Рабийә қадир ханим: японийә һөкүмитиниң уйғурларниң демократик һәрикәтлирини қоллайдиғанлиқиға ишинимән
2012.04.09

Бүгүн хитай ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтә баянат берип, дуня уйғур қурултийиниң бөлгүнчи бир тәшкилатлиқини илгири сүрди вә японийә һөкүмитини бу паалийәткә йол қоймаслиққа чақирди. Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим хитай һөкүмитиниң юқиридики сөзлиригә җаваб қайтуруп, уйғурларниң демократик әлләрдики тинч шәкилдә елип бериватқан паалийәтлиригә хитай һөкүмитиниң һәргизму тосалғу болалмайдиғанлиқини билдүрди.
Бүгүн хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю веймин японийә һөкүмитини агаһландуруп, уларни дуня уйғур қурултийиниң японийидә йиғин ечишиға йол қоймаслиққа чақирди. Лю веймин сөзидә дуня уйғур қурултийиниң хитайниң бирлик вә пүтүнлүкигә тәһдит селип кәлгән тәшкилатлиқини, уларниң хитайни парчилаш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқини илгири сүргәндин кейин: “япон һөкүмити бу тәшкилатниң япон земинида хитайни парчилаш һәрикәтлирини елип беришиға йол қоймаслиқи керәк” деди.
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим бу мунасивәт бизниң зияритимизни қобул қилип, хитай даирилириниң юқиридики сөзлиригә рәддийә бәрди. У сөзидә алди билән дуня уйғур қурултийиниң уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқи үчүн тинч паалийәт елип бериватқан бир тәшкилатлиқини әскәртти.
Рабийә қадир ханим хитай һөкүмитиниң нөвәттә дипломатийә күчини ишқа селиш арқилиқ, өзиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бисим сияситини йошуруп қелиш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқини, әмма демократик әлләрниң принсиплири хитай һөкүмитиниң бу һәрикитигә йол қоймайдиғанлиқини билдүрди.
Рабийә қадир ханим сөзиниң ахирида мустәқил вә демократик бир дөләт болған японийә һөкүмитиниңму уйғурларниң тинч һалда елип бериватқан кишилик һоқуқ паалийәтлирини қоллайдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.