Кишилик һоқуқ тәшкилатлири: уйғурларға қаритилған диний бесим күчлүк


2005.04.11

"Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш" тәшкилати вә "хитай кишилик һоқуқ тәшкилати" дүшәнбә күни "уйғур елидики диний бесим тәтүр қуюни" темисидики 114 бәтлик доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң " бөлгүнчиликкә вә террорчилиққа" қарши туруш намида, уйғур мусулманлириниң диний әркинликини қаттиқ бастуриватқанлиқини көрсәтти.

Уйғур елидики әһвал хитай һөкүмитиниң ейтқинидикидәк әмәс

Мәзкур доклатни йезишқа мәсул болған хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң хитай ишлири мутәхәссиси никилас бәкулин, доклатни тонуштуруп мундақ деди:

"Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян уйғурларға қаратқан диний контроллуқни күчәйтип, системлиқ вә қаттиқ бастуруш сияситини йүргүзүватиду. Биз хитай даирилиридин игилигән матирияллардин ашкарилинишичә, уйғур елидә хитай һөкүмитиниң детиға яқмайдиған һәр қандақ ишқа, "қанунсиз диний паалийәт", "бөлгүнчилик, террорчилиқ" дегәндәк қалпақ кийгүзидиған әһвал барғансири еғирлишиватиду. Хитай һөкүмити өзиниң пәқәт уйғур районидики диний паалийәтләрни қанун бойичә тәртипкә селиватқанлиқини, уйғурларниң диний әркинликтин бәһриман боливатқанлиқини ейтиду. Бирақ бизниң игилишимизчә, уйғур елидики әһвал хитай һөкүмитиниң ейтқинидикидәк әмәс. Биз бу доклатта хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш нишани қиливатқанлиқини, уйғур елидә хитайниң башқа җайлириға қариғанда техиму қаттиқ бир сиясәт йүргүзиватқанлиқини ашкарилидуқ".

Хитай һөкүмити уйғурларниң миллий кимликини сақлап қелиштин әндишә қилиду

Уйғур елидә хитай һөкүмитиниң детиға яқмайдиған һәр қандақ ишқа, "қанунсиз диний паалийәт", "бөлгүнчилик, террорчилиқ" дегәндәк қалпақ кийгүзидиған әһвал барғансири еғирлишиватиду.

Николас бәкулинниң көрситишичә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә техиму қаттиқ диний сиясәт йүргүзишиниң сәвәби, хитай һөкүмити уйғурларниң дин арқилиқ, өзиниң пәрқлиқ миллий кимликини сақлап қелишидин әндишә қилидикән. Шуңа, хитай һөкүмити нөвәттә уйғурларниң диний әркинликинила әмәс, бәлки мәдәнийити вә башқа тәрәққиятлириниму бастурмақта. Йәнә бир тәрәптин, хитай һөкүмитиниң ассимилятсийә сияситини йүргүзүп, уйғур елигә кәң көләмдә хитай көчмәнлирини йөткиши, шундақла уйғурларни иқтисадий тәрәққиятларниң сиртида қалдуруши, уйғурларниң күчлүк наразилиқини қозғиған. Бу наразилиқларни бастуруш үчүн, хитай һөкүмити диний контроллуқни күчәйткән.

Доклатта ейтилишичә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики контроллиқни шу дәриҗигә йәткәнки, барлиқ диний паалийәтләр, муритлар, мәктәпләр, мәдәнийәт орунлири, нәшриятлар, һәтта уйғурларниң йүрүш- туруш, иш - һәрикәтлириму һөкүмәт контроллуқиға елинған. Хитай һөкүмити барлиқ имамларни қәрәрлик тәкшүрүп турғандин сирт, йәнә " өз- өзини тәкшүрүш" кә уюштурған. Мәсчитләрни назарәт қилип, һөкүмәт контроллиқидин сиртқи диний тәлим - тәрбийини мәни қилған. Бейҗиң һөкүмити йәнә сияситигә қарши һәр қандақ сөз қилғанларни " бөлгүнчи" дәп әйиплимәктә. Әң еғир болған әһвалда, дитиға яқмиған диний паалийәтләрни елип барғанларни тутқун қилмақта, қийин- қистаққа алмақта, һәтта өлүм җазасиға һөкүм қилмақта.

Доклатта йәнә шинҗаң әмгәк билән өзгәртиш идарисиниң 2001 - йилидики бир матириялини нәқил кәлтүрүлүшичә, уйғур елидики әмгәк билән өзгәртиш мәйданлиридики мәһбусларниң йеримдәки аталмиш " қанунсиз диний паалийәтләр билән шуғуллиниш" җинайити билән тутқун қилинған.

