Америка, диний әркинликни еғир дәпсәндә қиливатқан 11 дөләтни елан қилди
2005.05.12
Америка хәлқара диний әркинлик комитети доклатида, диний әркинлик һоқуқини дәпсәндә қиливатқан 11 дөләтниң ичидики хитайни, диний әркинликкә изчил вә системилиқ түрдә бузғунчилиқ қилиш билән әйиплиди. Мәзкур комитетниң доклатида " хитай һөкүмити диний затларниң идийиси вә уларни тәйинләш қатарлиқларға қарар қилиш һоқуқиға игә болуш билән биргә, диний җамаәтләрниң паалийитини контрол қилиш, назарәт қилиш вә чәкләшкә урунмақта," дәп көрсәтти.
Хитай - пәвқуладдә әндишә қозғаватқан дөләт
Мәзкур комитет доклат елан қилиш мунасивити билән өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитайни диний әркинлик хатириси "пәвқуладдә әндишә қозғаватқан дөләт," дәп атиди. Комитет әзаси майкил климартиниң көрситишичә, мәзкур комитет 1999 - йилдин бери хитайни "пәвқуладдә әндишә қозғаватқан дөләтләр" қатариға киргүзүшни тәләп қилип кәлгән шундақла ташқи ишлар министирлиқи мәзкур комитетниң тәклипи бойичә хитайни "пәвқуладдә әндишә қозғаватқан дөләт" дәп елан қилған.
Ш у а р да сияси өктичилик билән бөлгүнчилик пәрқләндүрүлмәйду
Шинҗаңда имамларға сияси өгиниш курсилириға қатнишиш тәләп қилиниш билән биргә, уларниң сияси позитсийиси йәрлик даириләр тәрипидин назарәт қилинмақта.
Мәзкур комитет доклатиниң уйғурларға даир қисмида, "диний етиқат вә етиқад әркинлики уйғур аптоном районида даириләрниң еғир дәпсәндә қилишиға учримақта," дәп әскәртип, тинч йолларда паалийәт қиливатқан уйғур сияси өктичиләрниң һәрикити билән бөлгүнчилик паалийәтләр, диний әсәбийлик вә терорчилиқниң пәрқи йоқлиқини билдүргән.
Мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир америка вә явропа иттипақидики дөләтләрниң бесими астида азат қилинғанлиқини тәкитлигән мәзкур комитет, "уйғур диний затлар шундақла талиплар 'қанунсиз' диний паалийәт елип барди, дегән сәвәбләр билән қолға елинди, 'қанунсиз' диний мәркәзләр тақалди шундақла яшларниң мәсчитләр бериши чәкләнди," дәп әскәртти.
Өлүм җазаси яки узун муддәтлик қамақ җазаси берилгән диний затларниң сани көпийиватқанлиқини илгири сүргән мәзкур комитет, диний затларниң бөлгүнчилик қилиш вә иҗтимаий бихәтәрликкә тәһдит селиш қатарлиқ җинайәтләр билән җазалиниватқанлиқини әскәртип, "шинҗаңда имамларға сияси өгиниш курсилириға қатнишиш тәләп қилиниш билән биргә, уларниң сияси позитсийиси йәрлик даириләр тәрипидин назарәт қилинмақта," дәп көрсәтти.
Диний әркинлик комитети уйғур илини зиярәт қилишни үмид қилиду
Қанунчилар вә кишилик һоқуқчиларниң билдүрүшичә, (хитайниң) йеңи (диний) бәлгилимиси диндарларниң һоқуқи вә бихәтәрликини қоғдашни әмәс, бәлки башқуруш системисини күчәйтишни мәқсәт қилған
Хәлқара диний әркинлик комитетиниң әзалирини америка дөләт мәҗлиси билән ақ сарай тәйинләйду. Комитет рәиси прита бенсалниң әскәртишичә, мәзкур комитет уйғур аптоном районини зиярәт қилишни арзу қилидикән. Прита бенсал, "комитет уйғурларниң вәзийитини көп қетим оттуриға қойди. Бу биз зиярәт қилишни халайдиған бир җай," деди.
Диний әркинлик комитетиниң көрситишичә, хитай һөкүмити партийә әзалириниң намаз оқуш, яғлиқ артиш, диний китапларни сетивелиш вә рамазандики диний мәҗбурийәтлирини ада қилишға "мудахилә" қилип, " оқутқучилар, профессорлар, оқуғучилар вә һөкүмәт хизмәтчилириниң бу чәклимигә маслишишини тәләп қилған."
Йеңи бәлгилимә диний паалийәтләрни контрол қилишқа қаритилған
Мәзкур комитетниң әскәртишичә, гәрчә хитай һөкүмити 2004 - йили 11 - айда чиқарған диний ишларни башқуруш бәлгилимисини диний ибадәт әркинликигә һөрмәт қилиш йолидики муһим қәдәм, дәп қарисиму, әмма мутәхәссисләр мәзкур бәлгилимә диний контролни күчәйтишни мәқсәт қилған, дәп қарайдикән. Комитет әзаси майкил кромарти мундақ дәйду: " қанунчилар вә кишилик һоқуқчиларниң билдүрүшичә, йеңи бәлгилимә диндарларниң һоқуқи вә бихәтәрликини қоғдашни әмәс, бәлки башқуруш системисини күчәйтишни мәқсәт қилған. Улар йеңи бәлгилимә партийә рәһбәрлириниң диний паалийәтләр вә диний мәзһәпләрни үнүмлик контрол қилишини асанлаштуруш дәп қаримақта," дәп көрсәтти.
Үрүмчидә консулхана ечишни тәләп қилди
Диний әркинлик комитети, уйғур аптоном районидики диний ибадәт әркинлики вә кишилик һоқуқни көзүтүш тоғрисида америка һөкүмитигә бәзи тәклипләрни сунди. Үрүмчидә америка консулханиси ечиш, уйғурларға америкида тәлим тәрбийә елиш пурситини кеңәйтиш, уйғурларға қануни мәслиһәт бериш органлирини ечиш шундақла уйғур тилидики радио программилирини көпәйтиш қатарлиқ тәклипләрни оттуриға қойған.
Диний әркинлик комитетиниң тизимликидики диний әркинликини дәпсәндә қиливатқан дөләтләр хитай, өзбекистан, шимали корийә, берман, иран, пакистан, сәуди әрәбистан, судан вә түркмәнистанларни өз ичигә алиду. Бу өзбекистанниң тунҗи қетим мәзкур тизимликкә елинишикән. (Әркин)
- Хитай һөкүмити шаярдики бир диний курсиниң муддәрисини қолға алди
- Хитай һөкүмити диний өлималарға бесим ишләтмәктә
- "Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати" ниң уйғурлар һәққидики доклати түркийә мәтбуатлирида
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири: уйғурларға қаритилған диний бесим күчлүк
- Уйғурларда диний әркинлик барму?