Далай лама хитайни аз санлиқ милләтләр сияситини өзгәртишкә чақирди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2009.08.10
2009.08.10

RFA Photo
Алдинқи күни тибәт диний даһиси далай лама й җәнвәдә сөз қилип, 5 - июл үрүмчи вәқәсини хитайниң миллий сияситидики мәғлубийиниң испати дәп көрсәткән. Нөвәттә хитай бир тәрәптин, 5 - июл вәқәсиниң миллий яки диний мәсилә әмәсликини билдүрсә, йәнә бир тәрәптин вәқәдә хитай хәлқиниң җиқ өлгәнликини, вәқә пәйда қилғанлар арисида радикал диний унсурлар барлиқини билдүрмәктә. Әмма чәтәлдики уйғур тәшкилатлири болса, вәқәниң 60 йиллиқ хата сиясәтниң ақивити икәнликини, буниңда шавгүән вәқәисиниң пәқәт қозғатқуч рол ойниғанлиқини билдүрмәктә.
Далай лама җәнвәдә қилған сөзидә, хитайни аз санлиқ милләтләр сияситидики хаталиқни тонушқа вә уни өзгәртишкә чақирған.
У сөзидә " әгәр хитай растинла уйғур вә тибәт хәлқиниң ишәнчигә еришмәкчи болса, чоқум алди билән сияситини өзгәртиш керәк" дәп көрсәткән. Далай лама сөзидә йәнә инавәт, ишәнчни пулға сетивалғили болмайдиғанлиқини, униңға зораванлиқ билән әсла еришкили болмайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлигән.
Далай лама сөзидә йәнә, хитайниң зораванлиқ қоллинип тинчлиқ шәклидики намайишларни тоқунушқа айландуруватқанлиқини вә яш әвлатларни зоараванлиқ йолиға мәҗбурлаватқанлиқини билдүргән.
Далай лама бу пикрини җәнвәдә өткүзүлгән тибәт - хитай зиялийлар сөһбити җәрянида баян қилған. Мәзкур сөһбәткә, хитай вә тибәтликләрдин болуп 100дин артуқ киши қатнашқан. Далай лама йиғинниң ечилиш нутқида, хитай зиялийлириниң көп қисминиң өзлирини қоллаватқанлиқини билдүргән. Әмма бу сөзниң дипломатик сөз яки сәмимий сөз икәнлики намәлум. Чүнки һазирға қәдәр муһаҗирәттики бәзи хитай зиялийлири ласа вә үрүмчи вәқәлиридә хитай һөкүмитини әйиблигән болсиму, буларниң хитай ичидики зиялийларниң асаси еқимиға вәкиллик қилалайдиғанлиқи еһтималдин узақ көрүлмәктә.
Алдинқи күни америка авази радиосиниң зияритини қобул қилған бейҗиң университетиниң бир профессори, 5 - июл үрүмчи вәқәсдә чәтәлдики уйғурларниң қоли бар дәп қаримайдиғанлиқини, вәқәниң әсли сәвәбиниң сиясәттә икәнликини, һөкүмәт тәрәпниң бу вәқә һәққидики тәшвиқатиға ишәнмәйдиғанлиқини билдүргән . Далай лама бу һәқтә тохтилип, нөвәттә көплигән хитай зиялийлириниң хитай һөкүмитидин аз санлиқ милләтләр сияситини өзгәртишни тәләп қиливатқанлиқини, һөкүмәт әмәлдарлириниңму өз хаталиқлирини көңлидә етирап қилидиғанлиқини, шуңа хитай һөкүмитиниң хаталиқини түзәтмәй туруп, вәқә чиқиштин сақлиналмайдиғанлиқини әскәрткән.
Һазирға қәдәр, гуаңдуң өлкисиниң партком секритари ваң яңниң аз санлиқ милләтләр районидики реаллиқини етирап қилиш тәшәббусидин башқа, хитай һөкүмәт тәрәптә һечқандақ өзгириш аламити йоқ. Әксичә қаттиқ қоллуқта әсәбийлишидиғанлиқиниң ишарәтлири көрүлмәктә. Хитай алдинқи күни йәни пәйзиват наһийисидин уйғур қизлирини хитайға йөткигән. Бу хитайниң шавгүән вәқәсидин һечқандақ дәрс алмиғанлиқи көрсәтмәктә.
Далай җәнвәдә қилған сөзидә, бүгүнниң хитай үчүн тибәт вә уйғур сияситидики хаталиқларни түзитиш пәйти икәнликини билдүргән. Далай лама пәйшәнбә күни өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, тибәтниң келәчки һәққидики қарашлирини баян қилған. У тибәтниң нөвәттики вәзийитини көздә тутса үмидсизлинидиғанлиқини, әмма дунядики тәрәққият вә өзгиришләрни көздә тутса, тибәтниң истиқбалиға үмидвар қарайдиғанлиқини билдүргән. Далай лама йәнә өзиниң 74 яшқа киргәнликини тилға елип, тибәт давасиниң, өзи вапат болғандин кейин тохтап қалмайдиғанлиқини, чүнки тибәт давасиниң бир шәхсниң даваси әмәс, 2000 йиллиқ мәдәнийәт тарихиға игә бир милләтниң даваси икәнликини әскәрткән.
Далай лама һазирға қәдәр хитайдин аптономийә тәләп қилмақта. Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, токийода қилған сөзидә, тибәтликләр билән уйғурларниң тәқдирдаш икәнликини билдүрүш билән биллә, өзиниң далай ламадин пәрқлиқ тәрәплириниму көрситип өткән. Рабийә ханим бу һәқтики сөзидә, далай ламаниң аптономийә тәләп қиливатқанлиқини , өзиниң болса, уйғурларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи үчүн паалийәт елип бериватқанлиқини әскәрткән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.