмити дәрһал һәрикәтлинип, қаттиқ ғәзәп билән японийигә өктәмлик қилған иди. японийиниң далай ламани тәклип қилғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүргән иди. Һәтта далай лама билән шәхсий мунасивәт бойичә көрүшкән японийә баш министириниң дипломатийә вә дөләт мудапиә ишлири бойичә алаһидә мәслиһәтчиси акихиса нагашиманиму, бу вәқәни хитайға чүшәндүрүшкә мәҗбурлиған иди.

Далай лама бүгүн моңғулийини зиярәт қилишқа башлиғанда, хитай йәнә моңғулийигә өктәмлик қилишқа башлиди. Хитай баянатчиси хуң лей бүгүнки баянатида қаттиқ тәләппуз билән, далай ламаниң мәқсити тибәтни хитайдин парчилап чиқип кетиш, хитай һәр қандақ дөләтниң далай ламаға сөзләйдиған мунбәр һазирлап беришигә йол қоймайду, хитай һөкүмити моңғулийиниң далай ламани тәклип қилиш қарариға қәтий қарши туриду, дәп җакарлиди.

Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, бу йил 6‏-айда моңғулийә билән истратегийилик һәмкарлиқ келишими имзалиған хитай һөкүмити һазир, далай ламаниң паалийитини чәкләш һәққидә моңғулийә билән җиддий сөзләшмәктә. Далай лама 2002‏-йили моңғулийини зиярәт қилғандиму, хитай һөкүмити җиддий қаршилиқ билдүрүп, моңғулийидин өтидиған хәлқаралиқ пойизни икки күн тохтитип қойған иди.

Б б с ниң баян қилишичә, моңғулийә қатнаш министири бататорга, далай ламаниң бүгүнки диний паалийитини уланбаторниң сәһрасидики хитай бинакарлири салған һәшәмәтлик тәнтәрбийә мәйданида елип беришни орунлаштурған. Далай лама бүгүн бу чоң тәнтәрбийә мәйданида ном сөзлигәндә йәнә, хитайни тибәттә мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватиду дәп әйиблигән шундақла сан-санақсиз моңғул ибадәтчилиригә башламчилиқ қилип, тибәтләрниң диний әркинликини қолға кәлтүрүш үчүн өзигә от қойған тибәт раһиплириниң роһиға дуа қилған.

Веки инисклопидейисигә асасланғанда, моңғулийә асия ички қуруқлуқидики яйлақ дөлити, территорийиси хитай билән русийигә чегрилиниду. Бу әл 1206‏-йили чеңгизхан моңғул дөлити билән мәшһур. Моңғуллар 1271‏-йилидин 1368‏-йилиғичә пүтүн хитайға һөкүмранлиқ қилған. Моңғуллар 1921‏-йили мустәқиллиқ елан қилған. Әмма моңғулийиниң бир қисми болған җәнубий моңғулийә һазирға қәдәр техичә хитайниң мустәмликиси болуп турмақта. Моңғуллар етиқад қиливатқан будда дини 13‏-әсрдә тибәттин киргән шуңлашқа пүтүн явро-асия яйлақлиридики моңғуллар билән тибәтләрниң диний мунасивити наһайити қоюқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.