Уйғур паалийәтчиләр: хитай уйғурларниң қәлбигә хәритисини сизиш ғәризидә!
2012.11.05
Хитай компартийисиниң 18-қурултийи ечилиш һарписида, уйғур елидә нуқтилиқ дөләт территорийиси уқуми сиясий тәрбийисини омумйүзлүк елип беришкә башлиғанлиқиға нисбәтән, чәтәлләрдики бир қисим уйғур паалийәтчиләр мулаһизә йүргүзди.
Мәлум болғандәк йиллардин буян хитай коммунист һөкүмитиниң уйғур елидә елип бериватқан сиясий идийиви тәшвиқат тәрбийилири түрлүк намда, түрлүк шәкилләрдә давам қилип кәлди. Бултурдин башланған мәхсус динни суслаштуруш тәшвиқ тәрбийиси вә йүз күнлүк қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш һәрикитиниң ахири үзәлмәй турупла, ноябир кириши билән “алтини илгири сүрүш” намидики сиясий тәшвиқат тәрбийә паалийити уйғур елини қаплиди.
Йәни, шинхуа агентлиқи, тәңритағ тори қатарлиқларниң 5-ноябир тарқатқан хәвәрлиригә қариғанда, хитай даирилири уйғур ели миқясида 11-айдин башлап, көп хил шәкилләрдә дөләт территорийиси уқуми тәшвиқат-тәрбийә паалийитини башлиған болуп, буниңда мәһәллиләр, кархана, мәктәп, кәспий орунлар қатарлиқларға дөләт территорийисигә мунасивәтлик хәритә вә оқушлуқларни һәдийә қилип, дөләт вә шинҗаң уйғур аптоном райониниң тордики өлчәмлик хәритисини ишлитишни кеңәйтидикән.
Даириләр бу сиясий идийә тәшвиқати үчүн мәхсус уйғур вә қазақ тилида “дөләт территорийиси уқуми асасий билимлири” намлиқ пластинка вә оқушлуқларни тәйярлиған болуп, буни 2000 дәк оттура-башланғуч мәктәп, 500 мәһәллини таллап тарқитидикән.
“алтини илгири сүрүш” дәп нам берилгән бу қетимлиқ тәшвиқат тәрбийә паалийитидә, хитай даирилири аммиға хитайниң дөләт территорийиси хәритиси вә мунасивәтлик оқушлуқтин башқа вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси, милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси, вәзийәт тәрбийилирини бирләштүрүп көп хил мәзмунда сиясий тәшвиқат-тәрбийә елип баридикән. Әмма мунасивәтлик хәвәрләрдә йеңи башланған бу қетимқи сиясий тәшвиқат тәрбийә паалийитиниң уйғур елидә қанчилик узун давам қилидиғанлиқи һәққидә мәлумат берилмиди.
Америкидики уйғур паалийәтчиләрдин мәмәт тохти әпәнди, хитайниң мәзкур сиясий тәшвиқат тәрбийисидә нуқтилиқ дөләт территорийиси һәққидә хәлққә тәрбийә елип беришини хитайниң һазирқи ички-ташқи вәзийитини билән бағлап мулаһизә қилип, хитай компартийисиниң хитайниң япон билән болған арал мәсилиси, җәнубий деңиз районидики қошна әлләр билән болған җиддий вәзийити, шундақла 18-қурултай алдида хитайниң ичидики сиясий вәзийәт қатарлиқлардин әндишә һес қиливатқанлиқи, шуңа дөләтчилик еңи тәрбийисини күчәйтишни өзиниң һакимийитини сақлаш вә күчәйтиштә қоллиниватқан васитә қиливатқанлиқини көрсәтти. У йәнә буниң уйғур елиниң ички вәзийити билән қандақ бағлиништа икәнликиму мулаһизә қилди.
Дуня уйғур қурултийи тәшвиқат-нәшрият комитетиниң рәиси германийидики пәрһат юруңқаш әпәнди бу қетимлиқ дөләт территорийиси тәшвиқат тәрбийә паалийитиниң, хитай һөкүмитиниң чоң хитайчилиқ вә җуңхуа милләт еңини күчәйтиш тәрбийисиниң бир қисми икәнликини көрсәтти. У, хитайниң ассимилятсийисини мәқсәт қилип мәҗбурий теңилған бу хил вәтәнпәрвәрлик тәшвиқатлириниң уйғурлар арисида әксичә рол ойнап келиватқанлиқини көрситип, “хитай бу хил сиясий тәрбийиләрни қанчә күчәйтипму уйғурларниң қәлбигә хитай хәритисини сизалмайду” деди.