Дәвләт бағчәли парламенттики нутқида шәрқий түркистан һәққидә тохталди

Милләтчи һәрикәт партийисиниң башлиқи дәвләт бағчәли әпәнди хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим вә зораванлиқ сияситини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2012.04.19
dolet-baghcheli-yighinda-305.jpg Дәвләт бағчәли әпәнди милләтчи һәрикәт партийисиниң 9-нөвәтлик алий кеңишидә сөз қилди. 2009-Йили 8-ноябир, әнқәрә.
AFP

Түркийә парламентидики 3-чоң партийә болған милләтчи һәрикәт партийиси башлиқи дәвләт бағчәли әпәнди 4-айниң 17-күни парламентта қилған нутқида баш министир рәҗәп таййип әрдоғанниң үрүмчи зияритигә баһа бәрди вә хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан бесим вә зораванлиқ сияситини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини деди.

Түркийә парламентида уйғур мәсилиси давамлиқ күн тәртипкә келишкә башлиди. Уйғур мәсилиси 1950-йиллардин тартип түркийә парламентида күн тәртипкә келиватқан мәсилә. Әмма 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин техиму бир қәдәм күн тәртипкә келишкә башлиди. Һазир түркийә парламентида 4 партийиниң парламент әзалири мәвҗут. Бу партийиләр һәр сәйшәнбә күни түркийә парламентида гуруппа йиғини чақирип, һәрқайси партийә башлиқлири нутуқ сөзләп, өз партийисиниң түркийиниң ички вә ташқи сиясити һәққидики көз қарашлирини оттуриға қоюп өтиду. Бу нутуқлар дөләт телевизийиси болған т р т 3 қанилидин нәқ мәйдандин тарқитилиду.

Милләтчи һәрикәт партийиси башлиқи, сабиқ муавин баш министир дәвләт бағчәли әпәнди түркийә парламентида партийә әзалири, журналистлар вә аммиға қилған нутқида шәрқий түркистан мәсилисиниң һәрқандақ сиясий риқабәтниң үстидики бир мәсилә икәнликини баян қилип мундақ деди:
“һөрмәтлик меһманлар, һөрмәтлик мухбирлар, партийимизниң һәптилик йиғинини башлаштин бурун һәммиңларға һөрмәт вә еһтирамимни билдүримән. Баш министир рәҗәп таййип әрдоған 4-айниң 7-күнидин 11-күнигичә хитай хәлқ җумһурийитидә бәзи учришишлар елип барди. Бу зиярәттә биринчи бекитини шинҗаң уйғур аптоном районини таллиши бизниң диққитимизни тартти. Бизниң йүрикимиздә чоғдәк йенип турған бу түрк юртиға баш министирниң қәдәм ташлиши шәкил җәһәттин болсиму бизни сөйүндүридиған вә хурсән қилидиған бир иш. Мәхмут қәшқири туғулған җайға бармиған болсиму, баш министир бираз кәч қалған болсиму шәрқий түркистанни есигә елиши өзи җәһәттин елип ейтқанда кишигә үмид бәхш етиду. Улуғ алим мәхмут қәшқириниң баш министирға илһам мәнбәси болушини чин көңлимиздин үмид қилимиз. Әпсуски баш министирни вә баш министирниң адаләт вә тәрәққият партийисини ахбарат органлири ‛27-йилдин кейин тунҗи қетим бир түрк баш министир шәрқий түркистанни зиярәт қилди‚ дәп язди вә бу зиярәтни тәшвиқат васитиси қилип пайдиланди. Биз үчүн шәрқий түркистан мәсилиси һәрқандақ сиясий риқабәтниң үстидики бир мәсилә.”

Милләтчи һәрикәт партийиси башлиқи, сабиқ баш министир муавини дәвләт бағчәли әпәнди түркийә парламентида қилған нутқида хитайниң шәрқий түркистанлиқларға елип бериватқан зулумини вә зораванлиқ сияситини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини баян қилип мундақ деди:
“2001-йилида түркийиниң баш министир муавини болуш сүпитим билән түркләрниң хәзиниси болған үрүмчи вә қәшқәрдә қериндашлиримиз билән бир йәргә җәм болған идуқ. Баш министир рәҗәп таййип әрдоған шәрқий түркистанниң хәритидики орнини билмәйдиған заманларда биз қериндашлиримизни биләттуқ вә уларниң дәрд-әләмлирини қәлбимиздә һес қилаттуқ. Хитайниң шәрқий түркистанлиқларға елип бериливатқан зулумини, зораванлиқини ләнәтләймиз вә әйибләймиз. 2009-Йили 150 шәрқий түркистанлиқ қериндишимиз хитай һакимийити тәрипидин өлтүрүлгәндә бизниң ичимиз ағрип йүрәклиримиз дағланған иди. Баш министир рәҗәп таййип әрдоғанниң үрүмчи базирида айлиниши, бир қанчә содигәр билән сөзлишиши, тон кийип тонур кавипи кесиши өзи үчүн бир нәрсә ипадилисиму шәрқий түркистан миллий дәваси үчүн һечқандақ қиммити йоқтур. Баш министир рәҗәп таййип әрдоғанниң әсли мәқсити үрүмчини зиярәт қилип шәрқий түркистан хәлқи билән қучақлишип көрүшүш әмәс, униң көңли сүрийидә, йәнә бир көңли тинч окянниң йәнә бир яқисида. Рәҗәп таййип әрдоған әслидә хитайға бәзи дөләтләр униңға тапшурған тапшуруқни орундаш үчүн барди. Йәни, сүрийә һакимийитини қоллап келиватқан хитайни сүрийә һакимийитини қоллимаслиқ үчүн хитайни қайил қилишқа барди. Хитайдин кейин сәуди әрәбистанға барди, әмди русийигә бармақчи.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.