Далай ламаниң һәрқандақ бир дөләттә елип барған зиярити сиясий әһмийәткә игә
Мухбиримиз әқидә
2009.09.01
2009.09.01

RFA Photo
Әмма тибәтлик сиясий паалийәтчиләр далайниң тәйвән зияритиниң йәнила сиясий әһмийәткә игә икәнликини билдүрмәктә. Төвәндә бу һәқтә мухбиримиз әқидә силәргә мәлумат йәткүзиду.
Тибәтниң диний даһиси далай лама, тәйвәндә үч күндин буян зиярәттә болмақта, у тәйвән билән хитай чоң қуруқлуқи оттурисидики сиясий вәзийәткә тәсир йәткүзмәслик үчүн, мәтбуатларға өзиниң бу қетимқи тәйвән зияритидә асаслиқ будда диний әқидиси һәққидә тохтилидиғанлиқини, униң үчүн орунлаштурулған мурасимларда буддизимчә ном сөзләп, тәйвәндә апәткә учриған хәлқниң апәттин қутулуп бәхиткә еришиши үчүн дуа қилидиғанлиқини билдүргән.
Бирақ хитайниң орган мәтбуатлири сәйшәнбә күни, далайниң тәйвән зияритигә наразлиқ билдүргүчиләрниң қоллирида" йоқал диний тонға орунивалған сиясий унсур, тәйвән җоңгуниң зимини" дәп йезилған лозункиларни көтүрүп, далайниң диний салаһийәткә игә әмәс икәнлики тоғрисидики тәшвиқат вәрәқилирини кочиму - коча тарқитип йүргәнликини хәвәр қилған.
Далай лама, сәйшәнбә күни тәйвәнниң гавшуң шәһиридики мәшһур тәнтәрбийә залида "биз һәммимиз бир йәр шарида яшаймиз, бизниң мәсулийитимиз ортақ" дегән темида нутуқ сөзләп, тенчлиқниң муһимлиқи, башқиларниң ой - пикири вә һоқуқиға һөрмәт билдүрүш керәклики, қарши тәрәпкә ички һисятни толуқ ипадиләп өз - ара пикирлишишни, дүшмәнгә болған өчмәнликтин хали туруп, дүшмәнгә һөрмәт билдүргәндә андин һәқиқи тенчлиқниң бәрпа болидиғанлиқини оттуриға қойған, болупму сиясий рәһбәрләрниң өзидә юқири сиясий ирадә тикләп, хәлқниң райи бойичә иш көрүши керәкликини, өз хаийишидин мүстәсна болушини алаһидә тәкитлигән.
Далай лама нутқида йәнә, зораванлиқ вастиси арқилиқ, һәқиқәт вә адиллиққа еришкили болмайдиғанлиқини билдүрүп, зораванлиқиниң конторул қилиш қейин болған ақивәтләрни, ахирқи һесабта өлүм мәйданға кәлтүрдиғанлиқини әскәрткән.
Далай ламаниң тенқилиқни яқлиғучи бир диний даһи икәнликини билдүргән тибәтлик бир сиясий паалийәтчи мундақ дәйду ": далай лама мәркизи драмсаладики тибәт һөкүмити вә тибәт яшлар қурултйини, изчил түрдә зораванлиқтин хали турушқа чақирип, тенчлиқ йоли арқилиқ тибәтләргә һәққий аптономийә елип келишни тәшәббүс қилип кәлди, әмма хитай һөкүмити далай ламаниң буддизим әқидиси бойичә иш көрүш, тенчлиқни йүксәк орунға қоюш, достанә усул билән мәсилә һәл қилиш, диалог арқилиқ чүшәнчә һасил қилиш үмидини йәрдә қоюп, уни әйипләп кәлмәктә, бу қетим далай лама өз ипадисини очуқ билдүргән болсиму, хитай даирилири йәнила 300 кишилик намайиш әтрити тәйярлап, униң тәйвән зиярити үчүн көләңгү пәйда қилишқа урунди".
Далай лама гавшуң шәһиридә сөзлигән нутқида, өткән йили сичүәндә йәр тәврәш апити йүз бәргәндә, апәт райониға 50 миң доллар ярдәм бериш илтимасиниң, йеңи деһлидики хитай әлчиханиси тәрипидин рәт қилинғанлиқини, мәзкүр ярдәмниң ахири хәйри сахавәт йоллири билән йәткүзүлгәнликини тәкитлигән болуп, бу һәқтә тохталған америкидики бир тибәтлик мундақ дәйду ": далай лама, һәр хил чариләрни ишқа селип, хитай һөкүмити билән достанә шәкилдә мунасивәт бағлаш үчүн көп тиришчанлиқ көрсәтти, әмма хитай һөкүмити униң бу һисятиға һичқачан һөрмәт билдүрмиди. Уни әң әшәдди дүшмән дәп тонуди. Хитай һөкөмитиниң бу хил позитсийиси тибәт хәлқиниң хитай һөкүмитигә болған өчмәнликини һәссиләп күчләндүрду халас, чүнки далай ламаниң тибәт хәлқиниң қәлбидики орнини һичнәрсә толуқлап берәлмәйду, тбәтләр далайға болған садақитини билдүрүш үчүн тибәттин пиядә йол йүрүп, драмсалға берип униңға тавап қилишни һаятидики әң чоң бәхт дәп һесаблайду, бу мусапигә йетиш үчүн қанчилиған тибәтниң өлүп кәткәнлики тоғрисида ениқ санлиқ мәлумат йоқ".
Тибәт сиясий паалийәтчилириниң билдүришичә, хитай далай ламаниң һәрқандақ бир дөләттә елип бармақчи болған зияритигә наразлиқ билдүрүп, далайниң зияритигә йол қойған дөләтләрни, җоңгуниң ички ишлириға арлашқанлиқ дәп һесаблаш билән биргә, буниң икки дөләт мунасивитигә сәлби тәсир көрсүтидиғанлиқини, мәйли далай лама зиярәт мәқсидиниң сиясий түскә игә әмәсликини қанчә тәкитлисиму, йәнила хитайниң һәр хил тосқунлуқларни көрситиватқанлиқни, демәк далайниң һәрқандақ бир дөләттә елип барған зияритиниң йәнила чоңқур сиясий әһмийәткә игә икәнликини билдүрмәктә.