Хитай диний өлималарға қарита бесимни күчәйтмәктә


2006.06.14

CHINa-XINJIANG_MOSQUE_200.jpg
2003-Йили сентәбирдә, уйғур мусулманлар һейтгаһ мәсчитидә ибадәт қилмақта. Хәлқара тәшкилатлар, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний әркинликини боғиватқанлиқини әйибләп кәлмәктә. AFP

Хәлқарада елан қилиниватқан диний әркинлик тәкшүрүш, кишилик һоқуқ доклатлиридин хитай даирилириниң уйғур елидә мусулманларниң диний етиқад әркинликини қаттиқ контрол қилип келиватқанлиқи мәлум. Һәтта мәсчитләргиму очуқ ашкара һалда кимләрниң мәсчитләргә кириши мәний қилинғанлиқи һәққидиму түзүмләр чаплап қоюлған.

Қош вәзипә

Хитай һөкүмити ислам диниға етиқад қилидиған уйғурларниң диний етиқад әркинликини һәр хил йосунда боғқандин сирт йәнә, мәсчит имамлири һәмдә җамә вә хәлқ ичидә нопузлуқ диний затларниңму диний паалийәтлиригә тосқунлуқ қилип кәлмәктә.

Хитай даирилири ислам дини өлималириға һәр қайси дәриҗилик коммунистик партийә мәктәплиридә вәтәнпәрвәрлик тәрбийә курси ачқандин башқа йәнә, мәхсус зиярәт өмәклири тәшкилләп, уларни хитайниң тәрәққий қилған шәһәрлиригә апирип зиярәт қилдуруш һәмдә бу җәрянда уларға хитай коммунистик партийисиниң диний һәмдә миллий сиясәтлирини техиму чоңқур сиңдүрүп, уларға өз юртлириға қайтқанда, мәсчитләрдә хитайниң вәтәнпәрвәрлик, милләтләр иттипақлиқи тәрбийисини елип беришни вәзипә қилмақта. Йеқинда мана мушундақ зиярәт өмикиниң 16 ‏- түркүми хитай өлкилиридики сиясий екскурсийисини тамамлап қайтип кәлгән. Һазирғичә бу хил зиярәт өмикигә қатнашқан имамларниң сани 533 кә йәткән.

Шинҗаң телевизийә қанилида -14 июн берилгән бир хәвәрдә " бу қетим бейҗиң қатарлиқ төт шәһәр һәм өлкидә зиярәттә болуп қайтип кәлгән вәтәнпәрвәр диний затлар, партийиниң диний сияситиниң әвзәлликини техиму чоңқур һес қилди. Җуңгодики милләтләр арисидики иттипақлиқни, иллиқлиқини һес қилди. Улар қайтип кәлгәндин кейин вәтәнни техиму сөйүп, шинҗаңниң муқимлиқи үчүн җан көйдүрүп ишләйдиғанлиқи, хәлққә милләтләр иттипақлиқи тәрбийисини, вәтәнпәрвәрлик тәрбийисини күндилик тәлим тәрбийә тәшвиқатиға айландуридиғанлиқини әмәлий ишлири билән көрситидиғанлиқини билдүрди " дейилгән.

Хитай компартийисиниң мәсчитләрдики тәшвиқати наразилиқ қозғимақта

Улар бизгә охшаш имам, өлималарни наһийә, йезилардин йиғип ичкириләргә апириватиду, бәзилиримиз, ичкири әмәс бәлки үрүмчиниму көрүп бақмиған мөминләр, улар бәлким бизни хитайниң бай болуп кәткинини, игиз ‏- игиз биналирини көрүп ағзи ечилип бизму мушуларға әгәшсәк мушундақ бай болидикәнмиз дәп ойлайду дәп ойлиса керәк, бәлким шундақ болидиғанлириму бардур, әмма мениң билишимчә, биз у йәрләрдики хәлқниң турмуш сәвийиси тәрәққияти әркинликини көрүп өзимизниң юрти билән селиштуруп техиму ғәзәпкә келип қайтип келимиз.

Радиомизға кәлгән инкасларға асасланғанда хитай һөкүмити мана бу хил синақлардин өткән диний затларға "вәтәнпәрвәр диний зат" намини бәргән болса, кәң мусулман хәлқ аммиси уларға " коммунист имам" дәп нам бәргән. Бәзи инкас қилғучиларниң билдүрүшигә қариғанда, һәтта җүмә намаз вә һейт намазлиридиму имамлар хитай коммунистик партийисиниң тәшвиқатини қиливатқан болғачқа кишиләрниң нәпритини қозғаватқан икән.

Имам‏ - өлималарниң хәлқниң нәзиридин бара‏- бара чүшүп қелишидики сәвәб, хитай даирилири тәрипидин кинишка тарқитилған имамларға мәсчиттики тәблиқләрдә хитай һөкүмитиниң диний сияситини тәшвиқ қилғандин башқа милләтләр иттипақлиқини күчәйтиш, террорлуққа, миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш, коммунистик партийини һимайә қилиш, хитайниң бирликини қоғдаш қатарлиқ темиларда мәхсус тәрбийә бериш вәзиписи йүкләнгән.

