Далай лама: тибәт мәсилисиниң негизи хитайниң ахбарат тәкшүрүш түзүмидә

Тибәт роһаний даһиси далай лама өткән һәптә америкини зиярәт қилип, президент обама билән учрашқан, хитай һөкүмити болса буниңға шиддәтлик етираз билдүргән иди. Учришиштин кейин чәтәл мәтбуатлирида вә чәтәлдә чиқидиған хитай тор бәтлиридә ақсарайдики учришишниң хитай - америка мунасивитигә көрситидиған тәсири үстидә түрлүк пәрәз вә анализлар үзлүксиз елан қилинмақта. Бәзи мутәхәссисләрниң әскәртишичә, хитайниң наразилиқи бир дипломатик рәсмийәттур.
Мухбиримиз әркин
2010.02.22
Dalay-lama-Washingtonda-muxbirlar-yighini-305 Сүрәт, далай ламаниң 18 - феврал күни вашингтонда, мухбирларни күтүвелиш йиғинида мухбирларниң соаллириға җавап бериватқан көрүнүшләрдин бири.
AFP Photo

Америка президенти обаманиң тибәт роһаний даһиси далай ламани ақсарайда күтүвелиши америка - хитай арисидики җиддийчиликни күчәйтивәткән болуп, икки дөләт мунасивитидики бу аразчилиқ хәлқара мәтбуатлар үзлүксиз диққәт қиливатқан мәсилә болуп қеливатиду. Хитайниң муавин ташқи ишлар министири суй тйәнкәй өткән җүмә күни америкиниң бейҗиңдики баш әлчиси җон хунтисмәнни һозуриға чақиртип, америкиға рәсмий етираз билдүргән иди.

Шуниң билән биргә, хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси ма җавшуй баянат елан қилип, "ақсарайдики көрүшүш җуңгониң ички ишлириға арилашқанлиқтур. Бу җуңго хәлқиниң һессиятиға азар берип, җуңго - америка мунасивитигә еғир зәрәр бәрди" дегән. Лекин америкидики бәзи хитай анализчилар, хитай бу вәқәниң икки дөләт арисидики чоң бир тоқунушқа сәвәб болуп қелишини халимайдиғанлиқини, хитайниң наразилиқи дипломатик бир рәсмийәт, дәп қарайдиғанлиқини билдүрмәктә.

Америкидики хитай вәзийәт анализчиси чен куйде әпәнди мундақ дәйду": далай лама вә обаманиң бу қетимқи учришиши тибәткә нисбәтән, америка вә җуңгониң мунасивитигә нисбәтән иҗабий һадисә. Гәрчә җуңго һөкүмити буниңға шиддәтлик қарши чиққан болсиму, лекин бу чоң вәзийәткә тәсир қилмайду. Әмәлийәттә җуңго - америка мунасивити бурунқиға охшашла давам қилиду. Җуңгониң инкаси рәсмийәт характерликтур."

Чен куйде әпәнди йәнә, президент обаманиң далай лама билән көрүшүши хитай һөкүмитигә америка өзиниң кишилик һоқуқ мәсилисидики әнәниви қиммәт қаришида үзлүксиз чиң туриду дегән сигнални бәргәнликини, бу тибәт, уйғур вә хитай хәлқи үчүн наһайити муһим әһмийәткә игә дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Чен куйде, "бу учришиш наһайити муһим әһмийәткә игә. Бу америкиниң хитай сияситигә ашкара чәк -чегра қойғанлиқидур. Бу дегәнлик, мән өзәмниң дөләт мәнпәәти вә қиммәт қариши даирисидә бейҗиң һөкүмитиниң ағзиға кәлгәнни сөзлишигә йол қоймаймән, бизниң чиң туридиған өз принсиплиримиз бар дегәнликтур. Әгәр бу принсипларда чиң турулмиса, бейҗиң һөкүмити техиму көп қаршилиқларни чиқирип, америкиниң ташқи сиясити, дөләт мәнпәәти вә йәр шари истратегийиси кашила қилиду. У һалда бу җуңго хәлқи, тибәт вә уйғур хәлқи үчүн бәзи зиянларни елип келиши мумкин. Шуңа америкиниң өз принсипида чиң туруши һәммә тәрәп үчүн яхши иш" дәп көрсәтти.

