Далай лама һәққидә муназириләр (2)
Мухбиримиз әкрәм хәвири
2008.05.22
2008.05.22

AFP Photo
Телевизийиләр далайниң нутуқлиринила әмәс, һәтта тибәтликләрниң нахшилирини қистуруп туруп хәвәрләр бәрмәктә. Әлвәттики, бу мулаһизиләр арисида, уйғур вәтининиңму хитай қизил армийиси тәрипидин бесивелинған земин икәнлики, хитайниң һазир уйғурлар үстидин шиддәтлик ассимилиятсийә сиясити йүргүзиватқанлиқи вә башқа түрлүк зулумлар тоғрисидики учурларму көзгә челиқиду.
"Тибәт мустәқиллиқ истиши керәк"
"Тибәт вәқәси дуняниң сияситини өзгәртивәтти" намлиқ әсәрдә, мундақ дейилгән: "тибәт вәқәси йүз бәргәндин кейин, хитайлар ғәрбликләрниң тибәткә болған көз қариши билән, өзлириниң көз қариши арисида асман - земин пәрқ барлиқини туюқсиз һес қилишти. Ундақта ғәрбликләрниң тибәт қариши немиләрдин ибарәт? биринчиси, тибәт илгири бир җәннәттәк йәр иди. Иккинчиси, тибәт мустәқил бир дөләт иди, 50 - йиллири хитай қанунсиз ишғал қиливалған. Үчинчиси, далай лама болса теничлиқниң символи. Төтинчиси, хитайлар тибәтликләрни бастурмақта, тибәтликләрниң мәдәнийити вә диний етиқадини дәпсәндә қилмақта. Бәшинчиси, тибәт мустәқиллиқ истиши керәк, бу нуқта пүтүн дуняниң қоллишиға еришиши лазим.""Тибәт вәқәси дуняниң сияситини өзгәртивәтти" намлиқ әсәрдә, 11 - сентәбир вәқәсидин кейин мәйданға чиққан тибәт вәқәсиниң дуняниң сияситигә қаттиқ тәсир көрсәткәнлики, гәрчә бу тәсирниң рошән бир гәвдиси өзини көрсәтмисиму, лекин пүткүл дуняниң тибәт мәсилисигә қайтидин көңүл бөлүшкә башлиғанлиқи, күчлүк дөләтләр өзлириниң тибәт сияситини қайтидин көздин көчүрүшкә мәҗбур болғанлиқи, тибәтликләрни қоллаш мәйданини йошурун һаләттин ашкара басқучқа көтәргәнлики вә хитайниң әмди бу бесимдин өзини қачуралмайдиғанлиқи илгири сүрүлгән. Тибәт мәсилисиниң омумлашқан, универсаллашқан бир вәқәгә айланғанлиқи тәкитләнгән.
Қиммәтлик пурсәт
"Офенбах гезити" мундақ язиду: „тибәт мәсилиси германийиниң ички сияситидин орун алди. Әпсуслинарлиқи, германийә һөкүмити вә партийә - гуруһлар бу мәсилидә пикир бирлики шәкилләндүрәлмиди. Һөкүмәт ичидики бу хил талаш - тартишлар тибәтликләрниң өз ғайилирини әмәлгә ашурушиға ярдәм берәлмәйду. Бейҗиң олимпики башлиниш алдида туриду, бу кәм тепилидиған бир пурсәт, һәқиқий бир тәдбир қоллинип нәтиҗә яритишниң буниңдин үнүмлүк пурсити йоқ."Үч басқучлуқ сөһбәт
"Далайниң бейҗиң олимпик мусабиқисигә қатнишиш еһтималини рәт қилғили болмайду" намлиқ әсәрдә, далай лама тәрәп билән хитай тәрәп оттурисидики сөһбәт үч басқучқа бөлүнүп тәһлил қилинған: дәсләпки басқучта, тибәт вәқәсиниң олимпикниң тәқдири билән мунасивәтлик икәнлики, хитай олимпикни тенич өткүзүвелиш, тибәтликләрниң йәнә вәқә пәйда қилишиниң алдини елиш үчүн далайға йол қоюшқа мәҗбур болидиғанлиқи, кәм дегәндә тибәтликләргә болған контролни аҗизлитип, тибәттә йүргүзүватқан вәтәнпәрвәрлик тәрбийисини әмәлдин қалдуридиғанлиқи илгири сүрүлгән.Оттура басқучта, икки тәрәп оттурисида далай ламаниң вәтинигә қайтиш мәсилиси музакирә қилинидиғанлиқи вә бәлгилик шәрт астида буниң мумкинчилики тәкитләнгән.
