Мақалә: диний етиқади болмиған хитайниң уйғур, тибәт вә японларниң диниға қарши туруши

Японийә өзини қоғдаш һава армийисиниң сабиқ баш қомандани тошио тамогами йеқинда өз намида нәшр қилинидиған журналда “диний етиқади болмиған хитайниң уйғур, тибәт вә японларниң диниға қарши туруши” дегән сәрләвһилик мақалисини елан қилған.
Ихтиярий мухбиримиз қутлуқ
2012.12.27
tamogami-dinsiz-xitay-yapon-uyghur-tibet-305.png Тамогами әпәндиниң мақалисиниң мавзуси
RFA/Qutluq


Тамогами японийә өзини қоғдаш һава армийисиниң сабиқ қомандани. У өзиниң өзгичә қарашлири билән японийә тупрақлириниң бихәтәрликини қоғдаш, хитай билән болған қошнидарчилиқ мунасивәттә қәтий юмшақ қоллуқ дипломатийә сиясити йүргүзмәслик тәрәпдари болуп кәлмәктә. Тамогами хитайдики уйғурлар мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүп келиватқан японийилик сиясийонлардин биридур. У 2009 - йилидики 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин японийә мәтбуатлирида, телвизорларда көп қетим уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисидә өз пикирлирини баян қилип: “уйғурларниң һәқ - һоқуқини қоғдаш ялғуз уйғурларниң вәзиписила әмәс, бәлки барлиқ инсанпәрвәр кишиләрниң мәҗбурийити, японлар уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисидә алаһидә күч чиқириши керәк” дегән қарашларни оттуриға қойған. Тамогами уйғурларниң йеқин дости болуп, 2012 - йили 5 - айниң 14 - күни токйода ечилған дуня уйғур қурултийиниң 4 - нөвәтлик қурултийиға алаһидә тәклип билән меһман сүпитидә қатнашқан. Тамогами қурултайда алаһидә сөзгә тәклип қилинған. У,өзиниң сөзидә уйғурларға һәр вақит яр - йөләктә болидиғанлиқини ипадилигән. Әйни чағдики дуня уйғур қурултийиниң йиғинида униң тәрҗиманлиқ хизмитини ишлигән доктор турмуһәммәт, тамогами тоғрисида өзиниң қарашлирини баян қилди.

Тамогами әпәндиниң мақалиси бесилған журналниң муқависи
Тамогами әпәндиниң мақалиси бесилған журналниң муқависи

Бу қетим тамогаминиң елан қилған мәзкур мақалисидә илгири мустәқил дөләт болған уйғурлар билән тибәтләрниң кейин хитайларниң мустәмликисигә айланғандин кейин, бу икки милләтниң өзигә хас диний етиқадлириниң 1949 - йилидин башлап хитай компартийисиниң қораллиқ зораванлиқида динсизлаштурушқа мәҗбурланғанлиқини, әмма қәһриман бу икки милләтниң өз етиқадлири үчүн җенидин кечип,хитай мустәмликичилири билән күрәш елип бериватқанлиқини баян қилған.

Аптор мақалисидә уйғурларниң муқәддәс ислам дининиң китаблирини оқуши, қурамиға йәткән вә йәтмигән уйғурларниң өз етиқади үчүн мәсчитләргә кирип намаз оқошиниң чәкләнгәнликини,рамизан айлиридиму хитайларниң уйғурларниң мәҗбурий йимәк йийишкә буйрулидиғанлиқини, қуран кәримни оқушниң өзи хитайдики уйғур мусулманлири үчүн җинайәт һесаблинидиғанлиқини көрситип бәргән.

Тамогами мақалисидә уйғурларниң диний етиқадиниң дәпсәндә қилинишини мундақ баян қилиду:

“хитайдики уйғурларниң 18 яштин төвәнлири мәсчиткә кириши чәкләнгән,18 яштин юқирилириниң киришиму әсла чәкләнгән. Хитайдики уйғурлар куңзиниң китаблирини, мав зедуңниң үзүндилирини оқуса, үгәнсә илғар һесаблиниду. Қуран кәрим, һәдис шәрифләрни үгиниш, оқуш җинайәт һесаблиниду. Һарақ ичип җинайәт садир қилса қарши елиниду. Роза тутуп ибадәт қилса террорчи һесаблиниду.”

Уйғурларниң диний етиқадиниң һәқиқәтән хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ дәпсәндә қилиниватқанлиқи һәққидә һазир сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридә яшаватқан диний өлима сираҗидин әзизи бу тоғрисида тохталди.

Аптор мақалисидә йәнә, тибәтләрниң диний етиқадиниң дәпсәндә қилиниши тоғрисида тохталған:

“тибәттә тинч йосунда топлишип ибадәт қилиш, далай лама һәққидә сөз қилиш һәммси чәкләнгән. Тибәт буддизмини тәшвиқ қилишниң өзиму җинайәттур.”

Тамогами хитай дөлитиниң өзидә диний етиқад болмиғанлиқи үчүн уйғур, тибәттәк әхлақлиқ пәзиләткә игә милләтләрниң диний етиқадини, өрп - адитини, мәдәнийитини, маарипини тәлтөкүс ассимилиятсийә қилиш сияситини йүргүзүш билән биргә, өзигә қошна болған японийигиму һәр хил динсизлиқ тәшвиқатлирини елип бериш, японийә алий мәктәплиридә аталмиш “куңзи тәтқиқат институти” лирини қуруш баһаниси билән динсизлиқ тәшвиқатини җанлиқ түрдә елип бериватқанлиқини көрситип өткән.

Аптор мақалидә, япон һөкүмити хитай маарипиниң тәшвиқатини вә японийидики “куңзи тәтқиқат мәркизи” лирини йоқатмиғичә, хитайниң японийә тупрақлиридики динсизлиқ тәшвиқатиниң алдини алғили болмайдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.