Бәзи имамлар гәрчә һөкүмәт тәрипидин берилгән вәзиписини яхши өтигини билән бу хәлқ мәнпәәти һәм арзуси билән тоқунушлуқ болғачқа, нәпрәтләнгән бәзи кишиләр һәтта бу хил вәтәнпәрвәр аталған имамлиридин өч елип хәлққә ибрәтләр бәргән вәқәләрму йүз берип турмақта. Буниңға пиланлиқ туғут сияситини тоғра дәп тәшвиқ қилған һейтгаһ мәсчитиниң бурунқи имами һарунған һаҗимниң пичақлиниш вәқәси мисал болалайду.

Нишан имани күчлүк имамлар

Хитай һөкүмитиниң алдинқи қетимлиқ " вәтәнпәрвәр затлар зиярәт өмикигә қатнаштурулған " исмини ашкарилашни халимиған мәлум мәсчитниң имами, хитай даирилириниң уйғурларни асас қилған ислам дини өлималиридин өмәкләрни тәшкилләп хитай өлкилиригә апиришита немини шәрт қиливатқанлиқи һәққидә тохтилип "хитай һөкүмити ичкиригә апиридиған өмәкләргә актип, әслидин хитай сияситини яқлайдиған қулиқи юмшақ имамларни таллимайду, улар бу диний затларниң идийисини яхши игиләп, алди билән уларниң ичидики ислам диний муритлириниң бәкрәк һөрмитигә еришкән, узун йил тәблиқ қилған сиясий гәпләрни аз қилидиған улар тәрипидин каҗ дәп қаралған имани күчлүк, миллий һессияти бар, ғурурлуқ кишиләрни асаслиқ обйект қилип өмәк тәшкилләп апириватиду. Чүнки башқа садиқ вәтәнпәрвәр коммунист имамларға пул хәҗләп аварә болушниң орни йоқтә" деди.

Бу өлима йәнә хитай даирилириниң бу хил вәтәнпәрвәр затлар өмики тәшкилләп түркүмләп хитай өлкилиригә екскурсийигә уюштуруштики мәқсити һәққидә тохтилип "улар бизгә охшаш имам, өлималарни наһийә, йезилардин йиғип ичкириләргә апириватиду, бәзилиримиз, ичкири әмәс бәлки үрүмчиниму көрүп бақмиған мөминләр, улар бәлким бизни хитайниң бай болуп кәткинини, игиз ‏- игиз биналирини көрүп ағзи ечилип бизму мушуларға әгәшсәк мушундақ бай болидикәнмиз дәп ойлайду дәп ойлиса керәк, бәлким шундақ болидиғанлириму бардур, әмма мениң билишимчә, биз у йәрләрдики хәлқниң турмуш сәвийиси тәрәққияти әркинликини көрүп өзимизниң юрти билән селиштуруп техиму ғәзәпкә келип қайтип келимиз" дегәч йәнә һөкүмәтниң чиқим қилип бу өлималарни зиярәткә уюштурушиниң бикарлиқ әмәсликини тәкитләп, бу зиярәттин кейин қандақ вәзипиләргә мәҗбурлинидиғанлиқини ейтип бәрди.

Екскурсийидин кейин тәсират сөзләш

Бу имамниң билдүрүшигә қариғанда, хитай даирилири вәтәнпәрвәр диний затлар курси арқилиқ имам, өлималарға хитайниң диний сиясәтлирини дәрс қилип өтүватқан болса, екскурсийә худди практикиға орунлаштурулғанға охшаш болуп, бу җәрянда улар тәсират сөзләш, ирадә билдүрүшкә охшаш сиясий идийә җәһәттин мәҗбурий ипадә билдүрүшкә уюштурулидикән. Униңдин башқа мәхсус хадимлар, партийиниң яхши диний сиясити болғачқа силәр мушу күнләргә ериштиңлар, екискурсийини ахирлаштуруп шинҗаңға қайтқандин кейин башқа диний өлималарни һәмдә ислам диниға етиқад қилғучи аммини иттипақлаштуруп, партийиниң диний тәшвиқатини йәниму яхши қилишқа тиришиңлар, шинҗаңниң муқимлиқида силәрниң ролиңлар муһим, өгәнгәнлириңларни әмәлийитиңларда көрситиңлар" дәп тәһдит арилаш вәзипиләрни йүклигән шундақла буниңға диний затларни бирму ‏- бир ирадә билдүргүзгән. Демәк хитай һөкүмити пәқәт динға етиқад қилғучиларғила әмәс дин тәшвиқ қилғучиларға бесим һәм контроллуқни күчәйтиватқан болуп, хитай һөкүмити -2001йили хәлқара террорлуққа қарши уруш баһанисида мусулманларға қаратқан бу хил бесимни йәниму күчәйткән. Шундақла уйғур елидики барлиқ мәсчит имамлири түркүм ‏- түркүмләп сиясий курсларға уюштурулғандин башқа хитайниң диний сиясити, шинҗаңниң тарихини асас қилған һалда мәхсус имтиһанлар арқилиқ қайта тәкшүрүлүп, имамлиқ вәзиписи бәлгиләнмәктә. Өткән айда хитай һөкүмити йәнә, мәсчит имамлириниң кинишка елишини шәрт қилип, кинишкисиз имамларниң мәсчитләрдә вәзипә өтишигә рухсәт қилмайдиғанлиқини қарар қилди. Йәни улар диний затларниң диний пәнләрдики сәвийиси әмәс бәлки уларниң сиясий идийисини шәрт қилип кинишка тарқатмақта. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.