Далай ламаниң мухбирларға ашкарилишичә, президент обама ақсарайдики көрүшүштә тибәт хәлқиниң өзигә хас алаһидә кимликини йәни дини, мәдәнийити вә тилини шундақла кишилик һоқуқини қоғдаш керәкликини әскәртип, далай лама тутқан тибәткә һәқиқий аптономийә тәләп қилиш тоғрисидики "оттура йол"ни қоллайдиғанлиқини билдүргән. Далай лама вашингтонни зиярәт қилишниң алдида хитай һөкүмити далай ламаниң вәкили билән сөһбәт өткүзгән, лекин сөһбәт нәтиҗисиз ахирлашқан иди. Хитай мәркизи бирликсәп бөлүми сөһбәтниң нәтиҗисиз ахирлишиш сәвәбини далай лама тәрәпкә артип, далай лама оттуриға қойған пиланни қобул қилғили болмайдиғанлиқини илгири сүргән. Америкидики чен куйде әпәнди болса далай ламаниң "оттура йоли" тибәт мәсилисини һәл қилишниң әң иҗабий йоли болупла қалмай, буниң роһини хитай- уйғур мунасивитигә тәдбиқлашқа болидиғанлиқини билдүрди.

У мундақ дәйду" :мениңчә, далай ламаниң оттура йол нәзәрийисиниң роһи уйғурлар билән хәнзуларниң мунасивитигә тәдбиқланса болиду. Әлвәттә уйғурлар билән хәнзуларниң тарихтики мунасивити билән хәнзулар билән тибәтләрниң тарихтики мунасивитиниң асаси еқими вә конкрет тарихий пәрқлиниду. Униң үстидә 2001‏ - йили башланған террорлуққа қарши турушни нишан қилған хәлқара чоң вәзийәт охшимайду. Шуңа тибәт мәсилиси билән уйғур мәсилисиниң конкрет әһвалида пәрқләр мәвҗут. Шуниң үчүн конкрет бир тәрәп қилиш усули охшимаслиқи мумкин. Лекин далай ламаниң сөһбәт вә өз ‏- ара мурәссә асасидики оттура йол нәзәрийисини хәнзу вә уйғур мунасивитигә тәдбиқлашқа болиду."

Далай лама җүмә күни вашингтондики зияритини ахирлаштуруп, шәнбә күни калифорнийидә "дуня балилар фонди җәмийити"ниң паалийитигә қатнашқан. У "дуня балилар фонди җәмийити"ниң калифорнийә беверлий хилдики паалийитидә мухбирға баянат берип, хитайниң ахбарат тәкшүрүш түзүми тибәт мәсилисини хитай хәлқи арисида тоғра чүшәндүрүшкә тосалғу болуватқанлиқини, әгәр хитай әркин җәмийәткә айлинип, сөз, ахбарат вә учур әркинлики йолға қоюлса гуман вә уқушмаслиқларниң азийидиғанлиқини илгири сүргән.

Чен куйде әпәнди болса, далай лама оттуриға қойған бу мәсилә хитайдики негизлик мәсилә икәнликини әскәртти. У, "биз униң бу сөзлиридин далай ламаниң җуңгониң әһвалини билидиғанлиқини көрәләймиз. У җуңгодики мәсилиниң негизлик нуқтисини көрүп йетәлигән. Җуңго мәтбуатлириниң далай лама һәққидики тәшвиқатиниң бир қисим кишиләрни вақитлиқ қаймуқтуралишидики негизлик сәвәб ахбаратниң әркин әмәсликидур. Әгәр җуңгода ахбарат контроли бикар қилинса, җуңго хәлқи дуняниң далай ламани қанчилик һөрмәт қилидиғанлиқини көриду. Уларму дунядики башқа хәлқләргә охшашла адәм. Улар далай ламаниң мәниви күчини һес қилиши мумкин. Шуңа җуңгониң һазирқи тәшвиқатидики негизлик нуқта учурни контрол қилиштур."

Далай лама калифорнийә беверли хилдики "дуня балилар фонди җәмийити"ниң паалийитидә мухбирларға йәнә, америка вә башқа дөләтләр хитайни әркинликкә йетәкләп, хитайда әркин җәмийәт бәрпа қилишқа илһам беришни, буниң билән тибәтниң әркин җәмийәткә айлинишини алға сүрүшни тәкитлигән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.