Дилмурат пәрһат :"мән дилшат пәрһат вә барлиқ уйғур тор бәт башқурғучилири үчүн адаләт тәләп қилимән!"

Чаршәнбә күни " диярим тор бети"ниң чәтәлдики тор башқурғучилиридин бири болған, диярим тор бети саһиби дилшат пәрһатниң акиси дилмурат пәрһат иниси дилшат пәрһат, ниҗат азад, нурәли обулқасим қатарлиқ уйғур тор бәт башқурғучилириниң үрүмчидики мәлум сот тәрипидин мәхпий сотланғанлиқини радиомиз арқилиқ дуняға аңлатқан иди.
Мухбиримиз миһрибан
2010.07.30
dilshat-perhat-305 Сүрәттә дилшат пәрһат әпәнди (арқидики рәт, оттурида) 2008 - йили ечилған, бу қетим сотланған нурәли обулқасим вә башқа йашлар вә һөкүмәт хадимлири қатнашқан бир қетимлиқ йиғинда.
Diyarim

Бүгүн у йәнә, мухбиримизниң зияритини қобул қилип, һазирғичә уйғур тор бәт башқурғучилири үстидин ечилған бу сотниң пәқәт бир башлиниш икәнликини, йәнә қалған 100 дин артуқ уйғур тор бәт башқурғучилириниң сотлиниш алда турғанлиқи, яки мәхпий һалда сотлиниватқан болуши мумкинликини илгири сүрди.

Дилмурат пәрһат, хитай даирилири елип барған мәхпий сотниң бир тәрәплимә, адаләтсиз сот икәнликини илгири сүрди. У сөзидә бу қетим хитай қанун даирилириниң иниси дилшат пәрһат қатарлиқ уйғур тор бәт саһиблириға " дөләтни парчилаш", " қутратқулуқ қилиш" қатарлиқ җинайәтләрни артишиниң пүтүнләй асассиз икәнликини, буниң һәтта хитайниң өз қанунида бәлгиләнгән пуқраларниң һәқ - һоқуқлири қануниғиму хилап икәнликини, даириләр өзлириниң бу хил әйиблишиниң асассиз икәнликини ениқ билгини үчүн, бу сотни қанун рәсмийәтлири толуқ болмиған һалда, хәлқтин йошурун һаләттә, пүтүнләй мәхпий елип барғанлиқини тәкитлиди.

Дилмурат пәрһат хитайниң өзиниңму қануниға хилап һаләттә елип берилған бу сотниң һөкүмигә, иниси дилшат пәрһат қатарлиқ яшларниң һәм өзиниң қайил болмиғанлиқини, шуңа өзлириниң наразилиқ әрзи сунидиғанлиқини билдүрди.

Дилмурат пәрһат йәнә, иниси қолға елинғандин буян, хитай қанун даирилириниң инисиниң әһвали тоғрилиқ, аилисидикиләргә үзлүксиз бесим ишлитип, өзини әнгилийидин чәтәл мәтбуатлириға учур бәрмәсликкә агаһландурғанлиқини билдүрди. Дилмурат пәрһат йәнә, сот ечилишниң алди - кәйнидә, өзиниң чәтәлдә турупму хитай бихәтәрлик хадимлири вә уларниң адәмлири тәрипидин, түрлүк тәһдитләргә учраватқанлиқини, әмма, өзиниң уйғур тор бәт башқурғучилири үчүн адаләт тәләп қилиш ирадисидин янмайдиғанлиқини ипадилиди.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.