Хитай диний әркинлик вәзийити пәвқуладдә әндишә қозғаватқан дөләт
2006.05.03
Америкиниң хәлқара диний әркинлик мәсилисигә җавабкар бир комитети чаршәнбә күни вашингтонда хәлқара диний әркинлик вәзийити һәққидә доклат елан қилип, америка дөләт мәҗлиси вә буш һөкүмитини хитайда диний әркинлик вәзийитиниң изчил начарлиқи вә диндарларниң зәрбә бериш нишаниға айлинип қалғанлиқи һәққидә агаһландурди.
Хитай "терроризмға қарши уруш" ни сүйистимал қилди
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң дөләт мәҗлиси вә буш һөкүмитигә йоллиған доклатида, хитайниң диний әркинлик мәсилисидики ипадисини начар вә диний әркинлик вәзийити "пәвқуладдә әндишә қозғаватқан" дөләт, дәп көрсәтти. Хитай, берма, шималий корийә, еритрийә, иран, пакистан, сәуди әрәбистан, судан, түркмәнистан, өзбекистан вә вейтнам қатарлиқлар диний әркинлик вәзийити "пәвқуладдә әндишә қозғаватқан" дөләтләр қатарида тилға елинди. Доклатта, "хитай 2001 - йили 11 - сентәбирдин кейин хәлқара җәмийәтниң террорчилиққа қарши сәзгүрликини мусулманларниң диний паалийитини назарәт қилиш вә контрол қилиш үчүн пурсәт сүпитидә қолланди" дәйду.
Доклатта әскәртишичә, хитай һөкүмити "уйғур өлималирини вә талиблирини бәзи аталмиш қанунсиз һәрикәтлири сәвәбидин қолға алған. Аталмиш қанунсиз диний тәрбийә мәркәзлирини пичәтлигән вә сақчилар зор миқдардики қанунсиз диний китабларни мусадирә қилған".
Мәзкур комитет чаршәнбә күни ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, хитайни америка ташқи ишлар министирлиқиниң "диний әркинликкә еғир дәриҗидә бузғунчилиқ қилған дөләтләр" қара тизимликигә киргүзүшкә чақирди. Ахбарат елан қилиш йиғинида диний әркинликни боғуш сияситиниң нишани болупму тизимға алдурмиған йәр асти қанунсиз диний гуруһларға қаритилғанлиқини тәкитлигән комитет комиссари ричард ланд, җуңгони әндишә қозғаватқан дөләтләр тизимликигә елишни тәвсийә қилди. Ричард ланд, "комитетимиз җуңгони 1999 - йилдин бери тәкитләп келиватқан пәвқуладдә әндишә қозғаватқан дөләтләр қатарида тилға елишни давамлаштуриду вә комитетимиз ташқи ишлар министирлиқиға хитайни пәвқуладдә әндишә қозғаватқан дөләтләр тизимликигә киргүзүшни тәвсийә қилиду " дәп көрсәтти.
Речард ланд: уйғур аптоном районида, диний етиқад әркинлики қаттиқ чәкләнмәктә.
Хитай 2001 - йили 11 - сентәбирдин кейин хәлқара җәмийәтниң террорчилиққа қарши сәзгүрликини мусулманларниң диний паалийитини назарәт қилиш вә контрол қилиш үчүн пурсәт сүпитидә қолланди.
Речард ландниң әскәртишичә, мәзкур комитет хитайда 2005 - йили 8 - айда тәкшүрүш елип берип, хитай һөкүмитиниң диний паалийәтләрни изчил түрдә контрол қиливатқанлиқини, назарәт астиға еливатқанлиқини вә чәклимә қойүватқанлиқини байқиған. Доклатиниң уйғурлар һәққидики қисмида "мусулманлар көп санлиқни игиләйдиған шинҗаң уйғур аптоном районида, диний етиқад әркинлики һөкүмәт даирилири тәрипидин қаттиқ чәкләнмәктә. Көп һалларда уйғур сиясий өктичилириниң тинч һәрикити бөлгүнчилик, диний әсәбийлик вә террорлуқ билән бирләштүрүлүп қаралмақта" дәп тәкитләнгән. Комитетниң әскәртишичә, районниң вәзийити бурундинла начар болсиму, лекин хитай сиясий бюросиниң йитәкчиликидики террорлуқ, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши туруш һәрикити уйғур җәмийитиниң сиясий, иҗтимаий вә диний җәһәттә актип әзалирини нишаниға алған. Доклатта, бәзи диний өлималар вә диний актипларниң диний тәшвиқат елип барғанлиқи үчүн узун муддәтлик қамақ җазаси яки бөлгүнчилик қилиш вә җәмийәт муқимлиқиға тәһдит селиш билән әйиблинип өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлиқини әскәртти.
Ричард ланд, "комитетимиз хитайда тәкшүрүш елип бериш җәрянида диний әркинлик вәзийитиниң изчил түрдә начарлиқини байқиди. Җуңго һөкүмәт даирилири диний җамаәтләрниң паалийитини контрол қилмақта, назарәт астиға алмақта вә уларға чәклимә қоймақта " дәйду.
Диний әркинлик комитети 1998 -йили америка хәлқара диний әркинлик қануниниң роһи бойичә һәр қайси әлләрдики ипадә вә идийә әркинлики яки диний ибадәт әркинлики вәзийитини көзитиш үчүн қурулған. Мәзкур комитет хитайни һәр йили диний әркинлик вәзийити пәвқуладдә әндишә яритиватқан дөләтләр қатарида тилға елип кәлмәктә.
