Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида әркинлик мәшилини йәткүзүш намайиши өткүзүлди

Намайишни тәшкиллигүчиләрниң билдүрүшичә, намайишни тәшкилләштин мәқсәт, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан бастуруш сиясити вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә нисбәтән хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғаш үчүн икән.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.06.26
DC-namayish-305 Сүрәт, 2007 - йили декабир, инсан һәқлири күнидә вашингтондики хитай әлчиханиси алдида елип берилған намайиштин бир көрүнүш.
RFA Photo

 Намайишқа 150 тин артуқ киши қатнашти

Намайиш шу җай вақти чүштин кейин саәт иккидә хитай әлчиханиси алдида башланди. Намайишни дуня уйғур қурултийиниң чақириқи билән америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән болуп, намайишқа хәлқаралиқ тәшкилатлардин хәлқара кәчүрүм тәшкилати әзалири, чегрисиз мухбирлар тәшкилати әзалири, америкида яшаватқан бир қисми уйғурлардин башқа америкида паалийәт елип бериватқан хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә демократийини яқилиғучи хитай тәшкилатлириниң әзалири болуп, 150 кә йеқин киши қатнашти.

Намайишқа америка уйғур бирләшмиси баш катипи алим сийитоф риясәтчилик қилди. Алим сийитоф, нутқида хитайниң 2001 - йили олимпик саһибханлиқини қолға кәлтүрүш алдида пүтүн дуня җамаәтчиликигә, олимпиктин бурун кишилик һоқуқни яхшилайдиғанлиқи һәққидә вәдә бәргәнликини, әмма хитайниң олимпик саһибханилиқ һоқуқиға еришивелипла уйғур, тибәт вә башқа милләтләргә қаратқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини еғирлаштурғанлиқини билдүрди.

" Биз шу өз авазини чиқиралмиған кишиләргә вакалитән наразилиқ намайиши өткүзгини кәлдуқ"

У хитайдики кишилик дәпсәндичиликлири һәққидә тохтилип, бу йил мартта хотән вә тибәтләрдә йүз бәргән намайишни мисал қилди вә хотәндә уйғур аяллири тәрипидин тинч йосунда елип берилған намайиш җәрянида хитай һөкүмитиниң 600 әтрапида уйғур аялни қолға алғанлиқини һәмдә буларниң техичә түрмидә икәнликини көрсәтти.

Алим сийитоф чәтәлләрдә олимпик мәшилини өткүзүшкә қарши кишиләрниң өз наразилиқлирини ипадиләп намайиш қилалиғанлиқини, әмма хитай ичидә бу хил намайишларға мумкинчилик йоқ болғанлиқини көрситип мундақ деди: " әмма шәрқий түркистан, тибәт вә хитайниң башқа районлирида хитай һакимийити астида азаб чекиватқан кишиләр, хитай һөкүмитиниң еғир җазаси сәвәблик хитайға қарши өз наразилиқини ипадиләшкә муйәссәр болалмиди. Шуңа биз бүгүн бу йәргә хитай һакимийитиниң бесими сәвәблик, бу мустәбит һакимийәткә қарши өз авазини чиқиришқа җүрәт қилалмиған ашу кишиләргә вакалитән наразилиқ намайиши өткүзгини кәлдуқ."

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати:" рабийә қадир, бу ғәйрәтлик аял, кишилик һоқуқ үчүн өз әркинликини бәдәл қилип төлиди"

Намайиш бешида йәнә, чегрисиз мухбирлар тәшкилати вашингтон бөлүминиң директори луси мориллон ханим сөзгә чиқти вә хитай һөкүмитиниң олимпик ечилиш һарписидиму кишилик һоқуқни изчил дәпсәндә қилишини давамлаштуруватқанлиқини, сиясий пикри охшимайдиған кишиләрниң түрмиләргә ташлинип келиватқанлиқини буниң уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләр арисида техиму еғир икәнликини көрсәтти.

