Диянәт вә әхлақ өлчими
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2009.02.26
2009.02.26
Шуңа өзини диндар дәп санайдиған бәзи кишиләр гүзәл әхлақта башқиларға үлгә болушниң орниға, алдамчилиқ, ялғанчилиқ, сахтипәзлик қатарлиқ начар әхлақи сәвәблик өзи мәнсуп болған динниң, тоғриси мусулманлиқниң шәнигә дағ тәккүзиду. Чүнки улар бәш пәрзгә охшаш бәзи муһим ибадәтләрнила дин қатаридин санап кәлгәнликтин, "дин - муамилә" икәнликини, " бизни алдайдиғанлар биздин әмәс" вә " имани әң камил адәм әң әхлақлиқ болғинидур" дегән һәдисләрниң роһини билмәйду.
Сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридики ислам университетини пүттүргәндин кейин мәккидә илмий хизмәтләр билән боливатқан абдуләзиз әпәнди бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.
Абдуләзиз әпәнди билән сөһбәт
Абдуләзиз әпәнди диянәт билән әхлақ һәққидә мундақ деди:" биравниң қандақ адәм икәнлики, әхлақиниң қанчилик дәриҗидә икәнлики униң башқилар билән болған муамилиси арқилиқ ипадилиниду. Кишиләргә уларниң ташқи қияпитигә, чирай шәклигә яки ибадәтлириниң көплүкигә қарап әмәс, пәқәт муамилисигә қарап баһа бәргили болиду. Ислам дини мусулманларни ислам әхлақини өлчәм қилған һалда пүтүн инсанийәткә яхши муамилә қилишқа, һәтта һайванларғиму рәһим - шәпқәтлик болушқа, шундақла барлиқ муамилиләрдә тоғра, адаләтлик, һәққаний болушқа чақириду. Чүнки һәр қандақ бир җәмийәт кишилириниң өз ара инақлиқи, хатирҗәм һалда бәхтлик һаят кәчүрүши шу җәмийәттә яхши муамилиниң омумлишишиға бағлиқтур. Вәзиписини қетирқинип ихлас билән орундаш, башқиларниң ғемини йейиш вә өз ара бир - биригә көйүнүш қатарлиқ яхши адәтләрниң һәммиси яхши муамилиниң мәһсулидур."Дин - муамилидур
Абдуләзиз әпәнди"дин - муамилидур" дегән сөз һәққидә тохтулуп мундақ деди:" ислам өлималириниң қәдимдин бири тәкрарлап кәлгән " дин - муамилидур"дегән сөзигә диққитимизни ағдурғинимизда, мусулманчилиқта яхши муамилиниң қанчилик әһмийәтлик икәнликини билимиз. Буниңға асасән дейәләймизки, диянәт яки диндарлиқ ибадәтләрни орунлап қоюш биләнла әмәс, йүрүш - туруш, әхлақ вә башқиларға болған муамилиләрдә ипадилиниду. Заманимизда, ташқи қияпитидә диянәтлик көрүнидиған, әмма ички дуняси бузуқ кишиләрму көп. Мәсилән: исламниң ташқи ибадәтлирини толуқ орундайдиған, бәш вах намизини тәрк қилмайдиған, кишиләрниң көзидә әң диндар көрүнидиған, әмма башқилар билән болған муамилисидә буларниң әксичә болуп, җорисиға вә балилириға қопал муамилә қилидиған, әтрапидикиләргә чоңлуқ қилидиған, униң билән муамилә қилғанларни җақ тойғузидиған, бағри қаттиқ адәмләр бар. Мундақлар өзлирини диндар вә әхлақлиқ дәп санисиму. Аллаһ уларни ундақ санимайду."Демәк, диянәт муамилә вә әхлақ билән өлчүниду, йәни кимниң диянәтлик икәнликини униң көп намаз оқуғанлиқидин яки көп сәдиқә бәргәнликидин әмәс, бәлки униң башқиларға қилидиған муамилиси вә әхлақидин байқиғили болиду.