“йолни раванлаштуруп, хәлқни бейитиш” қурулуши деһқанларға һашар болди
2012.12.13
Хитай һөкүмити башқурушидики қәшқәр күндилик гезити 12-декабир қәшқәрниң қағилиқ наһийисиниң тағлиқ йеза, кәнтлиридә нуқтилиқ йол қурулуши елип берилип, раванлаштурулған йолларниң җәмий мусаписи 120 километирға йәткәнликини хәвәр қилди.
Бу йол қурулуши уйғур райони бойичә 1012-йил бешидин башлап бир туташ елип бериливатқан “йолни раванлаштуруп хәлқни бейитиш” дәп нам берилгән 10 чоң хәлқ турмуши қурулуш түриниң бири икән. Хәвәрдин мәлум болушичә, қағилиқ наһийисидики 16 түрлүк йол вә көврүк қурулушлирини елип беришқа бу йил җәмий 89милйон сом мәбләғ аҗритилған.
Мәзкур хәвәрдә йәнә, һазирғичә қағилиқ наһийисидики бу хил нуқтилиқ йол қурулушлириниң 70% и тамамлинип амминиң йол йүрүши, қатнаш ишлири зор дәриҗидә раванлашқанлиқи илгири сүрүлгән.
Қағилиқ наһийиси намрат наһийиләрниң бири, шундақла наһийә земининиң 70 нәччә писәнти егиз-пәс едирлиқ вә тағлиқ болуп, бу тағлиқ районларға җайлашқан йеза, кәнтләрниң йоллири интайин начар. Нөвәттики йол ясаш қурулушиниң қандақ давам қиливатқанлиқи вә буниң деһқанларниң турмуш вә қатнишиға қанчилик тәсир көрситиватқанлиқи һәққидә мәлумат елиш үчүн, қағилиқ наһийиси төгичи йезисиниң бир тағлиқ кәнтигә телефон қилдуқ, телефон тор алақилириму начар болған шараитта наһайити тәсликтә бир деһқан билән алақиләштуқ, әмма бу деһқандин күтүлмигән җавабқа ериштуқ, йәни бу тағлиқ кәнттә елип бериливатқан йол ясаш қурулуши деһқанларниң һашарға ишләш бәдилигә елип бериливатқан икән.
Биз хәлқниң маңидиған йолини раванлаштуруп, турмушини бейитиш үчүн елип бериливатқанлиқи тәшвиқ қилиниватқан, қағилиқтики йол ясаш қурулушиниң немә үчүн һашарға айлинип қалғанлиқини сораш үчүн, қағилиқ наһийисиниң мунасивәтлик һөкүмәт тармақлириға телефон қилған болсақму яки телефон елинмиди вә яки телефон уланған болсиму, кадирлар әркин асия радиосиниң зияритини қобул қилалмайдиғанлиқини ейтип җаваб беришни рәт қилди.
Бу хил вәзийәттә төгичи йезисиниң бир нәпәр йезилиқ һөкүмәт кадири һазирғичә һашарниң мәвҗутлуқидәк һәқиқәтни инкар қилмиди вә бир кадир болуш сүпити билән сиясәтниң әмәлийлишишидә сақлиниватқан мәсилиләрни һәмдә деһқанларниң әмәлий қийинчилиқини инкас қилишни тоғра көрди.
Бәзи тағлиқ кәнтләрдә һазирғичә йеза, базарға, наһийигә тутишидиған йол йоқлуқи, деһқан, чарвичиларниң қийинчилиқлирини көз алдиға кәлтүрүп йиғлап салған бу йеза кадириниң билдүрүшигә қариғанда, наһийидики бәзи йезиларниң турмуш шараити он йил аввалқи билән охшаш сәвийидә болуп, йол йүрүши тәс, әмма мана шуниңдәк һәқиқәтән йол ясилишқа тегишлик, шараити әң начар кәнтләр йәнила тәрәққият пиланидин, һөкүмәтниң нәзиридин сақит қилинмақта.
Бу кадирниң инкасиға қариғанда, йол қурулуши үчүн аҗритилған мәбләғниң қандақ ишлитилишидә нурғун мәсилә бар, ясап болушқа тегишлик йол қурулушлири қәстән кечиктүрүлүп, йол ясаш деһқанларни қиш қирода һашарға тутушниң йәнә бир баһанисигә айландурулмақта, бәзи җайларда йол ясалғини билән уни сақлаш вә башқуруш тәдбири тоғра болмиғанлиқтин, йол қурулушини қайта-қайта вә яки башқидин елип беришқа тоғра кәлмәктә, бу хил қурулушлар йәнила деһқанларниң һәқсиз әмгики йәни һашар арқилиқ давамлишип кәлмәктә. Бу хил әһвалда йол ясаш қурулуши деһқанларға қулайлиқ яки пайдилиқ болмастин бәлки уларни аваричиликкә вә техиму намратлиққа муптила қилмақта.
Уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити вә аптоном районлуқ әмгәк вә иҗтимаий мулазимәт идариси 2004-йили мәхсус уқтуруш чүшүрүп, уйғур ели миқясида деһқанларни бикарға ишлитидиған һашарни шу йил ахирғичә тәлтөкүс түгитидиғанлиқини вәдә қилған иди. Әмма һашарниң та һазирғичә, болупму уйғур елиниң җәнубидики наһийә, йезиларда охшимиған шәкилләр вә намлар астида давамлишиватқанлиқи ашкарилинип кәлмәктә. Шундақла бу җәрянда, деһқанлар әмгәк һәққи берилмигән, йол һәм тамақ расхоти берилмигән шараитта, қәрәлсиз һәр хил җисманий әмгәкләргә мәҗбурлинип, һашар вәзиписини беҗирәлмигән яки вақтида тамамлиялмиғанларниң, җазаға вә җәриманигә учриғанлиқи мәлум.
Һөкүмәтниң пуқраларни һәқсиз әмгәккә мәҗбурлишидәк һашар, гәрчә қуллуқ түзүмдики оттура әсиргә тәвә, инсанларни җисманий, роһий вә иқтисадий қатарлиқ көп тәрәплик һәқ-һоқуқлиридин мәһрум қилидиған, кишилик һоқуққа тамамән хилап, хитайниң асасий қануниға, әмгәк қанунлириғиму хилап болған һадисә болсиму, мушу әсирдә, бүгүнгә қәдәр уйғур деһқанлири һашардин қутулалмиди.