Мориллон ханим, рабийә қадир ханим һәққидә тохтилип, рабийә қадир ханимниң өз хәлқиниң кишилик һоқуқи учун күрәш қилғанлиқини, әмма униң нурғун бәдәлләрни төлигәнликиниму көрситип: " рабийә қадир, бу ғәйрәтлик аял, кишилик һоқуқ үчүн өз әркинликини бәдәл қилип төлиди" деди вә ханимниң бу йәрдики паалийәтлири учун хитай һөкүмитиниң униң аилисини изчил түрдә паракәндә қилип турғанлиқини һәмдә униң оғуллирини қолға алғанлиқини, торда мақалә елан қилғанлиқи үчүн " бөлгүнчилик идийисидики мақалә елан қилди " дегән җинайәт билән әйиблинип 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған абликим абдуреһимни өз тәшкилатиниң " интернет өктичилири яки интернеттә қарши пикир ипадилигәнлики үчүн мәһбусқа айланғучилар " тизимликигә киргүзгәнликини билдүрди.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати вашингтон бөлүминиң директори луси мориллон ханим йәнә, олимпиккә пәқәт бир айдин артуқ вақит қалғандиму, хитайда кишилик һоқуқ вә ахбарат әркинликиниң техиму еғир дәпсәндә қилиниватқанлиқини, 2001 - йили хитайға олимпик өткүзүш саһипханлиқи берилгәндә өз тәшкилатиниң хәлқара олимпик комитетиниң бу қарарини әйиблигәнликини, гәрчә кишиләр хитайға пурсәт берилсә хитайниң кишилик һоқуқ, ахбарат әркинлик қатарлиқларға йол ечилиду дәп чүшәнгәнликини, әмма буларни һеч қайсисиниң әмәлгә ашмиғанлиқини көрсәтти вә мундақ деди: " мана бу хәлқара олимпик комитетниң әң чоң мәғлубийити. Улар хитайни 2001 - йили хәлқара җәмийәткә бәргән вәдисигә вапа қилишқа қисташ җәһәттә анчә көп күч чиқармиди."

 Қәшқәрдики олимпик мәшәл йәткүзүш паалийити бир ясалма " ниқаблиқ танса "

Хитай һөкүмитиниң әсли пилани буйичә уйғур елидә елип берилған бейҗиң олимпикиниң мәшәл йәткүзүш паалийити 26 - июндин башлап өткүзүлмәкчи болған болсиму, әмма хитай һөкүмити мәзкур пиланини туюқсиз өзгәртип 17 - июнға өзгәрткән һәмдә олимпик мәшилини күчлүк мудапиә астида үрүмчи вә қәшқәр қатарлиқ шәһәрләрдә өткүзгән иди.

Луси мориллон ханим бу нөвәт қәшқәрдә елип берилған олимпик мәшәл йәткүзүш паалийитини бир ясалма йосунда елип берилған " ниқаблиқ танса " дәп атиди. У мунда деди: " шундақ, уйғур елидә өткүзүлгән мәшәл йәткүзүш паалийитини бир ясалма һалда елип берилған 'ниқаблиқ танса' дәп аташқа болиду. Чүнки паалийәткә һөкүмәт өзи таллиған бир қисим кишиләр қатнашти һәмдә башқилар өйлиридин чиқмаслиққа, паалийәтни телевизордин көрүшкә мәҗбурланди."

У йәнә бундақ бир паалийәтниң әслидә бир тәбрикләш түсини елишниң орниға қәшқәрдә кишиләрниң бу паалийәт өткүзүлүватқан сорундин амалниң баричә йирақлаштурулғанлиқини көрситип: "бу бир интайин күлкилик иш болуп, олимпик роһиға бәкму зит" деди.