Хитайлар уйғурларни ассимилятсийә қилишқа урунуватиду

Хитай һөкүмити, уйғур елидики "қанунсиз" диний паалийәтләрниң хитайниң бирликигә тәһдид икәнликини билдүрүп, өзиниң дөләт бихәтәрликини қоғдаш һоқуқиниң барлиқини көрсәтмәктә иди. Баш шитаби нйо-йорктики хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң тәтқиқатчиси николас бәкулин, бу һәқтә тохтилип мундақ деди:

- Хитай һөкүмити йошурун бөлгүнчилик тәһдидигә учриған тәғдирдиму, асасий кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш мәҗбурийити бар. Хитай һөкүмитиниң һазир қиливатқини, бу йошурун тәһдидтин пайдилинип, уйғурларни ассимилятсийә қилишқа уруниватиду вә уйғурларниң наразилиқлирини ипадилишини чәкләватиду. Униң үстигә хитай һөкүмитиниң уйғур елидә террорлуқ тәһдид бар дийишиниң йитәрлик асасий йоқ. Буниң әксичә, хитай һөкүмити тинч паалийәтләр билән зораванлиқ һәрикәтләрни барғансири пәрқләндүрмәйватиду. Сиясий, диний вә миллий көз қарашлирини оттуриға қойғанларни " бөлгүнчи, террорчи" дәп әйибләватиду. Буни хәлқара җәмийәт қобул қилалмайду.

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики контроллиқни шу дәриҗигә йәткәнки, барлиқ диний паалийәтләр, муритлар, мәктәпләр, мәдәнийәт орунлири, нәшриятлар, һәтта уйғурларниң йүрүш- туруш, иш - һәрикәтлириму һөкүмәт контроллуқиға елинған.

Уйғурларниң үстидики бесим еғир

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң хадимлири, уйғур елидики диний вәзийәтни игиләш җәрянида йәнә нурғун уйғурларни зиярәт қилған. Бир уйғур оқуғучи уларға, "бизниң йезида һәрбийләр даим кечидә өйләргә келип тәкшүриду. Әгәр улар бирәр диний матириялларни тепивелипла қалса, уни "қанунсиз диний матирияллар" дәп , өй игисини сораққа тартиду. Мениң дадам бир аддий деһқан. У өйидики қуранниң қанунлуқ яки қанунсиз икәнликини қандақму билиду?" -дегән.

Николас бәкулин, уйғурларниң өз вәзийитидин қаттиқ әндишидә икәнликини билдүрүп мундақ деди:

"Уйғурлар хитай һөкүмити тәрипидин мәдәнийитиниң йоқитилип, өзлириниң өз туприқида мусапирға айлинип қелишидин қаттиқ әндишә қилиду. Улар ана тилиму тәһдидкә учраватқандәк һис қилмақта. Чүнки, нурғун мәктәпләрдә дәрслик хитай тилида өтүлүватиду. Бирәрси хизмәт тапмақчи болса, чоқум хитайчә сөзлийәлиши керәк. Уйғурлар мәдәний паалийәтләрниму ихтиярий елип баралмайду. Чүнки нурғун мәдәний паалийәтләр миллий һессиятни урғутиду. Һалбуки миллий һессиятни хитай һөкүмити " бөлгүнчилик" ниң бир илминти дәп қарайду. Шуңа уйғурлар әндишә ичидә. Улар әгәр өз һессиятини ипадилисә, бешиға бала тигидиғанлиқидин қорқиду. Омумән ейтқанда, уйғурларниң үстидики бесим еғир.

Уйғурларға қаритилған сиясәт радикаллишишни кәлтүрүп чиқириду

Николас бәкулин, хитай һөкүмитиниң уйғурларни қаттиқ бастуруш сиясити давамлишивәрсә, буниң әксинчә тәсир көрситидиғанлиқини билдүрди. Униң көрситишичә, хитай һөкүмити уйғурларниң немини оқуши, қилиши, ойлиши, балилириға немини өгитиши, һәтта немә кийиши, қандақ туришидин тартип һәммини башқурғачқа, бу хил қаттиқ сиясәт уйғурлар арисида техиму күчлүк наразилиқларни қозғиши мумкин. Болупму, әгәр уйғурлар өзлирини бу иқтисадий тәрәққиятниң пүтүнләй сиртида қалдурулғандәк, өз турмуш адити, мәдәнийити йоқап кетиватқандәк, өзлири халиған һәммә иштин мәһрум қалғандәк һис қилса, у һалда бир қисим кишиләрниң радикаллишишини кәлтүрүп чиқириши мумкин. Шуңа хитай һөкүмитиниң бу сиясити интайин хәтәрлик икән.

Хәлқара кишилик һоқуқни күзитиш тәшкилати вә хитай кишилик һоқуқ тәшкилати доклатиниң ахирида, хәлқара җәмийәтни хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзиватқан бастуруш вә кәмситиш сиясәтлирини өзгәртиш үчүн, бесим ишлитишкә чақирди. Улар йәнә, дөләтләрни хитай һөкүмити " бөлгүнчи, террорчи вә башқа җинайәтләр" билән әйиплигән уйғурларни хитайға қайтуруп бәрмәсликкә дәвәт қилди.

Хитай һөкүмити техи мәзкур доклатқа инкас қайтурмиди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.