Хитай һөкүмити тибәттә елип бериливатқан намайишта далай ламаниң әйиблик икәнликини билдүрди


2008.03.18

INDIA_TIBET_DALAI_LAMA_49_thumb.jpg
Далай лама бүгүн дарамсалада өзиниң бу намайишини тәшкилләш вә пиланлаш билән алақиси йоқлуқини һәмдә әгәр бу намайишниң әһвали техиму яманлашса вәзиписидин истепа беридиғанлиқини билдүрди. AFP Photo

18 - Март күни хитай баш министири вен җиябав бейҗиңда мухбирларни күтүвелиш йиғинда 10 - марттин буян тибәтниң лхаса шәһири вә қошна районларда давамлишип келиватқан намайиш вә бир қатар әгәшмә һәрикәтләр һәққидә тохтилип мәзкур намайишини тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама гуруһиниң баш болуп тәшкиллигәнлики, пиланлиғанлиқини вә қозғатқанлиқини испатлайдиған йетәрлик испат барлиқини билдүрүп " далай гуруһи әзәлдин тәкитләп келиватқан мустәқиллиқ тәләп қилмаймиз, пәқәт тинч йосунда диалог елип беришни издәймиз дегәнлириниң һәммисиниң ялғанлиқини испатлиди" деди.

Далай лама:" әгәр ишларни контрол қилғили болмай қалса, мәндә сиясий һаяттин чекинмәктин өзгә амал йоқ"

Далай лама бүгүн дарамсалада өзиниң бу намайишини тәшкилләш вә пиланлаш билән алақиси йоқлуқини һәмдә әгәр бу намайишниң әһвали техиму яманлашса вәзиписидин истепа беридиғанлиқини билдүрди.

Далай лама зораванлиқниң инсан тәбиитигә ят икәнликини һәмдә хитай хәлқи билән тинч йосунда биллә яшашни издәйдиғанлиқини ипадиләп: " әгәр ишларни контрол қилғили болмай қалса, мәндә сиясий һаяттин чекинмәктин өзгә амал йоқ" деди.

Самдог ринпоче : " буни алдин пиланланған дейиш пүтүнләй хата"

Tibet-protest-flag-200.jpg
Тенчлиқ намайиши башлиған тибәтликләр. AFP Photo

Бүгүн тибәтләрниң сүргүндики һөкүмитиниң баш министири самдог ринпоче хитай баш министири вен җябавниң юқирида ейтқанлириға қарита инкас қайтурди вә өткәнки бир нәччә күн җәрянида тибәтниң лхаса шәһиридә вә башқа қошна районларда йүз бәргән намайишниң һәргизму алдин пиланланмиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: " буни алдин пиланланған дейиш пүтүнләй хата."

У йәнә, тибәттә йүз бәргән мәзкур вәқәниң 10 - март 7 - 8 нәпәр тибәт раһибиниң тинч йосунда елип барған намайишини хитай һөкүмити қаттиқ қоллуқ билән бастурғандин кейин, андин мәйданға чиққанлиқини, хитай һөкүмәт тәрәп тибәт намайишчиларға зораван васитиләрни ишләткәндин кейин намайишниң бара - бара зораванлиқ түсини алғанлиқини билдүрди.

Вен җиябав: " хитай һөкүмити тибәттә мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватиду дейиш пүтүнләй ялған гәп"

Алдинқи күни далай лама тибәттә йүз бәргән намайиш һәққидә тохталғанда хитай һөкүмитиниң өткән 49 йил җәрянида тибәттә йүргүзгән сияситини әйибләп уни " мәдәнийәт қирғинчилиқи"дәп атиған иди. Бүгүн хитай баш министири вен җиябав бейҗиң мухбирларни күтүвелиш йиғинда далай ламаниң ейтқанлириға рәддийә берип тибәт тинч йол билән азат қилинип тибәттә демократик ислаһат елип берилғандин кейин, тибәтниң тәрәққий қиливатқанлиқини билдүрди вә " хитай һөкүмити тибәттә мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватиду дейиш пүтүнләй ялған гәп" деди.

Бән кардус: "тибәт буддизми тибәт мәдәнийитиниң негизи"

Бу һәқтә инкас қайтурған тибәт һәрикити тәшкилатидики тәтқиқатчи бән кардус мәзкур тәшкилатиниң далай лама оттуриға қойған һазир "хитай һөкүмити тибәттә мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватиду" дегән мәйданини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

"Биз далай ламаниң тибәттә мәдәнийәт қирғинчилиқ елип бериливатиду дегән баянатини қоллаймиз. Хитай һөкүмити тибәт ичидики далай ламаниң тәсирини йоқитиш арқилиқ тибәт буддизмини вәйран қилишқа из чил тиришип кәлди. Тибәт буддизми тибәт мәдәнийитиниң негизи. Тибәт буддизмидин айрилған тибәт мәдәнийити өз нишанини йоқатқан болиду."

Бән йәнә, йәнә бир җәһәттин елип ейтқанда хитайниң һазир тибәтләрниң тибәт тилини ишлитишигә қаттиқ чәк қоюп кәлгәнликини, шуниң билән өз балилирини тибәт тилида вә тибәт мәдәнийитидә тәрбийиләш пурситидин мәһрум қалған ата - аниларниң пәрзәнтлирини һиндистанға әвәтишкә мәҗбур болғанлиқини, мушу нуқтилардин елип ейтқанда, хитайни тибәттә мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватиду дейиш йетәрлик икәнликини билдүрди.

Тибәт мустәқиллиқ намайишиниң отини хитай пайтәхтигә йәтти

Мәлум болушичә, 10 - март тибәттә башланған намайиш һазир тибәткә қошна чиңхәй, гәнсу вә сичүән өлкилиридики тибәтләр олтурақлашқан районларға кеңийипла қалмай, тибәт оқуғучилар илим тәһсил қиливатқан хитай ичидики мәктәпләргичә кеңийишкә башлиди.

Алдинқи күни ғәрбий шимал милләтләр университетидики тибәтлик оқуғучилар мәктәп қорусиға йиғилип намайиш қилған болса, бүгүн бейҗиңдики мәркизий милләтләр университети қорусида нәччилигән тибәт оқуғучилар җим олтуруш намайиши елип берип тибәт мустәқиллиқ намайишиниң отини хитай пайтәхтигә елип кәлди.

Ройетирс агентлиқиниң көрситишичә, 40 нәпәргә йеқин тибәтлик оқуғучи мәркизий милләтләр университети қорусида йиғилип намайиш елип барған болуп, оқутқучилар уларни қайтип кетишкә қистиған болсиму, әмма тибәтлик оқуғучилар қайтип кетишни рәт қилған.

Намайишчиларни рәсимгә тартмақчи болғанларни қоғдиғучилар йеқин кәлтүрмигән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.