Оқутқучилар, профессорлар, университет оқуғучилири вә һөкүмәт хадимлири диний ибадәттин йирақлаштурулди. Намаз оқуш, диний материялларни тарқитиш, роза тутуш вә башни өртуш җазалиниш обйектиға айланди
Диний әркинлик комитетиниң 2005 - йили 8 - айда хитайни зиярәт қилған вәкилләр өмики уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчигичә барған иди. Ричард ландниң әскәртишичә, улар тәкшүрүш җәрянида хитайниң диний әркинлик мәсилиси билән алақидар юқири дәриҗилик әмәлдарлири вә сиясәт иҗра қилғучилири билән сөһбәт елип барған.
Хитайда охшимиған көз қараштики диний рәһбәрләрниң диний етиқади сәвәбидин изчил түрдә тән җазасиға учраш, түрмигә ташлиниш вә һәр хил яман муамилигә дуч келиватқанлиқини тәкитлигән ричард ланд, "хитайниң вәтәнпәрвәр диний җәмийәтлиригә тизимлитишни рәт қилған диний рәһбәрләр вә диндарлар зиянкәшликкә учримақта "дәйду. Ричард ланд, хитайда һөкүмәтниң зәрбә бериш нишани болупму тизимға алдурмиған йәр асти диний гуруһларға йәни уйғур мусулманлири, аилә черкавлири, тизимға алдурмиған католиклар, тибәт буддистлири вә фалунгоң муритлириға қаритилғанлиқини билдүрди.
Оқутқучи – оқуғучилар диндин йирақлаштурулмақта
Доклатта уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирни тилға алди вә униң 1999 - йили қолға елинғанда америка дөләт мәҗлисиниң тәкшүрүш гурупписиға хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики сияси вә диний сияситини тәнқид қилидиған бир парчә хәт тапшурмақчи болғанлиқини әскәртти. Доклатта тәкитлишичә, "рабийә қадир сүргүнгә һәйдәлгәндин кейин униң үрүмчидики аилә әзалири аваричилиққа учриған вә назарәт астиға елинған". Хитай һөкүмитиниң мусулман уйғур яш өсмүрлиригә диний ибадәт чәклимиси қойғанлиқини тәкитлигән доклатта, "оқутқучилар, профессорлар, университет оқуғучилири вә һөкүмәт хадимлири диний ибадәттин йирақлаштурулди. Намаз оқуш, диний материялларни тарқитиш, роза тутуш вә башни өртуш җазалиниш обйектиға айланди "дәйду. Ричард ландниң мухбирларни күтүвелиш йиғинида әскәртишичә, хитай һөкүмити "гәрчә америкиға яш өсмүрләрниң диний тәлим - тәрбийә елиши чәкләнмәйду, дәп вәдә қилған болсиму, лекин бу чәклимә болупму шинҗаң билән тибәттә һазирғичә давам қилмақта".
Доклатта әскәртишичә, хәлқара диний әркинлик комитетиниң зиярәт өмики уйғур аптоном районини зиярәт қилғанда аптоном район даирилири яш өсмүрләрниң 9 йиллиқ мәҗбурий маарипни түгәтмәй туруп диний ибадәт билән шуғуллинишиға йол қоюлмайдиғанлиқини етирап қилған. Ричард ланд, хитай һөкүмитиниң 2005 - йили 3 - айдин башлап йолға қойған диний ишларни башқуруш бәлгилимисини тәнқидлиди. Ричард ландниң әскәртишичә, гәрчә хитай рәһбәрлири бу бәлгилимини диний әркинликни қоғдаш йолидики муһим қәдәм дәп һесаблисиму, лекин мәзкур комитет бу бәлгилимә партийә рәһбәрлириниң диний гуруһлар вә диний паалийәтләрни техиму чиң тизгинлишини қаидиләштүрди, дәп қариған. У, америка һөкүмитигә хитайда қанунниң ролини күчәйтиш, америка - хитай кишилик һоқуқи сөһбитини күчәйтиш, аммивий дипломатийини илгири сүрүш, хитайдики шималий корийилик мусапирларниң әһвалини яхшилаш тоғрисида сөзлишиш, кишилик һоқуқ вә диний әркинлик мәсилиси бойичә техника ярдимини күчәйтишни тәвсийә қилди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурларға қаритилған диний бесим техиму күчәймәктә
- Хитай һөкүмити уйғурларниң диний әркинликигә тосқунлуқ қилмақта
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: хитай диний әркинликкә давамлиқ зиянкәшлик қилмақта
- Кишилик һоқуқ тәшкилати, хитайниң диний әркинликни боғуш қилмишини әйиблимәктә
- Әркин алптекин, уйғурларниң диний мәсилилири һәққидә дуня ислам йиғини тәшкилатиға мураҗәтнамә йоллиди
- Уйғур елидики мусулманлар хитай һөкүмитиниң диний сиясәтлириниң бесимиға учримақта
- Хитай һөкүмити қурбан һейт мәзгилидә мәсчитләрни техиму қаттиқ контрол қилмақта
- Хитай һөкүмити уйғур елидики христиан муритлирини тутқун қилмақта
- Уйғур елини зиярәт қилған б б с мухбириниң һес қилғанлири
- Уйғур елидики мәктәпләрдә дини етиқат қаттиқ контрол қилинмақта