Үчинчи басқуч, алий аптономийә тоғрисидики сөһбәт басқучи болуп, бу сөһбәтниң һәр икки тәрәпни қанаәтләндүрәлмәйдиғанлиқи, һазирқи хитай коммунист каттибашлириниң қатмал каллисиниң алий аптономийини қобул қилалмайдиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Хитайниң хата сиясити
Мәзкур әсәрдә йәнә, хитай һөкүмитиниң тибәт мәсилисигә қарита йүргүзгән хата сиясити мундақ тәнқидләнгән: "хитай һөкүмити үч хаталиқ өткүзди. Буниң бири, далай ламаниң кишилик пәзилити вә сиясий етиқадини қарилиди. Униңға қарғуларчә һуҗум қилди. Иккинчиси, хитай һөкүмити хәлқара қанунға еғир дәриҗидә хилаплиқ қилди. 50 Йилдин бери күрәш қилип, дуняда өзиниң ғайиви бир образини яритип болған далай ламани өзи хата чүшинипла қалмай, пүткүл җуңголуқларға хата тәшвиқ қилип, алвасти қилип көрсәтти. Буниң билән өз путиға өзи палта чапқан болди. Әмәлийәттә, ғәрбликләрниң нәзиридә далай лама әң сәмимий вә пак адәм, тибәтликләрниң нәзиридә техиму шундақ. Үчинчиси, 14 - март тибәт вәқәси йүз бәргәндә, хитай һөкүмити чәтәл мухбирлирини тибәттин һайдап чиқарди. Бу хаталиқ хитайниң бешиға бала болди. Барлиқ ахбарат вастилири айрим тибәтликләрниң вә әркин асия радиоси тибәт қанилиниң хәвәрлирини мәнбә қилишқа мәҗбур қалди. Буниң билән хитайға қарши чуқан дуняни қаплиди. Хитай өзи бу хусуста хәвәр беришкә башлиғанда болса, йәнила кона муқамда җар салди. Далайни вә тибәтликләрни қарғуларчә әйиблиди. Нәтиҗидә, һечким хитайниң хәвәрлиригә етибарини бәрмиди. Әксичә, ғәрб мәтбуатлиридики раст - ялған хәвәрләрни тутувелип, хитайға қарши дуняви долқун қозғиди.""Сөһбәтниң қәдригә хитай һәммидин бәкрәк йетиши керәк"
"Йерим әсир дуняни айлинип аилисигә қайталмиған далай лама" намлиқ әсәрдә, далай ламаниң тенчлиқпәрвәр бир кишиликигә хитайдин башқа пүтүн дуняниң ишинидиғанлиқи, далайниң образини сундурушниң мумкинчилики йоқлуқи, далайниң тибәтликләрниң тәврәнмәс даһиси болупла қалмай, дуняниң тенчлиқ символиға айлинип болғанлиқи көрситилгән һәмдә хитай үчүн далайдинму муһим бир козурниң мәвҗут әмәслики, әгәр хитай бу козурниң ролидин тоғра пайдиланмиса, өзигә техиму чоң баш ағриқи тепивалидиғанлиқи, бу қетимқи сөһбәтниң қәдригә хитайниң һәммидин бәкрәк йетиши керәклики тәкитләнгән."Далай лама сиясәт дунясидики әң мәшһур шәхсму?" намлиқ әсәрдә, далайниң бу сиясий орни муәййәнләштүрүлгән. Шуниң билән биргә далай билән көрүшүшни рәт қилған германийә һөкүмәт хадимлири қаттиқ тәнқидлинип, "улар кишигә гоя өз тәбиитидин айрилип қалғандәк тәсир бериду" дейилгән. Қисқиси, далай ламаниң германийидә елип барған 30 - нөвәтлик бу зиярити, германийә ахбарат саһәсини зилзилигә салди.