Яң җийәнли:  "хитайдики меһманханиларниң тибәт вә уйғурларни қобул қилмаслиғи ирқий кәмситиш вә олимпик роһий билән пүтүнләй зит"

Бүгүн хитай әлчиханиси алдида бейҗиң олимпики мәшилиниң уйғур илидин өткүзүлгәнликигә наразилиқ билдүрүш һәмдә хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши елип берилған намайишқа америкида яшайдиған хитай демократлири вә хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин " пурақ күчи" кишилик һоқуқ тәшкилатиниң қурғучиси вә рәиси яң җийәнли, җуңго әркин демократлар партийисиниң рәис чен миң вә җуңго демократийә партийисиниң рәиси ваң җүн қатарлиқлар вә бу партийиләрниң қоллиғучилири қатнашти.

Бу намайиш үчүн түнүгүн кәч бостундин кәлгән яң җийәнли, хитайда уйғур вә тибәт қатарлиқ милләтләрниң чоң шәһәрләрдә меһманханиға қобул қилинмайдиғанлиқини, буниң олимпик роһи билән зит икәнликини оттуриға қоюп: "һазир уларни нурғун меһманханилар қобул қилмайду. Көпчилик ейтип беқиңларчу, бу кәмситиш болмай немә? кәмситиш, олимпик роһий билән пүтүнләй қариму ‏ - қарши уқум дур" деди.

У йәнә, хитайниң уйғурлар мусулман болғанлиқи учун уларни наһайитиму утуқлуқ һалда " террорчи" дәп аташқа мувәппәқ болғанлиқини һәмдә хитайларниң милләтчилик туйғусиға от йеқиш арқилиқ уйғурларға қарши турушқа урунуп кәлгәнликини көрсәтти.

Яң җийәнли: "уйғурлар арисида хитай компартийисиниң зиянкәшликигә учримиған бирәрсиму йоқ икән"

яң җийәнли хитайниң уйғурларни террорчи дәп аташқа көрсәткән сәвәблири үстидә тохтилип: " уларниң уйғурларни террорчи дәп көрситишидики бирдин - бир баһаниси уйғурлар зораван васитиләрни қолланди дейиш. Сорап бақай, хитайларниң арисида зораван васитиләрни ишлитидиған кишиләр йоқму? бир хитайниң зораван васитиләрни ишләткәнлики билән барлиқ хитайлар зораван унсурларға айлинип қаламду?"

Яң җийәнли йәнә, хитайда уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң езилишкә учришиниң бир нәччә күнлүк иш әмәсликини, уларниң бәлки хитай компартийиси хитайға һөкүмранлиқ қилишқа башлиғандин буян давамлишип келиватқанлиқини буни америкиға кәлгәндин кийин техиму чоңқур тонуп йәткәнликини билдүрди.

У мундақ деди: " америкиға кәлгәндин кейин нурғун уйғур достлар билән тонуштум һәмдә уқтумки, буларниң арисида хитай компартийисиниң зиянкәшликигә учримиған бирәрсиму йоқ икән."

У йәнә: " хитайда бәзи кишиләрниң чоң хәнзучилиқ идийисини ишқа селип милләтчилик һессиятини қозғап һәтта уйғурларни көрүп бақмай турупму уйғурларға өч болмақта. Мана бу риаллиқни хитай компартийисиниң һакимийити кәлтүрүп чиқарған" деди.

Яң җийәнли өзиниң немә үчүн шунчә йирақтин келип бүгүнки намайишқа қатнашқанлиқиниң сәвәби үстидә тохтилип бу күнниң әслидә шәрқий түркистандин олимпик мәшили өтидиған күн икәнликини, әмма хитайниң вақтини өзгәртип паалийәтни бурун елип барғанлиқини, шундақтиму бүгүн уйғурлар билән бирликтә уйғур илидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини сөкүш үчүн бу йәргә кәлгәнликини баян қилди.

Намайишта йәнә хитай демократийә партийисиниң рәиси ваң җүн вә хитай либерал демократлар партийисиниң рәиси чен миңларму сөзгә чиқти. Улар һәр иккилиси шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ байриқини көтүрүвалған иди.

Америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сийитоф бүгүнки намайишниң әһмийити һәққидә тохталди вә бу хилдики намайишниң уйғур миллй дәвасиниң үнүмини ашурушқа пайдилиқ икәнликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.